Используются технологии uCoz
Welcome to my page


Лукман Хакимниң 100 нәсиһити(حکیم لقمان )

1. Әй пәрзәнтим , улуғ вә қудрәтлик яратқучини тону.
2. Кимгә пәнд-нәсиһәт қилсаң авал униңға өзүң әмәл қил .
3. Сөзни өз қәдриңгә лайиқ сөзлә.
4. Адәмләрниң қәдрини бил .
5. Һәмминиң һәқ – һоқуқини чүшән.
6. Сириңни мәхпи тут .
7. Достуңни қийин күндә сина .
8. Доситтин пайда-зиянға емтиһан ал .
9. Әхмәқ вә надан адәмләрдин қач.
10. Дана вә зирәк достини дост тут .
11. Яхши ишқа мәһкәм кириш .
12. Аял кишигә һәддидин зиядә ишәнмә .
13. Сап дил вә дана кишиләр билән мәслиһәт қил .
14. Сөзини испати билән сөзлә .
15 . Яшлиқни ғәниймәт бил .
16. Яшлиқта икки дуня ишлирини қиливал .
17. Дост – ярлириңни әзиз бил .
18. Дост- дүшминиңгә йүзүңни учуқ тут .
19. Ата – анини ғәниймәт бил .
20. Устазиңни атидин әзиз бил .
21. Хәҗини киримгә қарап қил .
22. Һәммә ишта оттураһал йол тут.
23. Алийҗанаблиқни өзүңгә шоар қилма .
24. Меһманниң хизмитини қаидидәк қил .
25. Биравниң өйигә киргиниңдә көз вә тилиңға еһтият қил .
26. Кийим – кечәк вә бәдиниңни пакиз тут.
27.Җамаәт билән биллә бол.
28. Пәрзәнтиңгә илим вә әдәп өгәт .
29. Илаҗ болса пәрзәнтиңгә чәвәндазлиқ вә мәргәнликни өгәт.
30. Өтүк вә кәш кийишни оң путуңдин , селишни сол путуңдин башла .
31. Бирав билән иш қилсаң шу адәмгә лайлиқ иш қил .
32. Кечидә сөзлисәң аста вә мулайим сөзлә , күндүзи сөзлисәң әтрапиңға беқип сөзлә.
33. Аз йейиш вә аз сөзләшни адәт қил.
34. Өзүңгә яқмиған нәрсини өзгигә зорлап таңма .
35. Һәр ишни авал ойлап чарә – тәдбир билән қил .
36. Уқмай устазлиқ қилма .
37. Хутун балилириңға сир ейитма .
38. Башқиларниң яхшилиқни тәмә қилма .
39. Пәскәштин ваба күтмә .
40. Һәрқандақ ишни кәм – күтисиз демә .
41. Бүгүнки ишни әтигә қойма .
42. Қилмиған ишни һесабқа алма .
43. Өзүңдин чоңға чақчақ қилма .
44. Өзүңдин чоңға артуқ сөзлимә .
45. Кишиләргә яман көрүнмәсликкә тириш .
46. Һаҗәтмән кишиләрни наүмид қайтурма .
47. Өткән җаңҗални әслимә.
48. Башқиларниң яхшилиқини өз яхшилиқиң билән арилаштурма .
49. Байлиқниң миқдарини дост- дүшмәнгә билдүрмә .
50. Қериндашни қериндаштин айрима .
51. Яхши адәмниң ғәйвитини қилма .
52. Пәқәт өзүңнила ойлима .
53. Көпчилик қозғалса сәнму уларға әгәш .
54. Бармақлириңни еғиз вә бурнуңға тәккүзмә .
55. Адәмләрниң алдида чиш колима .
56. Түкүрүк вә бурнуңни юқири авазда ташлима .
57. Әснисәң еғизиңни қулуң билән тос .
58. Адәмләргә қарап керилмә .
59. Бармиқиңни бурнуңға тиқма .
60. Җидди сөзни чақчаққа айландурма .
61. Биравни бирав алдида хиҗил қилма .
62. Қаш – көзүң билән имлап чеқимчилиқ қилма .
63. Ейтқан сөзүңни тәкрарлима .
64. Биравни мәнисиз күлдүрүштин сақлан .
65. Өзүңни вә йеқинлириңни башқилилар алдида махтима .
66. Өзүңни аяллардәк пәрдазлима.
67. Балилириң немә десә шуни қилип беривәрмә .
68. Тилни ая .
69. Сөзләватқанда қулуңни силкимә .
70. Һәммә адәмни һөрмәтләшни унутма .
71. Иғвагәр адәм билән һәмсөһбәт болма.
72. Өлгән адәмни яманлап тилға алма .
73. Илаҗиниң баричә бирав билән урушма вә хусумәт сақлима .
74. Биравниң күч-қудритини синап йүрмә.
75. Чоңларниң савақлирни яхшлиқ билән ядиңда тут , гуманхор болма.
76. Өз нениңни башқиларниң дастихенида йемә .
77. Ишта алдирақсанлиққа йол қойма.
78. Мал дуня тапимән дәп өзүңни қийнима .
79. Бирав өзини билмисә , сән уни бил .
80. Ғәзипиң кәлгәндә сөзни таллап сөзлә.
81. Қуяш чиққучә ухлап ятма .
82. Етикиң билән бурнуңни сүрүтмә .
83. Башқиларниң алдида нәрсә керәк йемә .
84. Чоңларниң алдида махтанма .
85. Башқилар сөзлигәндә сөзигә қушуқ салма .
86. Бешиңни саңгилитип олтурма .
87. Кочида оң-солға қаравәрмә , алдиңға маң.
88. Имкан бар яйтақ улаққа минмә .
89. Меһманниң һузурида биравға ғәзипиңни чачма .
90. Меһманни ишқа буйрума .
91. Диванә вә мәс билән сөзләшмә .
92. Кочиларда бикарчи вә гәп аңлимайдиғанлар билән биллә олтурма .
93. Пайда – зиянға өзүңни уруп абройиңни төкмә .
94. Мәмәдән вә тәкәббур болма .
95. Башқиларниң саңа хушамәт қилишидин қач .
96. Җедәл вә птинидин қач .
97. Пичақсиз , үзүксиз вә пулсиз йүрмә .
98. Өзүңни харлимаслиққа интил .
99. Адди – садда , кәмтәр бол.
100. Аллаһтин қорқуш , хәлққә инсап қилиш , чоңларға хизмәт қилиш , кичикләргә шәпқәт қилиш , дәрвишләргә сахавәт қилиш , дост – ярәнләргә нәсиһәт қилиш , дүшмәнгиму силиқ муамилә қилиш, алимларға һөрмәт қилиш билән яша. Биравниң мелиға тәмә көз билән қарима

мәнбә: Өзмакан мунбири
******************************************************************
Лукман в мусульманских легендах

По преданию Мухаммада бин Исхака — это Лукман сын Багура сын Нахура сын Тариха, то есть Азара — отца Пророка Ибрахима.
По преданию Вахаба, Лукман был сыном сестры Пророка Аййуба. Сказано, что жил он тысячу лет, застал Пророка Дауда и получил от него знания.
По преданию Ибн Касира, Лукман был судьей у детей Израиля во времена Пророка Дауда. Он был рабом из Эфиопии у одного из детей Израиля, который освободил Лукмана Хакима и дал ему богатство. Ибн Габбас сказал, что Лукман Хаким был рабом из Эфиопии (то есть негром) и был плотником. Саид бин Аль-Мусейб сказал, что Лукман Хаким был из Судана. Он был портным. У него были толстые губы и плоские ступни. Он был молчаливым, много размышляющим и глубокого взгляда, никогда не спал днем, и никто не видел его плюющим. Он не забавлялся, не смеялся, не повторял своих слов, кроме мудрости.
Ибн Касир сказал, что это был святой человек, обладающий огромной мудростью, поклонением, назиданием. Он полюбил Аллаха, и Аллах полюбил его, одарив его мудростью.
Джабир бин Габдулла сказал: "Воистину, Аллах возвысил Лукмана Хакима мудростью. Однажды один человек, знавший Лукмана раньше, увидел его и спросил: «Разве ты не раб такого-то племени, который еще вчера пас скот?» «Да», — ответил Лукман Хаким. «Как ты стал таким?», — спросил тот человек. Лукман Хаким: «По велению Всевышнего, через выполнение доверенного, правды в словах и оставлении того, что меня не касается».
Ибн Кассир сказал, что Абу Дарда однажды, говоря о Лукмане Хакиме, сказал, что у него не было особых качеств, богатства, семьи, но он был отважным и храбрым. У Лукмана Хакима была семья, дети, но все они умерли при его жизни, по ним он не плакал. Он посещал царей, чтобы наблюдать, размышлять и брать назидание, поэтому ему было дано то, что дано. Его сын по имени Таран был неверующим, поэтому Лукман Хаким не прекращал давать сыну свои наставления до тех пор, пока тот не уверовал. Могила Лукмана Хакима находится в деревне Сарфанд, пригороде города Рамла, в Израиле.
 


Copyright ©  2010 Һәмраҗан - Амраќ All Rights Reserved.   

Используются технологии uCoz