Используются технологии uCoz
Проект: Hamra-amraq.narod.ru
Проект: Hamra-amraq.narod.ru
ئاسسالامۇ ئالەيكۇم ېزىز مەھمان ھىەمرا-ئامراق تورغا خۇش كەلدىڭىز
Welcome to my page


 

 
Һәмраҗан – Амрақ тәйарлиди.
Сейит ночи
(Тарихий дастан)
Қәшқәр хәлқниң пиғанлиқ көз йеши билән қошулуп аққан түмән дәряси бойида, козичи яр беши қойнида Сейит исимлик бир әзимәт барлиққа кәлди. У ширниңкидәк кәң көкрики, йолвас тапинидәк алқини билән һәммини өзигә жәлип қилди. Төрт дәрвазиниң ичи вә тешидики ғерип - ғурва, йитим йесирлар уни өзигә ашина билди. У онбәш яшқа барғанда төшүк дәрвазада бир навайға нимкар болуп кирди.
 
Әлгәк билән ун тасқап,
Өтмәктә өмүр.
Әтигәндин кәчкичә,
Әйләймиз хемир.
Хемир тавлап болупту,
Биләкләр төмүр.
Сейит ночи гирдиси дәп,
Даңқим йейилди.
Дастиханға дәрман болуп,
Махтап йийилди.
Бу гирдини һәряққа,
Елипму кәтти.
Алди Ақсу, арқиси
Йәкәнгә йәтти.
Йитим - йесир бағрини у,
Макани әтти.
Нәччә йилдин нимкар ишләш
Тәнни пишурди.
Биләкләргә дәрман берип
Қуввәт ашурди.
Бозәк қилса бәг - ғожамлар
Ажиз пуқрани.
Қандақ чидап туралайду
Сейит виждани.
Агаһ бәрди Сейит көп рәт,
Һөкүмран бәгкә.
Нәзәргә һеч илмиғанда
Қетилди сәпкә.
Әлқиссә, айлар өтти, йиллар өтти. Сейит ахун гелавхуйчиларға қетилип Сейит гаңгуң дәп аталди. Қан шориғуч тириктап байлар, парихор әмәлдарларниң көзигә мих болуп қадалди. Сейит ночиниң үстидин дадлап матитәй * ниң алдиға бәгзадиләрниң әриз - шикайити яғди.
 
Әмди гәпни Сейит ночиниң өзидин аңлаң:
 
Қара сачим йәлпүнүп
Қашимға чүшти.
Түмән сәвда балалар
Башимға чүшти.
Болди мениң йөләнчим
Гелавхуй һашим*
Чамбашлиқни үгәтти у,
Жан - дост адашим.
Гелавхуйға жәм болдуқ,
Даринға қарши.
Хиянәтчи, парихор
Залимға қарши.
Бәлни бағлап йәң түрүп,
Көтәрдуқ ғовға.
Мәйли дидуқ бизни бағлап,
Ассиму дарға.
Һәр қәйәрдә үм болуп,
Башлидуқ жидәл,
Әл ағзида даңқимиз
Болупту ғәзәл.
Қәшқиримдә матитәй
Ярлиқ чүшүрди.
Сейит ночини тутуңлар дәп,
Буйруқ чүшүрди.
 
Йоқитилди гелавхуй
Зинданда һашим.
Зулум, күлпәт қайнимида,
Қелиптур башим.
Қәшқиримдә күн алмақ,
Тәс болди, кәттим.
Ява қуштәк айлинип,
Ақсуға йәттим.
Қәшқәрдинму бәк ғерип,
Ғурванә Ақсу.
Харапзарлиқ очиқи,
Вәйранә Ақсу.
Равабимни һәмраһ қилип,
Йәттим Қучаға.
Алтә чүрик бир болуп,
Алди ариға.
Алтә чүрик арисида,
Шунчә муштлаштим.
Қара шәһәр дәрвазисини,
Пәшвада ачтим.
Әмди гәпни Қара шәһәрдин аңлаймиз:
Әлқиссә, Сейит гаңгуң Қарашәһәрниң биқинидики, чоң көврүкниң қешидики, дәряниң еқинидики хожулуқ бонжалиққа келип равабини алди, зәхмәк уруп тариға шундақ ләрзан чалди, тәрәп - тәрәптин кәлгән әһли жапакәш, мусапир - һожавирлар униң қолиға қарап қалди. Равап авази уларниң йүрикигә бир от салди. Бир чағда Сейит ночи шундақ қарапла һәйвәт билән бастуруп келиватқан бир парчә қара булутни көрди. Сейит ахун дидики: Бу худаниң карамитиму я әзраилниң маламитиму? Яки бир касапәтниң аламитиму?... Сейит ахун сәпселип қариғудәк болса, келиватқини қара булут әмәс, ат туяқлиридин көтүрүлгән топа - чаң икән. Атлиқларниң алдида келиватқини Қарашәһәргә нами пур кәткән бир залимниң балиси пор байвәтчә дегән чүлә - заң икән, униң әхмәқлиқи, почилиқи пүтүн Қарашәһәргә даң икән. Пуқралар дидики: һәй Сейит ночи, Сейит гаңгуң! Алдиңдики атлиқ пор байвәтчидур, хумсилиқта өтүп кәткән бир бәччидур, атармән - чапармәнлири қириқ нәччидур, униң йөләк - панаһи чоң, хәлқ алдида гунаһи чоң, өзини шир санайду, ночилиқтин тәмәйи чоң. Униң өзи өтүп кәткән мутиһәм лалма, униң өзи билән елишип қалма, бәл тутушуп челишип салма, бәл тутушсаң дәс көтүр, янпишиңға алма! Сейит ночи шундақ қариғудәк болса, пор байвәтчиниң бир қолида тизгин, бир қолида қамча, кәйнидә он нәччә черик ғалча, ғалчилар қолида нәйзә, калтәк, арғамча. Пор байвәтчә Сейит ахунға қарап дивәйләп, өз - өзичә көрәңләп, нимә дәйду қени, қамчисини тәңләп:
 
Қәйәрликсән, нәликсән?
Атиңни сөзлә.
Равап - зәхмәк қолуңда,
Затиңни сөзлә.
Аяғимға баш қоюп,
Дадиңни сөзлә.
Қәйәрликсән, қәләндәр,
Диванимусән?
Я бешиңға күн чүшкән,
Сәрсанимусән?
Вә я дәчән дәрдидә,
Аваримусән?
Яки оғри - булаңчи,
Қарақчимусән?
Қандақ ғәрәздә кәлдиң,
Һалиңни сөзлә.
Сейит ахун бу һақарәтни аңлап дәрғәзәп болуп, орнидин дәс туруп, келишкән қап қара бурутини бир толғап қоюп, нимә дәп жавап берипту дәңлар!
 
Әзизанә Қәшқәрниң __
Сепил тешидин.
Шерин шәрбәт сүйи бар,
Түмән қешидин.
Хумданчилар мәлиси __
Козичи яр бешидин
Чиққан Сейит исимлик __
Пеқир йигитмән.
Кичикигә кичикмән,
Чоңиға чоңмән.
Пишшиқиға пишшиқмән,
Тоңиға тоңмән.
Тәтуригә тәтурмән,
Оңиға оңмән.
Мискинләрниң муңдиши,
Амрақ йигитмән.
Алдашниму уқмаймән.
Рәммал әмәсмән.
Я қәләндәр - диванә,
Абдал әмәсмән.
Хәқни уруп - соқмаймән,
Амбал әмәсмән.
Яминидин қорқмаймән,
Чәбдәс йигитмән.
Нәгә барсам һәмрайим,
Мениң равабим.
Чалсам сазим, мадарим,
Қилсам тавабим.
Билмәк болсам шу саңа,
Сөзу жавабим.
Әзизанә Қәшқәрдин,
Чиққан Сейитмән.
Пор байвәтчә дидики: әй юрт - макани йоқ һарамзадә, мән болсам арзулуқ бәгзадә, кийим сәрпайилирим азадә, бәхт - дөләттә маңа һәрқандақ шаһзадә, мән болсам Қарашәһәрдә аталған гаңгуңмән, наму шөһрәттә рустими дастанидин чоңмән. Қени күч синишайли, бир қәпәс елишайли. Гаңгуң болсаң мәйданға чүш, челишайли. Сейит ночи дидики: сәндин қорқунч, дишварим йоқ. Саңа атар пәшварим йоқ. Бир пәс арам алғили қой, икки пәдә чалғили қой. Пор байвәтчә дедики: пурап бақсаң муштумни, йоқитисән һушуңни, бир мушт билән сеситай жигириңни - гөшуңни, баш устуңгә қондурай, әжәл матәм қушуңни! Пор байвәтчә шу сөзләрдин кейин Сейит ночиға шундақ бир мушт атти. Мушти қаңқип кетип өзи еғинап бир азгалда ятти, зәй - патқаққа патти. Шу изаға чидалмиған пор байвәтчә Сейит гаңгуңға шундақ бир пәшва атқаниди, байвәтчиниң путлири сеқирап кәтти, каллиси пеқирап кәтти, өзи билән өзи вай путум! дәп чирқирап кәтти, үни боғулуп хирқирап кәтти. Йиқилған челишқа тоймапту, това қилса көңли қоймапту дегәндәк, пор байвәтчә пүтүн күчини каллисиға йиғип Сейит ночиниң мәйдисигә шундақ устики, байвәтчиниң баш - көзи зиңилдап кәтти, қулақлири виңилдап кәтти, пешаниси һүррәкләп сесиқ тухумдәк лиғирлап кәтти. Байвәтчиниң беши доқидин өтүп соқиға айлинип кәтти. Хәлқи аләм алдида йүзи төкүлгән, қәдди пүкүлгән, йүрәк чеки сөкүлгән пор байвәтчиниң жени боғузиға қаплашти, Сейит гаңгуңниң яқисиға канидәк чаплашти. Һәй сеһиргәй гадай! өзүңгә сурә әпсунни уривапсән, адәм сияқиға киривапсән. Йүр ямулға, мән шу йәрдә сириңни ачай, баш - көзүңгә әдәп дориси чачай!.. Сейит ночи дидики: мәртәм - мәртәм үч мәртәм иди. Буни уқмайсән, үч нөвәтни саңа бәрсәм өзүңни соримайсән, аста дисәм бәк дәйсән, дапқа чүшкән маяқтәк сәкрәйсән, көрүп бақ мениң карамитимни! Сейит ночи пор байвәтчиниң яқисидин тутупла шундақ бир көтүривиди, у йилтизи йоқ сесиқ көтәктәк, пашниси йоқ әски өтүктәк юлунуп чиқти. Сейит ночи уни бир қоли билән шундақ айландурвиди, әйюһәннас! чақпиләкму ундақ айланмас, пир - пир - пир!!! Сейит ночи уни Қара шәһәр дәрясиға шундақ етивиди, пор байвәтчә худди дашқа чүшкән маштәк, тағдин чүшкән таштәк, көздин аққан яштәк, туз қойниған аштәк, қилич үгән баштәк, дәряниң қақ оттурсиға чүшти. Әмди гәпни Қарашәһәр амбаллиридин аңлаймиз: черикләр пор байвәтчини дәрядин сүзүвелишти, өзлириниму азрақ түзүвелишти. Дийиштиләрки: Сейит ночи толиму қарам икән, униң хусусида бөләкчә ойлаш һарам икән, күч турқида көңли арам икән, кәмбәғәл пуқралар униңға рам икән, униң билән елишсақ бизгә ховлуқ болмас, чирайлиқчә совға - салам тартуқ қилип, бәзисини артуқ қилип узитип қоюп, у кәткәндин кейин бу зиянни пуқраларға чечип бирни он қилип үндүрвалсақ. Бу яман нийәтлик ғәрәздин Сейит ахун тамамән бихәвәр иди. Әтиси улар Қарашәһәр етидин бирни униңға йоллуқ тутуп: һәй Сейит ночи, Сейит гаңгуң! Балилар сени рәнжитип қойған болса биз намақул, сәпириңдин янмисаң, шәһиримиздә узақ туруп қалмисаң дийишти. Сейит ахун болиду дәп жавап берип, яру достлири билән хошлишип атқа бир қамча салди, Илихоға қарап йол алди:
 
Илихоға бармаңлар,
Йоли хәтәрдур.
Зимистан қиш нәштири,
Жандин өтәдур.
Мусапирлар дәртмәнләр,
Йолда ятадур.
Өз юртини яд етип,
Ғәмгә патадур.
Илихоға мән берип,
Қалдим балаға.
Яғақ йүзлүк черикләр
Алди араға.
Алтисиниң сундуруп
Уттур чишини.
Пәшва билән муш билән
Ярдим бешини.
Или дәря бойида
Чалдим равапни.
Жалас әттим қул _ йитимни,
Таптим савапни.
Қул - йитимниң ятқан йери,
Питлиқ авахта.
Қул - йитимға аш берәркән,
Сунуқ тавақта.
Авахтини ай йоруқи,
Айдиңда чақтим.
Қош қолумни қейиқ қилип,
Дәряда ақтим.
 
Йигирмә алтә яшимда,
Күнләр чүшти башимға.
Әрзимни баян әйләй,
Яру дост қаяшимға.
Әзизанә Қәшқәрдә,
Туғулуп өскән боюм бар.
Шәһәр көрүп юрт көрмәк,
Ичкә толған оюм бар.
Шәмушәни айлинип,
Үчтурпанға кепқалдим.
Қолға елип равапни,
Һәр пәдигә чепқалдим...
Учтурпанлиқ көңлигә,
Сейит ахун йеқип қалди.
Яқа юртлуқ болсамму,
Сөзлирим еқип қалди.
Йәтти болуң пушқаққа,
Йейилипту атиқим.
Йол_ йол икән һәр яқта,
Әл - юрт болди ятиқим.
Халайиқлар дәр иди:
Сейит ночи кәлгүси.
Униң қәдими йәтмики,
Яхшилиқниң бәлгиси...
Наәһлиләр шу кәмдә,
Ичи адап һалимға.
Төһмәт тоқуп устумдин,
Әриз қипту даринға:
Сейит юртни аздурди,
Оғриларни жәм қилип.
Сизгә ора қаздурди,
Бу юртқа бала терип.
Уни йоқитиң дәрһал,
Тухуми қуруп кәтсун.
У ялаңтөш ғовғачи,
Йәр ютуп чирип кәтсун...
Ялпақ бурун дотәйниң,
Рәңгиройи өңүпту.
Сейит тоғурлуқ хияли,
Һәр кочиға меңипту.
Һәммигә аян болғайки, Үчтурпанниң амбили ма шавву әслидә Қәшқәрниң дотийи болуп, гелавхуйчиларни йоқитишта даңқ чиқарған чоң жаллат иди. Шу чағдин башлап Сейит ночини тонуйтти. Бирақ қәшқәрдики чеғида Сейит ночини йоқитиш мәқситигә йетәлмигәниди. Гаңгуңниң туюқсиз бу йәргә келип қалғанлиқи уни наһайити һәйран қалдурди. Лекин, у учтурпанда Сейит ночини жайливетишкә мумкин әмәслигини биләтти. Буларни ойлап йәткән бу һилигәр йеңи хизмәт арқилиқ ханниң илтипатиға еришмәк хиялида Сейит ночини ужуқтуриветиш койиға чүшүп, кона һүнүрини ишқа салди:
 
Һәй ночи Сейит гаңгуң,
Учтурпанға хуш кәпсән.
Мән көрүп дидариңни,
Болдум толиму хурсән.
Тәң кәчкән әмәсмидуқ,
Түмән дәря бойини.
Тәң ичкән әмәсмидуқ,
Униң шәрбәт сүйини.
Тәң аңлап әмәсмидуқ,
Һейит - айәм күйини.
Биллә көрүп кәлгән биз,
Әзиз Қәшқәр бағрини.
Һейит - айәмдә тәң аңлап,
Канәй, сунай, нағрини.
Қәшқәрликни көргәндә
Тәнъгә сиғмай кетимән.
Дастихан селип алдиға,
Иззәт - екрам етимән.
Һәй ночи Сейит гаңгуң,
Йүрсәң, ордиға барсаң.
Устихиниң чүшүп қалса,
Бу юртта туруп қалсаң.
Мақул Сейит ночи,
Ордида туруп қапту.
Пувләп йәл бериш, махташ,
Җайиға берип қапту.
Ақ тәңгә билән чокан,
Күнмукүн келип қапту.
Ялпақ бурун ма дарен,
Һәр яңза күлүп қапту.
Ай, йиллар өтүп мәзгил,
Бир йәргә берип қапту.
Шундақ бир күн ичидә,
Сейит ночи чүшидә,
Анисини көрүп қапту.
Қәшқәргә кетәйин дәп,
Мискин ана қешиға,
Пат берип йетәйин дәп,
Қериған чеғи йенида,
Хизмәт қилип өтәйин дәп.
Өз қолидин ешини,
Бир қошуқ ичәйин дәп.
Мана шундақ ойлапту,
Өй бойини бойлапту.
Дарен алдиға кирип,
Ижазәтму сорапту.
Әлқиисә, Сейит ночи шу күни таң етиш билән ма даренниң алдиға кирип кәлди вә әрзини баян қилди:
 
Қой издәр қозасини,
Қозиму анасини.
Һавадики қушларму,
Сеғинар увасини.
Сеғиндим йүрәк - дилдин,
Анам меһрибанимни.
Сеғиндим - ети Мәмәт,
Укамни - ғәмгузаримни.
Түмән дәря сүйидин,
Тойғичә ютай дәймән.
Ғәмгузарим анамниң,
Алдида өтәй дәймән.
Яр бешида олтуруп,
Равабим чалай дәймән.
Ғерип - ғурва ярәнниң
Көңлини алай дәймән.
Қәшқәргә барай дәймән,
Меһригә қанай дәймән.
Ма дарен ижазәт бәр,
Йолға атлинай дәймән.
 
Ма дарен шундақ жавап бәрди:
 
Ижазәт берәй дисәм,
Мән саңа чидалмаймән.
Баштила димәпмидим,
Сәндин айрилалмаймән.
Ижазәт берәй, гаңгуң,
Чарәм йоқ бөләк яңза.
Йоллуқум берәй ячән,
Техи бир чилим ғаңза.
Ялғуз аниға сәндәк,
Жан көйәр оғул лазим.
Алдиға берип дәрһал,
Аңа әйлигин тәзим.
Қәшқәрдики титәйгә
Хәт йезип берәй әкәт.
Жәтни көрсә ма титәй,
Дәйду саңа көп рәһмәт.
Сән өзүң Сейит гаңгуң,
Қилдиң бизгә көп хизмәт.
Әжриң қәдригә лайиқ,
Мәнму билдүрәй иззәт.
 
Бу хетимни апирип,
Бәр титәйниң өзигә.
Сени башлиқ қип қояр,
Төт дәрвазиниң биригә,
Башлиқ болуп шунда сән,
Ойнап - күлүп өтәрсән.
Гаңгуң намиңға лайиқ,
Мурадиңға йетәрсән.
Бу юрттин кетәр болдуң,
Ичимгә селип отни.
Әтә йолға чиқ гаңгуң,
Тәйярлап қояй хәтни.
 
Әлқиссә, ма дарен ухлимай хетини язди, гаңгуңниң һаят йолиға әжәл хәндики қазди. Әтиси сейит ночи бу хәтни елип, қойниға қатлап селип, дарен алдидин чиқип жапакәш пуқраларға тоймай беқип, йүрики шамдәк еқип шундақ диди:
 
Хош бурадәр, ярәнләр,
Биллә ойнап өткәнләр.
Өзрәмни ейтип қалай,
Қәшқәргә кетип қалай.
Дағи пәрзәит анамниң,
Қан қериндаш укамниң,
Меһригә қенивалай.
Қилған бңлсам мәнмәнлик,
Өткән болса сәвәнлик,
Кәчүрүңлар, юртдашлар,
Хәйр - хош, қериндашлар.
Әлқиссә, Сейит ночи яр - бурадәрлири билән хошлишип Қәшқәргә қарап йол алди. Учтурпандин узап кәткәндә, Маралбишиниң тумшуқиға йәткәндә ночиниң ети шорлуқ йәргә патти. Сейит ночи аттин чүшүп көтүрүп тартти. Туз аритқан ешикини һәйдәп патқақтин аман чиққан бир тузчи бовай бу һални көрүп һәйран қалди. Сейит ночиға ярдәмлишип атни тартивалди. Тузчи бовай ейттики:
 
Оғлум сениң чирайиң,
Зәпму иллиқ көрүнди.
Етиң петип шорлуққа,
Жәвиптин хәтәр билинди.
Сәпириңдин бир гуман,
Аян болди көңлүмгә.
Мәнзилиңгә йәткүчә,
Агаһ болғин өзүңгә.
Ейитқин нимә қисмәт бар?
Сәпириңдә, ишиңда,
Өткән қандақ хисләт бар?
Сениң мискин бешиңда.
Әлқиссә, Сейит ночи тузчи бовайға сәргүзәштилирини һикайә қилип бәрди. Ма даренниң хетини қойнидин елип потисиға мәһкәм түгди. Тузчи бовай ейттики: __ Һәй оғлум, ушбу хәтни йениңда сақлап йүрдүңму? Хәтни ечип оқуп көрдүңму? Бу заманниң амбаллирида инсап қалмиди. Наданлиқ қилип, тәвәккул кәмиридә белиңни бағлима, даренниң хетини сәл чағлима, палакәт басмисун сени, хәтни ечип оқуп бақайли қени. Сейит ночи ейттики:
 
Аманәткә хиянәт,
Намәрд ишидур.
Палакәтниң амриқи,
Қорққақ кишидур.
Һаятимда намәртлик
Қилған әмәсмән.
Жанни алтун _ күмүшкә,
Сатқан әмәсмән.
Кәлсә әжәл навада,
Жанни аладур.
Сулар еқип астида,
Ташлар қаладур.
Қәшқиримда ярән көп,
Ялғуз әмәсмән.
Кимки қилса яманлиқ,
Адәм димәсмән.
Тузчи бовай ейттики: Хәйр, оғлум, саңа ақйол болсун, хәвп - хәтәр сәндин йирақ турсун. Дүшминиң қан қусуп өлсун, достлириң шад - хорам күлсун. Әлқиссә, Сейит ночи тузчи бовай билән хәйрлишип етиға йәнә минди, алға қарап йол йүрди. Йолни көп бесип, көргәнла йәрдә кишиләр қазан есип, ахир дәмдә Қәшқәргә йетип барди. Қан - яш ақар түмән дәряси билән көзичи яр бешини көрди.
 
Сейит ночи дигән гаңгуң,
Дөңниң үстигә чиқса.
Ана меһриниң шами,
Бағрида ерип ақса.
Һәр яқтин харап юрти,
Һәсрәт отини яқса.
Түмән толғудәк қан - яш,
Турмай тамчилап ақса.
Яш қуйған көзләр бирлә,
Тоймай һәр таман бақса,
Ишиккә келип қақса,
Ишик тақилип қапту,
Чирағму өчүп қапту.
Аниси ғерип мәзлум,
Аһ... Чекип йетип қапту,
Ғәмләргә петип қапту,
Ухлапму қетип қапту.
Жан ана... Женим ана...
Дәпту сөзини башлап.
Аңлиталмай өгзигә,
Қошлап чалмини ташлап.
Йәнә тәкрар товлапту,
Ботилақтәк бозлапту.
Жараһәтлик бағрини,
Һәсрәтлири тузлапту,
Товлашлири тезләпту.
Ахир аңлап аниси,
Яидурупту чирағни.
Ойлап йеқин - йирақни,
Ичини хиял орапту,
Кимликини сорапту.

<< جان ئانا ، جېنىم ئانا >>

Дегән бир сада кәлди. Ишикни ач, жан ана, Мусапир балаң кәлди.>> Шу сөз билән аниси, Ишиккә оқтәк етилип, Сөзгә қан - яш қетилип. Бойниға гирә селип, Һармаң, баликам дәпту. Йиртиқ дәстихан ечилип, Гүлә қақлар чечилип, Һиҗирда чай ичилип, Өйгә адәм толупту, Түнму тамам болупту. Әтиси таң атқанда, Мәзин әзан ейтқанда, Сейит ночи җамәдә Җамаәтни көрүпту. Йиғлапту һәм күлүпту. Өйгә қайтип келипту, Егилип салам берипту. Пәстә туруп қол бағлап, Чапан кийип бәл бағлап, Анисиға хуш қарап, Шундақ бир сөз қилипту. Мән ямулға кирәймән, Ма титәйни көрәймән. Алди билән униңға, Һөрмәт салам берәймән. Соңрә аманәт хәтни, Өз қолиға берәймән. Шундақ дәп сейит ахун, Ижазәтниму апту. Худаға аманәт дәп, Ана ишиктә қапту. Хәтни оқуп ма титәй, Башни аста чайқапту. Юмшақ күлкидин ночи, Һәр әһвални байқапту. Шунда тузчи бовайни, Дәрру ядиға апту. Шу ой, шу хиял бирлә, Титәйгә қарап қапту. Суңрә сөзләп ма титәй, Үч күнлүк сүрүк дәпту. Үч кейин ямулға Сән өзәңла кәл дәпту. Биз кеңәшни пүттүрсәк, Пишанәңгә йезилған Карамәтни көр дәпту. Үчинчи күн сейит ахун, Ажайип чүш көрүпту. Чүшидә техи шунчә, Нурғунла иш көрүпту: Чоң йолда кетип берип, Қара етини көрүпту, Ойғинип у ойлапту, Баш - аяғдин ойини. Дәрһал берип һаммамға, Суға сапту бойини. Анисиға сөз қошуп, Дәпту: сәндин сораймән. Бүгүн улуғ жумә күн, Апақ ғожамға чиқип, Намаз оқуп кирәймән. Ана берип ижазәт, Ишик түвидә қапту. Дуа бирлә сейит ахун, Һәзрәт яққа йол апту... Аңлинатти һәр яқтин, Дәрт - әләм, пиған зари, Ташвайдәк равапчиниң, Үзүлгән йүрәк тари. Үжмилик бағ әтрапи, Айлинипту мазарға. Ялиңач тән, йоқсуллар, Чиқалмапту базарға Арилап сейит ночи, Көрди әлниң һалини, Булап алған ач көзләр, Юртниң бар - йоқ малини. Көзи чүшти һәр йәрдә, Яхши билән яманъға. Йүрикидә от янди, Ләнәт оқуп заманъға. Һәммә юртта хар пуқра. Дәрт әләмгә яр пуқра. Қан йиғлайду һәсрәттә, Бурда нанъға зар пуқра. Аһ... Худая, аләмни, Өзүң алған һөддәңгә. Рәһим - шәпқәт қилсаңчу, Биздәк мискин бәндәңгә. Алимиңни кәң қилип, Заманәңни тар қипсән. Адимиңни әләмләп, Ит - ешәктәк хар қипсән. Шапаәт қил қәшқәргә, Шәпқитиңни яғқузғин. Қанъға тоймас залимни, Өзүң завал тапқузғин. Сейит ночи һәр йәрдә, Йиртиқ чапан, тон көрди. Тонни бойлап төкүлгән, Ләхтә - ләхтә хун көрди. Йүрәк бағри өртинип, Кавап болуп янатти. Самаварда олтуруп, Ич қарнини толдуруп, Әл - юрт билән муңдишип, Дидариға қанатти. Самаварниң чөриси, Адәм билән лиқ толған. Улуғ - ушшақ қәшқәрлик, Әтрапиға жәм болған. Чиқип кәпту бир чағда, Бир топ черик ат билән. Ярлиқ елип ямулдин, Титәй язған хәт билән, Черик салам берипту, Қатарлишип турупту. Сейит уқуп әһвални, Дәрһал йолға йүрүпту. Дост - ярәнләр әгишип, Толиси гәп тәгишип, Йүргәндә тез йүрүпту. Көп хияллар сүрүпту. Тьндә кцргән чьшини, Йол тосқан қара итни, Қанчә тәкрар көрүпту. Шәһәргә йеқин кәлгәндә, Қариға * су бәргәндә, Кусулдишип черикләр, Сөшләшкәнни көргәндә, Нимә гәп дәп? Дәп сорапту, Жавабини тиңшапту. Бағлап әкир дегәнни, Черикләрдин аңлапту, Аңлапту - дә дәрһалла, Өз - өзини оңлапту. Бәлни мәһкәм бағлапту. Бағлаңлар дәп қолини, Арқисиға жуғлапту. У өзини йолвастәк, Гоя ширдәк чағлапту, Черик дегән титришип, Чивин охшаш чирмишип, Сейит ахунни бағлапту. Андин бир сөз аңлапту: Һич гунаһ йоқ силәрдә, Ханниң важип ярлиқи, Юрт жамаәт хош әмди. Риза болунә қәшқәрлик Улуғ ушшақ барлиқи. Юрт шу сөзни аңлапту, Йүрәк бағрин дағлапту. Көкрәк керип Сейит ахун, Алға маңған чағларда Һәммә һүр - һүр йиғлапту.
Әмди гәпни Қәшқәрниң даренлиридин аңлаймиз:
У пуқралар билән дидар көрүшүп болғучә йоқ қиливәтмисәк бизгә аманлиқ болмас, шуңа дәрһал сәксән черик һазир болсун, Сейит ночини тутушқа юрсун, Сейит ночи гундиханиға кәлтүрүлсун. Сейит ночини ашундақ кәлтүрүшти. Сейит ночи ма титәйни көрмәк тәлипини бәрди. Титәй қобул көрди. Сейит ночи шундақ дәпту:
 
Кезип дәшти баяван,
Аштим тағ - даван.
Нәгә барсам пуқраниң,
Һали бәк яман.
Рәңги сулғун, зәпиран,
Бағри ләхтә қан.
Ичкини оға, зәһәр,
Чәккини пиған.
Учтурпанда матитәй,
Йезип бәрди хәт.
Сизгә тиләп аманлиқ,
Бәхт - парағәт.
Ма дотәйниң хетини,
Мәндин алдиңиз,
Әмди ничүн билмидим,
Айнип қалдиңиз ?
Әлқиссә, ма титәй муүәммбәрлик билән Сейит гаңңуңға қарап қалди, хупсәнлик билән һичнимини уқмас киши боливелип өз йеғида өзини қорушқа пурсәт тапти, һили микирлик ниқабини йүзигә тартти:
 
Һәй ночи Сейит гаңңуң,
Өзүңниң өлүм намәңни,
Сән өзүң елип кәпсән,
Мениң бу йүрикимгә,
Надамәт селип кәпсән.
Хәт билән мениң билсәң,
Көксүмгә пичақ патти.
Қандақ қилимиз, гаңңуң,
Әжәпму бешим қатти.
Мән саңа идим амрақ,
Өлтүрәй сени қандақ ?
Өлтүрмәй дисәм ночи,
Ханниң ярлиғи шундақ.
Әй амбал __ деди гаңңуң,
Тәңликтә туруп қалма.
Ханниң алдида аси,
Гунаһкар болуп қалма.
Черикләргә ейит дәрһал.
Милтиқиға оқ салсун.
Мойтуңзиға епчиқип,
Һаялсиз женим алсун,
Әзизанә қәшқәрлик,
Мени бир көрүп қалсун!...
Жаллатлар келип шу дәм,
Бойниға тақақ салди.
Путиға селип ишкәл,
Зиндан бағриға алди.
Он төт күн өтүп кәти,
Тақити түгәп кәтти.
Мәрт йигит Сейит гаңңуң,
Сөзини баян әтти,
Диди у: чидамим йоқ,
Я бөләк тәмәйим йоқ,
Өлтүрсәң бүгүн өлтүр,
Жүмә күн келип йәтти.
......
Жәм болушти амбаллар,
Йәңүшлишип тамбаллар.
Дачәй һарвуни қош дәп
Ярлиқ қилди дәрһалла.
Төт атлиқ йоған һарва,
Тәйяр болди тәх болди.
Сейит ночини атмаққа,
Елип маңар вах болди.
Ат һарвини қатқанда,
Тоққуз пай по атқанда,
Төт дәрвазиға йүздин
Төт йүз черик патқанда,
Йорғилишип һәрянъға,
Тепирлишип ятқанда,
Тәшвиш толған башлири,
Қара таштәк қатқанда,
Сейит ночини чиң бағлап,
Орда алдиға еп кәлди.
У һарвида тик тохтап,
Шундақ сөзни дәп кәлди:
Хош, аман бол қәшқәрлик,
Жанжигәрләр __ туққанлар.
Бүгүн жүмә қулақ сал,
Сөз қәдрини уққанлар.
Жамаәт жәм болупсиз,
Мениңдин болуң рази.
Мәһшәрдә көрүшкәймиз,
Болғинида худа қази.
Гунаһсиз өләр болдум,
Наданлиқ баласидин.
Кимләр қутулуп қалған,
Залимниң жазасидин!
Әй қәшқәрлик, қәшқәрлик,
Мени унтуп қалмаңлар.
Мәндәк болмай дисәңлар,
Һәргиз надан болмаңлар.
Наданлиқ елип кәтти,
Йигитликтә башимни.
Мениңдәк елип кәткән,
Һашимдәк адашимни.
Жәтни билмигән адәм,
Бешида кезәр матәм.
Хәт билмәс наданларға,
Қараңғу икән аләм.
Оқуңлар өзүңларму,
Тәлим алсун яш балла.
Қәлбиңларда қеп қалсун
Қисасиңлар __ әнтиңлар!
......
 
Мәмәтхан иним қалди,
Жан анам уни бақсун.
Мәйли атса залималар,
Қәшқәргә қеним ақсун.
Қәбрәмни көрүп хәлқим,
Ибрәт алғуси мәндин.
Қан қәрзим қисасимға,
Үмид күтимән сәндин.
Рази болғин қәшқәрлик,
Әл - юртдашлар хош әмди.
Биллә ойнап тәң өскән
Яру достлар хош әмди!
......
Халайиқ нида әйләп,
Яшни толдуруп көзгә.
Муң - зари нава әйләп,
Чүшти налилик сөзгә:
Каж пәләкниң қисмити,
Бу күнни сапту сизгә.
Күн алмақ бу қәшқәрдә,
Болмамаду рава бизгә ?!...
Бирни оқ билән атса,
Онни жадуға басса,
Йүзни дарға асса,
Миңлап гундида ятса,
Адәм бешини тоғрап,
Тағниң тешиға қатса,
Дәртмән бир гунаһкарға,
Миңини елип чатса.
Бу аләм зимистанлиқ,
Болди бир гөристанлиқ.
Гөристанда өтәрму,
Бәхти қара қәшқәрлик...
......
Сейит ахун, Сейит гаңңуң,
Юрттин разилиқ алди.
Һарвиму қомушбазири *
Йениға берип қалди.
Ат! диди Сейит гаңңуң
Һарвидин төвән сәкрәп:
Ат жаллат! удуллап ат!!
Йүрәккә үдүл чәнләп.
Чеқир көзлүк бир жаллат,
Милтиқини раса бәтләп,
Сейит гаңңуңниң алдида,
Турди көзигә тәңләп.
Арқа яқтин жиң жаллат,
Дәрһал тәпкини басти.
Пистан чеқип милтиқи,
Өзи йиқилип ятти.
Иккинчи рәт атқан оқ,
Келип тәгди тағаққа.
Сейит ахун диди шу дәм,
Милтиқ атқан жаллатқа:
Мени атсаң устаң ат,
Наустақ йеқин кәлмә.
Сол көксүмни чәнләп ат,
Жа устаң йеқин кәлмә...
Мә, һәққиңни ақ тәңгә
Диди сөзини башлап.
Бир сәрлик күмүш пулни,
Жаллат алдиға ташлап.
Жаллат алди ячәнни
Чишлирини һиңгайтип.
Тәләпкә мувапиқ у,
Үч маңдам кейин қайтип.
......
Сейит ахун Сейит гаңңуң,
Тик турар иди сүзләп.
Мадаху дигән жаллат,
Атти жайини көзләп.
Йәттә пай оқ тәккәндә,
Игиз чинар йиқилди.
Һәйвәт билән гүлдүрләп,
Күктә чақмақ чеқилди...
Қәшқәр асмини бойлап,
Учмиған бүгүн кәптәр,
Сим - сим төкүләр ямғур,
Булутлар кезәр көктә.
Қағилар қақилдайду,
Сепилдики потәйдә.
Бизгә шәпқәт бармикин,
Шийәнгән билән дотәйдә ?!
Дотәй билән шийәнъгәнниң,
Ичкәнлири қан болди.
Қәшқәрликниң көз йеши,
Сәл билән қиян болди.
Шийәнъгән билән дотәйниң,
Кимлиги аян болди.
Дәрт толған йьрәкләрдин,
Бу сөзләр баян болди.
 
Сейит ахун, Сейит гаңңуң,
Женидин жуда болди.
Әзизанә қәшқәрниң
Шуңқари ада болди.
......
Сейит ахун өлүп кәтти,
Тупраққа кирип кәтти.
Бу аләм – мусибәттин,
Йүрәккә хун толуп кәтти.
Чалди чакичак қәшқәр,
Моң толған равабини.
Айәм күнлири кәлсә,
Тәрк әтмәй тавабини.
Моңлуқ қәвригә сүркәп,
Бағриниң кавабини.
Оғлиға дуа әйләп,
Йоллиғай савабини.
Өлмисәк ичәрмиз дәп,
Таң вәсли шарабини.
**********************************
Изаһатлар: ( 1 ) козичи ярбиши __ түмән дәрясиниң шәрқи жәнуп левигә жайлашқан мәһәллә исми. ( 2 ) Төшүк дәрваза __ қәшқәр шәрқи дәрвазиниң исми. ( 3 ) Сәп ___ бу йәрдә шинхәй инқилавиниң алди _ кәйнидә пүтүн мәмликәт бойичә залимларға қарши қуулған гелавхуй тәшкилатиниң қәшқәрдики шөбиси нәзәрдә тутулиду. ( 4 ) Ма титәй __ 1911 _ йилидин 1932 _ йилғичә Қәшқәрдә һөкүмранлиқ қилған фашист һәрби әмәлдар, әсли исми ма пушиң. ( 5 ) Гелавхуй һашим __ Йәкәнлик маһир чамбашчи болуп, у гелавхуйға қатнишип, Йәкән, Қәшқәр әтрапида даңқ чиқарған. Уни кишиләр гелавхуй һашим дәп атиған. ( 6 ) Қариға __ бәшкирәмдә һәзрәт йол айрилишидики бир жайниң исми. ( 7 ) Қомуш базири __ жай исми. Мәнбә: уйғур хәлиқ дастанлири.


Copyright ©  2010 Һәмраҗан - Амраќ All Rights Reserved.    

Используются технологии uCoz