Используются технологии uCoz
Проект: Hamra-amraq.narod.ru
Проект: Hamra-amraq.narod.ru
ئاسسالامۇ ئالەيكۇم ېزىز مەھمان ھىەمرا-ئامراق تورغا خۇش كەلدىڭىز
Гостевая книга Parable-Притча Oghuzname Переводчик Links Ссылки Fan
Amraq Chayxanisi Sheherlirimiz Қутадғубилик
Благодатное знание
Уйғур Алфавити Лукман Хаким
Қутадғубилик Translit
Welcome to my page
Народ.Ру: Новая страница

 

© http://pidaiy.biz/readpost.php?id=209



Transliterated into Cyrillic Hamrajan - Amrak

 

Туғлуқ Төмүрхан мазири һәққидә

 

Муқәддимә

Ғалип Барат Әрк





840–йили Орхун уйғур ели йимирилип ханданлиқ тәвәседики түркий тиллиқ хәлиқләр һәр тәрәпкә питирап кәтти, нәтиҗидә улар йашап кәлгән орхун, Туғла дәрийа бойлири, Өтүкән теғи етики аһалисиз қалди, бу бошлуқни моңғуллар толдурди. Орхун уйғур елиниң йимирилишидә биваситә сәвәбкар қирғизларму қитанларниң бесими астида 12–әсирләрдә әслий маканлириға ــ Йенсәй дәрийаси бойлириға кетишкә мәжбур болди. Моңғул қовмлири манҗурийә тәвәседин тәдриҗий сүрүлүп түркий хәлиқләр әзәлдин йашап кәлгән вә кейин моңғулларниң намида аталған йәрләргә қарап сүрүлди. Уйғур едиқут ели миладийә 12–әсирниң оттурилири қитанларға беқинди болуп қалған. Қитанларниң уйғур едиқут ели (840-1368) вә хақанийә (840-1212) сулалилирини өзигә баҗ–хираҗ төләйдиған һалға кәлтүрүшидә, уларниң һәм ички қисмедики зиддийәтләр сәвәб болған еди. Қитанлар уйғурлар тәрипедин”қара хитай“ дәп аталған қовмдур, улар уйғур едиқут елигә шавкем дәп атиледиған лавазимдар (кәнжи басқақ) назарәтчи әвәтип назарәт қилған. Қитанларниң дәсләпки вақитлардики һөкүмранлиқи дәмзә характеридә болған, кейинчә еғир баҗ-селиқ алған. Қитанларниң һөкүмранлиқедин қутулуш йолида һәрикәт қилған уйғурлар, 1209–йили едиқут Барчуқ Арт Текин башчилиқида қитанларниң назарәтчисини өлтүрүп, йеңедин баш көтүриватқан моңғулларға тәвәлик билдүрүп әлчи әвәткән.

Моңғуллар 12–әсирдә Буржигин, Қоңрат, Җалайир, Барлас, Салжиғут қатарлиқ көплигән қәбилиләргә бөлинип Кирулин, Ғонан дәрийа бойлири вә Һинган теғиниң ғәрби-шималий етикидә йашайтти. Темүрчинниң рәһбәрликидә бирликкә кәлгән моңғул қәбилилири 1206–йили қурултай чақирип Темурчинни ханлиққа көтүргән, шундин башлап Темурчин «Чиңгизхан» дәп, һакимийити «еки моңғул улуси» (бүйүк моңғул дөлити) дәп аталған. Әслидә улар һазирқи моңғулийә жумһурийити тәвәседики Бурһан халдун теғи әтрапедики кичик даиридә йашап кәлгән еди, уларниң шу вақиттики аһалиси бир миллионғиму йәтмәйтти. «Бу вақитта моңғуллар техи найман ханиданлиқини бойсундурушқа мувәппәқ болмиған, уйғур едиқут ели еки моңғул улуси» ниң ғәрбий жәнубидики қошниси еди. Чиңгизханниң байриқи астида бирләшкән, бирликкә кәлгән моңғул қәбилилири кеңәймичилик қилишни башлап, нурғун земин вә байлиққа еришти. 1211–йили уйғур едиқути Барчуқ Арт Текин Крулин дәрийаси бойидики моңғул ханиданлиқи ордисиға берип бәйәт қилди. Чиңгизхан өзлиридин мәдәнийәтлик бу дөләтниң қарам болғанлиқидин шадланди, чүнки академик Бартолдниң сөзи билән ейтқанда, уйғурлар «түркий хәлиқләр ичидә мәдәнийәт жәһәттә йүксәк орунда туридиған» [1] аһалә еди, Чиңгизхан қизи Алтун Бекәни едиқутқа йатлиқ қилидиғанлиқини (йатлиқ қилғучә өлүп кәткән) вә 5-оғли сүпитидә тонуйдиғанлиқини җакарлиған. Барчуқ Арт Текин түмәндин артуқ қошунини башлап моңғулларниң истила йүрүшлиригә қатнашқан. Иранлиқ тарихчи Алавиддин Атамәлик Жувәйни (1226- 1283) «улар уйғурларниң тил вә йазма әсәрлирини илимниң чоққиси дәп қарайтти» [2] дәп йазғинидәк, әйни заманда илим җәһәттә йуқири пәллигә йәткән уйғурлар моңғуллар қурған ханлиқларниң һәммисидә һакимийәт вә мәдәнийәт ишлириға иштирак қилип, тарих бәтлиридә өз төһпилирини қалдурди. Әйни вақитта моңғулларниң жәмийәт әһвали доктор Лйу Йиңшиңниң сөзи билән ейтқанда, чарвичилиқ вә овчилиқ билән һайат көчүрүп, көчүп йүрәтти [3], шуңа моңғулларниң қәдими йәткән барлиқ земинларға уйғурларму берип, уларниң һакимийәт вә мәдәнийәт ишлириға қатнишип, моңғул ханлиқиниң җайлардики һакимийитини ишқа ашурған. Уйғур вә моңғул хәлиқлири ортақ турмуш, йашаш давамида өз ара пәрқләр барғансири азлап барған.

Уйғур едиқут һакимийити биваситә моңғул мәркизий һакимийитигә беқинип өз территорийисигә һөкүмранлиқ қилған. Доктор Абитакиониң пикри бойичә ейтқанда, Йүән сулалиси (1271-1368) қурулуп 80 йилғичә асасән шу тәриқидә давамлашқан. 1227–йили Чиңгизхан игилигән барлиқ земинлирини оғуллириға суйурғал қилип бәргәндә, уйғур едиқут ели моңғул мәркизий һакимийитиниң биваситә башқурушида болуп, өз–өзини идарә қилған.

Моңғул империйисиниң дәсләп қурулғандики земини тоғрисида Алавиддин Атамәлик Жувәйни «татарларниң макани, улар пәйда болған җай вә ронақ тапқан йери кәң бир ойманлиқ еди, униң даириси 7 – 8 айлиқ йолдур. Шәрқтә хитай (қитан) билән, ғәрбтә уйғур (едиқут) ели билән чегрилинатти, шималда қирғизлар билән Селинга дәрийаси арқилиқ, җәнубта таңғут вә түбүтләр билән чегрилинатти» [4], дәп йазған. 1227–йили Чиңгизхан сирлиқ бир сәвәб билән өлгәндин кейин, орниға Огидай Хақан (1229-1241) болған. Моңғул империйисиниң барлиқ земини Чиңгизханниң төрт пәрзәнтигә суйурғал қилип берилгән. Гопислик (қәдимки иран) мусулман йәһудий тарихчи Рашиддин Фазил Оллаһ (1247-1318) чағатайниң суйурғал земини тоғрулуқ «униңға берилгән суйурғал земин түркистандин башлинип Аму дәрийаси ниң еғизиғичә еди. У Чиңгизхан бөлүп бәргән улус вә черикләрни идарә қилиш билән, Бәшбалиқтики өз елидә ханлиқ һоқуқини йүргүзәтти ...» [5] , дәп йазған. «Чиңгизхан игилигән земинини оғуллириға суйурғал қилип бәргәндин башқа, Қучу уйғур едиқутиға өз унванини давамлиқ қоллинишқа, әсли һөкүмранлиқ қилип кәлгән земинини сақлап қелишқа, йәнила Қарақучуни пайтәхт қилишқа рухсәт қилди. Моңғуллар бу йәргә ‹ даруғатчи › әвәтип, назарәт қилди. Едиқутниң мәртивиси Чиңгизхан бойсундурған башқа әлләрниң һөкүмранлиридин көп йуқири туратти» [6], моңғул империйиси 13-әсирниң бешедин башлап йуртимизниң пүткүл тарихиға тәсир көрситип кәлди.

1227–йили Чиңгизхан игилигән йәрлирини пәрзәнтлиригә суйурғал қилип бәргәндин кейин, уйғур едиқут ели чағатай ханлиқи билән қошна болған. Шветсийилик алим Досанниң йезишиға қариғанда, Чиңгизханниң 2 – оғли чағатайға шәрқтә уйғур едиқут ели чеграси билән Қайалиқтин тартип ғәрбтә Җәйһун (Аму) дәрийасиниң икки қирғиқиғичә болған земин билән, төрт миң черик (аилиси билән) тәқсим болған. Франсийилик Йен Павл Рошниң йазғанлириға асаслансақ, чағатай ханлиқида йайлақлар асасий орунда турған, йәни Ертиш дәрийаси йайлиқи, Или йайлиқи, Талас йайлиқи билән Балқаш көли әтрапидики земин ханлиқ земининиң асасий қисми болуп қалған. Бу ханиданлиқ һөкүмдарлириниң йәрлиридин Тарим ойманлиқи (һазирқи байинғолин тәвәсини Чәрчәндин башқа җайларни өз ичигә алмайду), Маврауннәһр, Афғанистанниң ғәрбий қисим йәрлири, Пәнжап вә Синд қатарлиқ йәрләрдин ибарәт. Йен Павл Рошниң йазғанлириға қариғанда, 14–әсиргә кәлгәндә чағатай ханданлиқидикиләрму алтун орда ханлиқидикиләргә охшашла өз ана тилиниму унтуп түркий тилдила сөзлишидиған болған, уйғур тили әдәбий тил болуп хизмәт қилған, кейин бу тилға «чағатай тили» дәп нам берилгән, бу тил әмәлийәттә моңғул тили болмастин, қәдимки уйғур тили асасида шәкилләнгән тил болуп, заманимиз илим саһиблири ейтқан «чағатай уйғур тили» еди. Омумән алғанда, уйғур едиқут ели билән чағатай ханлиқи чегарилинип турған. Уйғур едиқут ели дәсләп моңғул ханлиқиға, кейин Чиңгизхан нәвриси Қублай тәрипидин қурулған Йүән сулалисигә биваситә қарайдиған болған, әмма моңғул шаһзадилириниң һакимийәт талишиш ишлириға арилишип қелип, талапәт тартқан. Уйғур едиқут ели күчәйгән вақитлирида наһайити кәң территорийигә егә болсиму, хақанийәниң барлиққа келиши билән бир қисим земинлиридин, кейин хақанийәниң ғазатлири билән йәнә бир қисим земинлиридин айрилип қалған. Уйғурлар йашаватқан йәрләр 14- әсирниң башлиридин башлап чағатай әвладлириниң һөкүмранлиқиға чүшүп қалған. Туғлуқ Төмүрхан әнә шу Чиңгизханниң 2 – оғли Чағатайханниң әвлади болуп тарихимизда наһайити муһим шәхсләрдин бири һесаплиниду.

Туғлуқ Төмүрханниң нәсәби

Туғлуқ Төмүрханниң нәсәбидә бәзи мәсилиләр бар. 16–әсирдә йашиған уйғур тарихчиси Мирза Муһәммәд Һәйдәр көрәгани (моңғулларниң дуғлат қәбилисидин келип чиққан болуп уйғурлишип кәткән) ниң «тарихи рәшиди» намлиқ әсирини инглизчиға тәржимә қилип нәшир қилдурған Едвард Денсон Рус вә муһәррири Илийасларниң тәтқиқатиға асасланғанда, Туғлуқ Төмүрханниң нәсәби Чиңгизханға тутушиду. Чиңгизханниң 2–оғли Чағатайхан, униң оғли Муатуған («шәжәрәий түрк» тә «мутукән», «кашғәр тарихи» да «мамукәй», дейилгән. «Чиңгизхан» намлиқ телевизийә филимидә «муқатоған» дәп тәржимә қилинған), униң оғли Есән Дава, униң оғли Бәрақ (барақ), униң оғли Дава екәнлики схемилаштурулғандин кейин Туғлуқ Төмүрханниң Дава оғуллиридин Есән Буға йаки Емил Хожадин бириниң оғли екәнлики көрситилгән [7]. Нәзәр хожа Абдусәмәт оғли (уйғур балиси) «таранчи тарихи» намлиқ китабини йазғанда «шәжәрәий түрк» тин пайдиланған болса керәк, «Моңғул төрилири Бухарадин Әл хожа ләқәмлик Есән Буға Дуван чечән оғлини алдуруп хан көтүрди. Есән Буға ханниң тоқили ‹Мәңлик› хатундин ‹Туғлуқ Төмүр› атлиқ бир оғул дунйаға кәлди...», дәп йазған. Мушу қарашлар бойичә ейтқанда, Туғлуқ Төмүрниң атисиниң кимлики һелиғичә мәвһум турмақта. 16–әсирдә йашиған төмүрийләр империйисидики иранлиқ атақлиқ шаир Шәрифиддин Әли Йәзеди (?- 1454) 1420–йиллири йазған «Зәпәрнамә» шу вақитта тәкшүрүп, тәтқиқ қилишлардин кейин йезилған. Униңда «Чағатай хан нәслидин болған жәтә падишаһи Туғлуқ Төмүрхан ибни Емил хожа ибни Давахан» [8], дейилгән. Шәрифиддин Әли Йәзди төмүрийләр империйисидә йашиған, император Төмүрләң (тарихта Әмир Төмүр Көрәган, Ақсақ Төмүр дәпму аталған) ниң әвлади Шаһруһханниң оғли Ибраһим султанниң тәшәббуси билән, ханлиқниң қулайлиқ йаритиши һәмдә көпләп мунасивәтлик учурларниң топлиниши билән йезилған «Зәпәрнамә» үчүн, Туғлуқ Төмүр һәм Әмир Төмүр Көрәгани тоғрисида көп материалларниң жуғланғанлиқида шүбһә йоқ. Туғлуқ Төмүрханни ханлиқ тәхткә чиқарған Әмир Булажиниң әвлади, шундақла Туғлуқ Төмүрханниң әвлади султан Сәидхан қурған Йаркәнт Сәедийә (1514-1680) ханлиқиниң дөләт әрбаби болған Мирза Муһәммәд Һәйдәр Көрәгани тәрипидин 1545 – йиллири әтрапида йезилған «Тарихи Рәшедий» дә, Туғлуқ Төмүрхан ниң нәсәби Чиңгизхан оғли Чағатай, униң оғли Мамқанхан, униң оғли Қара Субухан, униң оғли Бәрақхан, униң оғли дДачихан, униң оғли Есән Буға хан [9], униң оғли Туғлуқ Төмүрхан, дейилгән. «Тарихий Рәшедий» ни нәшргә тәййарлиғучилар Бәрақхан оғлини Есән Дава дейилгән болсиму, әслий мәтиндә kara isun дейилгәнликини изаһлиған, бу исим уйғурчә нәшридә Қара Субухан, дейилгән.

Туғлуқ Төмүрхан нәсәби тоғрисидики һекайәт «Тарихи Рәшедий» дин елинип «Тарихи Рәшедий Зәйли» (Мирза шаһ Мәһмуд жЖорас), «Кашғәр тарихи» (Молла Мир Салиһ Кашғәрий көчүргән), «Тарихи һәмеди» (Молла Муса Сайрами) қатарлиқ китабларда хели кәң даиридә байанланған. Шу китабларда һекайә қилинишичә, Туғлуқ Төмүрханниң атиси Есән Буғаханниң икки хотуни болуп, чоң хотуниниң исми Сатилмиш, тоқалиниң Мәңлик екән. Сатилмиш туғмас болуп күндиши Мәңликниң икки қатлиқини сезип, Есән Буғахан шикарға (бәзилиридә ләшкири йүрүшкә кәткәндә, дейилгән) чиқип кәткән пурсәттә ордиға кәлгән Ширавул Духтәви (Ертиш дәрийасиниң шимали тәрипи, дәшти қипчақта йашиған дегән қараш бар) гә хотунлуққа бериветиду. Шу вақиттики моғул адәтлири бойичә хатун тоқалларниң тәқдирини иликидә тутқан. Есән Буғахан қайтип келип Мәңлик хатунни сориғанда униң йирақтин кәлгән Ширавул Духтәвигә беривәткәнликини ейтқанда, хан «Йаман бопту, у мәндин һамилидар еди» дегән. Шу ишлар болуп узун өтмәй Есән Буғахан қаза қилип, моғул қовми хансиз қелип вәйранчилиққа йүз тутқан. «Тарихи Рәшедий» ниң апториниң әждади Әмир Булажи Дуғлат «бир хан пәйда қилип мәмликәтниң қанун тәртиплирини турғузушни көңлигә пүкүп» [10], тоқал Мәңликниң балисини тепип, оғул болса елип келиш үчүн Таштемүр исимлик бирини йолға салған. Таштемүр узун йол йүрүп Ширавул Духтәви турған җайға берип сүрүштүрүп, Мәңликниң хандин болған балисиниң оғул екәнлики, исмини Туғлуқ Төмүрхан қойғанлиқини уққан һәмдә уни елип қечип, Дуғлат Әмири Булаҗиниң һузуриға - Ақсуға елип кәлгән. Шәрифиддин Әли Йәзединиң «Зәпәрнамә» дә йезишичә, Туғлуқ Төмүрхан һижирийәниң 764–йили 34 йешида вапат болған. Ундақта, һижрийә 730–йили (миладийә 1329– 1330– йиллири) туғулуп, һижрийә 764– йили (миладийә 1362-, 1363– йиллири қаза қилған болиду). Бу йилнамидин 1330– йилини туғулған йили сүпитидә қобул қилсақ, 1364– йили қаза қилған болиду. Франсийә миллий кутупханисида 1006 рәқимидә сақлиниватқан «Тәзкирәт Әл Иршад» ниң апториниң «Тарихи Рәшедий» дин пайдиланғанлиқи еһтималға наһайити йеқин, шундақтиму тәзкирәдики мунасивәтлик йилнамиләр қиммәтлик. Униңда «тарихқә 730-йили уй йилида Туғлуқ Төмүрхан вужудқә кәлди. 16 йашида қалмақтин Әмир Булажи Ақсуға кәлтүрди, 18 йашида хан болди вә 24 йашида мусулман болди. 31 йашида Маврауннәһргә черик атландурди вә тарихқә 764– йили ــــ тошқан йилида 34 йашида вапат болди»[11], дейилгән. Туғлуқ Төмүрханниң нәсәби һәққидә 20–әсирниң бешида йашиған чөчәклик татар алими Қурбан Ғали Халеди йазған «Тәварихи хәмисәий шәрқи» дики байанларму охшаш болуп, Туғлуқ Төмүрхан Есән Буғаханниң оғли, у будуйичичә ханниң оғли, у Бәрақ ханниң оғли, у Йәсунтуниң оғли, у Мутәкән (Мамқанхан) ниң оғли, у Чағатайниң оғли дейилгән, исимларниң тәләппузида азрақ пәрқләр бар. Туғлуқ Төмүрханни Емил хожа оғли дегүчиләрдин Шәрифиддин Әли Йәзеди («Зәпәрнамә»), Әбулғази Баһадирхан («Шәжәрәий түрк»), Хандәмир («Түркистан вә мавәрәуннәһир моңғул ханлириниң тарихи»), Мирза Улуғбәг («Төрт улус тарихи») ләр бар.

Туғлуқ Төмүрханниң нәсәби тоғрисида йуқирида көргинимиздәк, атиси Есән Буғахан, Емил хожа дегән икки хил қараш мәвжут. «Тарихи рәшедий» ни нәшргә тәййарлиғучилар муқимлаштуралмиған. Досан «Досанниң моңғул тарихи» вә бәзи материйалларда Емил хожа дегән қараш йақланған. Туғлуқ Төмүрханниң нәсәби 16 - әсирдин башлапла тәһқиқләшкә һәрикәт қилинған. Мирза Муһәммәд Һәйдәр Көрәгани «Тарихи Рәшедий» ни йезишта Шәрифиддин Әли Йәзединиң «Зәпәрнамә», Әмин Әһмәд Разиниң «һәфт иқлим», Атамәлик Жувәйниниң «Тәварихи жаһан кушай»... Қатарлиқ әсәрләрдин пайдиланған, җүмлидин «Зәпәрнамә» дин хели көп мәнбәләр кәлтүргән. Мошу нуқтилардин қариғанда, Мирза Муһәммәд Һәйдәр Көрәгани «Зәпәрнамә» дики Туғлуқ Төмүрхан нәсәбигә аит учурларни көрмәслики мумкин әмәс. Шуңа ейтиш мумкинки, Туғлуқ Төмүрхан нәсәби тоғрисидики тәһқиқлишидә Дуғлат Әмирлириниң байанини асас қилип «Есән Буға хан» оғли, дәп йазған. Академик В. В. Бартолдниң йезишичә, Әбулғази Баһадирхан Емил хожаниң ләқими Есән Буға дәп йазғанлиқини әскәрткән һәмдә Туғлуқ Төмүрханниң нәсәби тоғрилиқ гуманий қарашта болған, җүмлидин «Туғлуқ Төмүр әслий хан әвладидин еди, дегән бу гәпни Дуғлат уруқидин болған һелиқи Әмир тоқуп чиққан болса керәк вә бу Әмир уни чағатай улусиниң шәрқидә Мәзкур хан әвладидин һеч қандақ пушти қалмиғанлиқини көрүп, ханлиқ тәхткә чиқарған болса керәк» [12], дегәнни оттуриға қойған. Әбулғази Баһадирхан (1605- 1663) ниң «Шәжәрәий түрк» намлиқ әсириниң уйғурчә вә хәнзучә нусхилири нәшр қилинди, уйғурчә нәшриниң қайси хил нусхиси асас қилинғанлиқи намәлум, пәризимчә чағатай уйғур йезиқидики әслий нусхисидин көрә Өзбәкистандики нәшри мәнбә қилип нәшргә тәййарланған болуши мумкин. Хәнзучә нусхиси 1874– йиледики франсузчә тәржимисидин тәржимә қилинған, франсузчиға чағатай уйғур йезиқидики нусхисидин тәржимә қилинған. Уйғурчә нәшридә «чағатайхан әвладедин елажә ләқәмлик есән буға бин дүй чечән бин бәрақ бин йәсәнту бин мутукән бин чағатайхан маврауннәһрдә туғулған еди» дейилгән. Хәнзучә нәшридә «чағатайханниң бир әвладиниң исми есән буға болуп йәнә бир исми ели хожа (伊勒火者), у маврауннәһрдә туғулған. Униң нәсәби есән буға – дава – чечән – бәрақ – йесәнту – мотукән – чағатайхан» дейилгән. Мирза Улуғбәг «Төрт улус тарихи» да «әмир ғазанхан шеһид болғач Туғлуқ Төмүрхан ибн әлхожа ибн дава чечәнхан жәтә улусида һаким болди. Маврауннәһр хәлқиниң алмалиқ мавазинидә униң әмри билән қуббә бина қилған еди. Вапатедин кейин ашу йәргә дәпнә әттиләр. Ол қуббә алтун нами билән мәшһурдур. ... Туғлуқ Төмүрхан ибн әлхожа ибн дава чечәнхан ибн султан ғийасиддин бәрақхан ибн сөқар ибн комкор ибн чағатай хан ибн Чиңгизхан» [13] дейилгән. Академик Бартолдниң гуманиға охшаш гуманниң туғулуши тәбиий, әмма Туғлуқ Төмүрханниң чағатай нәсәбигә туташмаслиқини тәсәввур қилмақ тәс, чүнки шу дәврдики кәскин һоқуқ талишиш күрәшлиридә, Туғлуқ Төмүрханни ханлиқ тәхтигә чиқиришта йетәрлик асаслар болмиса моңғул қовми тәрипидин қобул қилиниши мумкин әмәс. «Тарихи Рәшедий» вә башқа материаллардики мунасивәтлик учурларға қариғанда, 1330–йили туғулған Туғлуқ Төмүрхан 15 йешида йәни 1345-йили әтрапида Ақсуда ханлиқ тәхткә чиқирилған. У 18 йешида (көпинчә материалларда 1347–йили дейилгән) Алмалиқ шәһиридә моғулистан чағатай ханлиқиниң хани болған. Бәзи материалларда, 1347–йили шәрқий чағатай ханлиқиниң қурулған вақти, мушу вақитта чағатай ханлиқи иккигә бөлүнүп кәткән, дәп байан қилиниду. 24 йешида (1353 ~ 1354-йиллири) Илида мусулман болған, 1360-, 1363– йиллири Маврауннәһргә ләшкәр башлап чағатай ханлиқини бирликкә кәлтүрүш үчүн йүрүш қилған һәмдә Маврауннәһрниң бир қисим йәрлирини өз ичигә алған хели нурғун йәрләрни һөкүмранлиқиға алған, йүрүштин қайтип узун өтмәй 34 йешида 1363–йили қаза қилған. Ундақта, Есән Буға билән Емил хожаниң қайси бири Туғлуқ Төмүрханниң атиси? навада тарих йазмилиридики Туғлуқ Төмүрниң туғулған йилини етирап қилсақ, Есән Буғахан билән йил дәврини селиштуруш зөрүрийити туғулиду. Доктор Тйән Вейжйаң вә доктор Лйу Йиңшеңларниң тәтқиқатиға асасланғанда, Есән Буғахан кечиккәндиму 1320–йили қаза қилғандин кейин Кебәкхан чағатай ханлиқиниң тәхтигә чиққан. Әгәр мошу тәтқиқатларға асаслинидиған болсақ, Есән Буғахан өлүп 10 йилдин кейин андин Туғлуқ Төмүрхан туғулған болуп чиқиду.

Туғлуқ Төмүрхан Есән Буғаханниң оғли болмиса, у һалда Емил хожаниң оғли болуш еһтималлиқила қалиду. Доктор Лйу Йиңшеңниң тәтқиқатидин қариғанда, 15–әсирдики «муззиал әнсаб фи шажарат салатин моғул», қашаниниң «тәварихи олжайто», Әбулғази Баһадирханниң «шәжәрәий түрк» қатарлиқ мәнбәләргә асаслинип, Шәрифиддин Әли Йәзединиң «зәпәрнамә» дики «емил хожа оғли» дегән байаниниң тоғрилиқини билиш мумкин. Есән Буғахан оғли дегән қарашни Бартолд ейтқандәк, Әмир Булажи башчилиқидики Дуғлат жәмәти тоқуп чиққан болуши мумкин. Дуғлат әмири Булажиниң Емил хожа оғли Туғлуқ Төмүрни Есән Буғаханниң оғли дейиши, асаслиқи Есән Буғаханниң тәхт вариси сүпитидә оттуриға чиқиришни көзлигәнликидин болса керәк. Демәк мошу қарашлар бойичә ейтқанда, Туғлуқ Төмүрхан Есән Буғаханниң оғли болмастин, униң бир туғқан қериндиши Емил хожаниң оғлидур.

Туғлуқ Төмүрханниң мусулман болуши

Туғлуқ Төмүрханниң мусулман болуши тоғрисида материаллар интайин көп, гәпни тарим ойманлиқиниң шәрқий жәнубедики мәшһур шәһәр Китиктин башлашқа тоғра келиду. Шәһири Китик Тарим дәрийасиниң айағ еқинида, йәни Чәрчән дәрийасиниң айағ учида Тарим дәрийасиға қошулушқа аз қалған орундики «Етәк Терим (етәк тарим дәпму йезилған)» дегән җайда. Бу шәһәр миладийниң бешедин башлап гүллинип турған болуп, 8– әсирләрдики түбүтчә йазмиларда kadag, 982– йили йезилған парсчә әсәр «һудудул аләм» («аләмдики чегра–пасиллар») дә KADHAK, оттура әсир хәнзучә йазмисида怯台, чағатай уйғур йезиқидики йазмиларда «ктк» йаки «кдк», дәп йезилған. Бу шәһәрниң аһалилириниң көп қисми мушрик, аз бир қисми мусулман болуп, байашат йашайдикән. Чиңгизхан мусулман йуртлирини ишғал қилған заманларда Бәлихлиқ мәшһур алим Әбу Һәбис Кәбирийниң әвлади Җамалиддин Бәлихлиқ шагирти шәйх Шаһабиддин билән моңғул импирийәсиниң пайтәхти Қарақурумдин қечип мушу Шәһәр ـــ Китиккә йетип кәлгән. Мирза Муһәммәд Һәйдәр көрәгани Җалалиддин Китики (жамалиддиндин кейин жалалиддин дәп аталған) әвладлиридин игилишичә, Чиңгизхан Бухара улуғлирини йиғип қәтли қилғанда Мәвлана Һафизиддин Кәбирийни Бухарада қәтли қилған, униң иниси Шужаиддин Мәһмудни пайтәхти Қарақурумға елип кәткән, у шу йәрдә қаза қилған. Кейин Мәвлана Шужаиддинниң оғли (йил нуқтисидин алғанда әвлади болуши керәк) Җамалиддин «хотән билән турпан ариседики» Шәһири Китиккә кәлгән. Бу чағлардики Шәһири Китик Қурбан Ғәлий Халедийниң сөзи билән ейтқанда, Тәклимакандики шәһәрләрниң мәркизи еди. Учтурпанлиқ шаир Молла Шакир («Зәпәрнамә»), Ширйар («мәвланә әршедин тәзкирәси») вә башқа тәзкирәләрниң байани билән алғанда 41 шәһәрни башқуридиған мәркәз еди. Жалалиддин Китик шәһиригә кәлгәндин кейин дин тәрғибати билән мәшғул болған. Хәлиқ еғиз ривайәтлиридин көрә «тәзкирәтул ершат» та йезилишичә, Шәһири Китикни тошқан йилида қум басқан, түн бойи қум йеғип шәһәр қум тегидә қалған. Ривайәтләрдә байан қилиниши вә бәзи тәзкирәләрдә йезилишичә, Җалалиддин Китики башлиқ мусулманлар мома йағачларни қадап, «40 кечә – күндүз» мома йағачни чөргиләп һайат қалған. Һайат қалған Китик аһалиси (ширйар 15 киши дәп йазған, әмма бу сан әмәлий сандин наһайити кәм икәнлики мәлум) Тарим дәрийасини бойлап көчкән. Улар көчүп «тағ – дәрйалардин ешип, чөл – жәзирәләрни бесип өтүп, әрдәвил шәһиригә келип айкөл дегән жайда тәкйәгаһ бина қилди» [14]. Жалалиддин Китики башчилиқидики Китиклик мусулманлар Әрдәвил (Ақсу) Айкөлгә барғучә йол бойлап бир қисми туруп қалди, җүмледин Ақтама (һазир Лопнур наһийә тәвәседики 31– полк даирисидә), Көтәкләр кәнти (Корла шәһири айродромға йеқин мәһәллә) вә Бүгүр наһийиси тәвәсидә шу намдики мәһәллиләр болған йаки ривайәтләр қалған. Китикликләр Ақсуниң Йар беши дегән йеридә көпрәк олтурақлашқанлиқтин «китикликләр кәнти» бәрпа болған [15]. Муһәммәд Төмүр Қарақаши 1818– йили йазған «тәзкирәтул ершат» та ейтилған Шәһири Китикни қум басқан йилиниң хатириси болған тошқан йили миладийә 1340- йилиға тоғра келиду. Демәк, шундин кейин сәпәр қилип Ақсуда маканлашқан Җалалиддин Китики өйлүк очақлиқ болуп пәрзәнт көргән һәмдә униңға «Әршедин» дәп исим қойған. Җалаледин Китики Ақсу Айкөлдә олтурақлашқан, униң қәбригаһи һазир Ақсу шәһири Айкөл йезисида Айкөл мәвланәм бузурукгаһи намида мәшһур, йеқинғичә кишиләр тәрипидин тавап қилинип кәлгән. Җалалиддин Китикиниң оғли Мәвлана Әршедин мазири Куча Қарадөңдә (йеңи шәһәр райониниң ғәрбидә) болуп Мәвлана Әршедин вәли бузурукгаһи дегән намда мәшһур. Җалалиддин китики Ақсуда йашаватқан күнлири Туғлуқ Төмүрхан ниң Дуғлат Әмири Булажи тәрипедин Ақсуға кәлтүрүлгән йиллири (миладийә 1345– йили) еди. Шикарға чиққан Туғлуқ Төмүрхан Айкөл бойлиридики сифир(ханлар мәхсус шикар қиледиған орун)да ов овлап йүргәндә, хан йарлиқиға хилап һалда ов районида йүргән Җалалиддин китики башлиқ кишиләр тутуп келинип сорақ қилинған. Йәнә бәзи материалларда ейтилишичә, Туғлуқ Төмүрхан Шәһири Китикни қум басқанлиқиниң әһвалини билиш үчүн, Җалалиддин китикиләрниң шу йәрдин кәлгәнликини аңлап чақиртқанлиқидин, йүз көрүшүшкә имкан болған. Омумән йуқириқи сәвәбләр билән Җалалиддин китики Туғлуқ Төмүрхан билән дидарлашқан вә уни диний исламға дәвәт қилған. Туғлуқ Төмүрхан өзиниң гәрчә хан аталсиму техи муғулистан астаниси Алмалиқтики тәхткә чиқмиғанлиқини, шу йәрдә ханлиқ тәхтигә олтурғанда барса мусулман болидиғанлиқини, һазир мусулман болса қовмлириниң қарши чиқидиғанлиқини байан қилған. Йуқириқи сөһбәт болуп узун өтмәй Җалалиддин китики Туғлуқ Төмүрханниң мусулман болушқа қилған вәдилири билән вәсийәтлирини оғли Әршедингә қалдуруп бақий дунйаға кәткән. Туғлуқ Төмүрхан 15 йешида Ақсуда хан болуп үч йилдин кейин йәни 18 йашқа киргәндә Или районидики Алмалиқ шәһиридә моғулистанниң падишаһи болған. Туғлуқ Төмүрхан Илиға чиқип моғулистан мәмликитигә хан болғандин кейин Мәвланә Әршедин Вәли берип (әмәлийәттә атисиниң варислири билән биргә өсмүр әршедин илиға барған чиққан, төһпә шуниң намиға атилип қалған болуши еһтимал. Ундақ болмиса, әршедин вәли китиктә туғулған, алмалиққа барғанда йеши хели чоң болуши мумкин) уни вәдиси бойичә мусулман болушқа дәвәт қилмақ болған болсиму көрүшүш имканийитигә еришәлмигән, ахири әтигини әзан товлиғанда хан аңлап чақиртқан, шу сәвәб билән йүз көрүшүшкә муйәссәр болған. Учурлардин қариғанда, Мәвланә Әршедин әзан ейтқан дөң таки бүгүнгичә «әзан дөң» дәп атилип кәлмәктә. Туғлуқ Төмүрхан мусулман болғандин кейин, Дуғлат Дохтәвий беги Йарқи, орда беги Алтун Бахши вә Тарғун бахши, Зарғун бахши кәби жайсаңлар һәм ләшкәрләр мусулман болған. Жорас қәбилисидикиләр бойунтавлиқ қилған болсиму ахири мусулман болған. Әслидә мусулман болуп ашкарилашқа жүрәт қилалмай йүргәнләрму өзлириниң мусулманлиқини ашкара қилған. Мәвланә Әршедин Вәли Балғасун (Алмалиқ) да бир йил туруп мусулманчилиқтин тәрбийәт қилған. Материалларда, Туғлуқ Төмүрхан мусулман болған күни 160 миң киши мусулман болғанлиқи байан қилинған, көп кишиләр буларни моңғуллар, дәп тонуйду. 160 миң йеңи мусулманни моңғул қовмидин дәп қараш сәвәнликтин башқа нәрсә әмәс. Султан Сатуқ Буғрахан мусулман болғандин кейин, униң тәхтигә варислиқ қилған Байташ (Муса) ислам динини ханлиқниң дини қилип җакарлиши, Йүсүп Қадирханниң Хотәнгә ғазат қилиши сәвәбидин ислам дини хели кәң даиридә омумлашқан еди. Гәрчә хақанийә билән уйғур едиқут ели арисида көп соқушлар болған, уйғур едиқут ели бир қисим земинлиридин айрилип қалған, мәлум мәзгил хақанийәгә селиқ төләйдиған һалға кәлгән болсиму, етиқадини сақлап қалған еди. Уйғур едиқут ели даирәсидә диний етиқад әркинлики болуп, хели санда мусулманлар болсиму, аһалиниң көпи будда, нестури вә маний динлирида еди. Шуңа уйғур едиқут ели даирисигә (бүгүр вә чәрчән арқилиқ хақанийә билән чегриланған) исламлишиш әмәлгә ашмиған. Шуниң үчүн ейтиш мумкинки, Туғлуқ Төмүрхан заманида мусулман болған аһалиләрниң һәммисила моңғуллар дейишкә болмайду, бәлки тәңдин тола аһалә уйғурлар - йәрлик аһалә еди. Туғлуқ Төмүрхан нәсәби моңғул болғанлиқи үчүнла униң заманида мусулман болғанларни моңғул дәп қарашқа болмайду. Чиңгизхан пәрзәнтлиригә йәр – земин әмәс бәлки аһалә (черик) ни суйурғал қилған, җүмлидин 4000 чедир (перисийәлик рәшедин пәйзулла «жәмиут тәварих» та барлас қовми миң чедир, қоңғират қовми миң чедир ... Қатарлиқ) аһалә чағатайға тәқсим болған. Туғлуқ Төмүр хан болған дәсләпки вақитларда униң һөкүмранлиқ даириси һазирқи шималий Шинжаңни территорийә қилған болуши мумкин, чүнки нәччә йил хансиз қалған бу һакимийәт кәң территорийигә игә әмәс еди, у мусулман болғандин кейин Маврауннәһр қатарлиқ җайларни һөкүмранлиқиға алған. Шу сәвәбтин Туғлуқ Төмүр һакимийитидә унчә көп моңғул аһалисиниң болуши гуманлиқ, шуңа мусулман болғанларниң көп санлиқи йәнила уйғурлар еди. Туғлуқ Төмүрханниң мусулман болуши уйғурлардики идеологийә бирликни әмәлгә ашуруш билән биргә, уйғурлишип кетиватқан моңғул аһалиси билән уйғурлар арисидики ахирқи тосалғу диний пәриқ йоқилип, уйғурларға қошулуп кетишни илгири сүрди. Туғлуқ Төмүрхан башчилиқида моңғуллар вә уйғурларниң мусулман болуши мәсилисидә ейтиш зөрүр мәсилидин бири, Туғлуқ Төмүрхандин бурунму чағатай әвладлиридин мусулман ханларниң өткәнликидур. Чағатай оғли Мамқанханниң оғли Қараһилаку хан болған. Қараһилаку қаза қилғандин кейин униң сәбий оғли Мубарәкшаһ аниси Әрғәнәниң йардимидә хан болған, мана мушу Мубарәкшаһ чағатай нәсәбедин болған тунжи мусулман падишаһидур. Мубарәкшаһтин кейин чағатай нәсәбедин «алғу бин бәйдәр», ундин кейин «бәрәқхан бин йәсәнту» хан болған. Бәрәқхан падишаһ болуп 2 йилдин кейин мусулман болған (бухарада мусулман болғандин кейин султан ғийаседин дәп аталған), узун өтмәй қаза қилған. Кейинки вақитларда йәнә Тәрмә Шерин исимлик бири мусулман болған, у Маврауннәһрниң падишаһи болғачқа у тәрәпләрдики моғулларниң мусулманчилиқи шундин кейин мустәһкәм болған. Мушу нуқтилардин алғанда, Туғлуқ Төмүрхан чағатай нәсәбедики ханлар ичидә кәм дегәндиму мусулман болған 4–хан һесаблиниду.

Туғлуқ Төмүрханниң астаниси вә Туғлуқ Төмүрхан тоғрисида йезилған әсәрләрдә «қара балғасун» дегән йәр нами тилға елиниду. Русийә пәнләр академийиси шәрқшунаслиқ иниститути Санкт Петербург шөбисидә C556 рәқәмдә сақлиниватқан «тәзкирәий мәвланә әршедин вәли» ниң һашийәсидә «бөләк тарих китаблирида балғасунни биласағун дәб зикри қилибдур» дейилгән. Әмәлийәттә қәдимки тилда «балғасун» сөзи шәһәр дегән мәнидә еди, лекин тил ишлитилиш давамида «баласағун» болуп қелиш еһтималлиқини нәзәрдин сақит қилмаймиз. «Тарихи Рәшедий» ниң Муһәммәттурди Мирзаәхмәд нәшргә тәййарлиған уйғурчә нусхисида

«‹тарихи мәжмәул – әнсаб› (барлиқ нәсәбләрниң тарихи) намлиқ китабта, баласағунни моғуллар алмалиқ дәйду» [16], дегән учурдин Алмалиқниң әйни заманда Балғасун - шәһәр дәпму аталғанлиқини җәзмләштүримиз. Қарқи тәзкиридә Тартар, Кашғә әрәвил, Күән, Ачин, Турфан қатарлиқ тамами йуртларниң баж–селиқлири Балғасунға йәткүзүлидиғанлиқи йезилған. Баж–хиражи йиғилидиған бу шәһәрләр қатариға русийә пәнләр академийиси шәрқшунаслиқ иниститути Санкт Петербург шөбисидә D115 рәқәмдә сақланған нусхисида Йаркәнт шәһириму қошуп саналған. Мәвланә Әршедин Вәли тоғрисидики тәзкириләрдә йезилишичә, Астанә җәнублуқлар (җүмледин Ақсулуқлар) «Тағ» дәпму аталған, бу әмәлийәттә уларниң Астаниға музарт арқилиқ барғанлиқидин болса керәк. Бу тоғрида мошу тәзкирәдә «нәбрәм хожа рашедин билән тағқә барип Туғлуқ Төмүрхан ни мусулман қилғандин кейин хожа рашедин билән күсән шәһиридә тәкйәгаһ қилиңләр» дейилгини буниң мисалидур.

Туғлуқ Төмүрхан әвладлириниң тәқдири

Туғлуқ Төмүрхан Дуғлат әмири Худайдад қаза қилғандин кейин, Туғлуқ Төмүрханниң әмри билән униң йәттә йашлиқ оғли ата орниға улус беги болған. Әмир булажи бәш ака–ини болуп, үчинчи иниси Әмир Қәмириддин мәнсәп тәмәсидә еди. Туғлуқ Төмүрхан әмир булажиниң мәнсипини униң оғли йәттә йашлиқ Худайдадқа бәргәнликидин нарази болуп, Туғлуқ Төмүргә дат ейтқан, әмир Худайдад чоң болғучә әмир болушни тәләп қилған, лекин Туғлуқ Төмүрхан рәт қилған. Туғлуқ Төмүрхан вапат болғандин кейин Қәмәриддин исйан көтүрүп, Туғлуқ Төмүрханниң орниға хан болған Илийас хожа (атиси һайат вақтида маврауннәһргә валий болған) қатарлиқ Туғлуқ Төмүр жәмәтидин 18 кишини (материалларда шаһзадә дейилгән) өлтүрүп, өзини хан дәп җакарлиған. Шу қетимқи қәстләп өлтүрүшкә Туғлуқ Төмүрханниң Әмир аға исимлик хотунидин болған оғли әмчәктә қалған, Әмир аға оғлини елип Худайдадниң һимайә қилишини тәләп қилған. Әмир Худайдад Туғлуқ Төмүрханниң Хизир хожа исимлик бу оғлини Қәмәриддинниң зийанкәшлик қилишидин сақлаш үчүн Бәдәхшан, Кашиғәр, Хотән тағлириға, ахирида сариғ уйғур (һазирқи чақилиқ- чәрчән тәвәси) даирисигә йошуруп һайатини сақлап қалған. Қәмириддин өзини хан атиғандин кейин Әмир Төмүр (әслидә Туғлуқ Төмүр хан оғли илийас хожини маврауннәһргә һакимлиққа қойғанда ақсақ төмүрләң – әмир төмүр кораган – униңға ишик аға болған еди) униңға бәш қетим йүрүш қилған, 5– қетимлиқ йүрүшидә Қәмәриддин қечип кәткән. Әмир Худайдад Хизир хожани таптуруп келип ханлиққа көтүргән, әмма чағатай ханлиқи Туғлуқ Төмүрхан вапатидин кейин парчилинип кәткән, тоғрисини ейтқанда, Маврауннәһр қатарлиқ җайлар түрклишип кәткән барлас қәбилисидин чиққан Әмир Төмүр 1370–йили қурған төмүрийләр империйәсиниң асаси болуп қалған. Чағатай әвладидин болған Туғлуқ Төмүр әвлади болса Моғулистан (һазирқи шималий шинжаң даирәси) гә, дуғлатлар Маңлай Сүйә (алтә шәһәр, асаслиқи бүгүр вә чәрчәнниң ғәрбий тәрәплирини ичигә алған жәнубий шинжаң вә пәрғанә вадиси) ни идарә қилған. Туғлуқ Төмүр әвладидин болған ханлар давамлиқ моғулистанни идарә қилған. Туғлуқ Төмүр нәсәбедин Султан Сәидхан 1514–йили Мирза Абабәкрини йоқитип, Йаркәнт Сәедийә ханлиқи (1514-1680) ни қуруп үч йүз йилдин артуқ давам қилған ханлиқ ичидики ханлиқ дуғлат әмирлики (дуғлатлар Чиңгизхан, Туғлуқ Төмүрхан вә хизир хожалардин көп имтийазларға еришкәнлики үчүн маңлай сүйәдики тәсири интайин чоң еди) ни йоқатқан. Чиңгизхан заманидин башлапла нурғун имтийазларға еришкән дуғлат әмирлириниң сәлтәнәти Йаркәнт Сәедийә ханлиқиниң 2–хани Абдурәшитханниң 1533–йили дуғлат чоңлирини өлтүрүп түгитиши билән тамамән ахирлашқан. Чиңгизханниң 2–оғли Чағатай әвлади болмиш Туғлуқ Төмүрхан әвладлириниң сәлтәнәти Йаркәнт Сәедийә ханлиқи намида давамлишип, 1680– йили жуңғарлар тәрипидин ағдурулуши билән ахирлашқан.

Туғлуқ Төмүрханниң ханлиқ даирәси тоғрисида Молла Мир Салиһ Кашғәрий көчүргән «кашғәр тарихи» да «Туғлуқ Төмүрхан бәшбалиқ вә қайалиқ вә алмалиқ вә кашғәр вә хотән, үзкәнт вә пәрғанә, отрар вә ташкәнт вә хожәнт вә маварәуннәһргә, бухара, сәмәрқәнт, жәйһундин өтүп бәлх вә ғору вә талқан вә қондузғичә тәхт тәсәрруфида еди» [17], дәп йазғинидәк хели кәңри земинлар болсиму, оғли Хизир хожа заманида йәни 1370– йили төмүрийләр империйәсиниң қурулуши билән һазирқи Шинжаң даирәси (техиму үнүмүлүк даирәси һазирқи байинғолиндин шималий шинжаң қатарлиқ жайлар) болған.

Туғлуқ Төмүрханниң мазири

Туғлуқ Төмүрхан мазири Қорғас наһийәси тәвәсигә җайлашқан, йәни Шинжаң ишләпчиқириш–қурулуш армийиси 4–девизийә 61–полк даирәсидики милләтләр кочисиға җайлашқан, бу җайниң бурунқи нами Чоң мазар мәһәллиси. Материалларда Қорғас наһийә базири билән арилиқи 30 километр. Бу мазар бир бағ ичигә җайлашқан, бағ ичидә хәнзу вә инглиз йезиқлирида мазар вә Алмалиқ шәһири тоғрилиқ таш абидә тикләнгән. Бағ ичидики йол билән 100 метирдәк ичкиригә Туғлуқ Төмүрханниң атлиқ һәйкили турғузулған, шу йәрдин қариғанда 4 қурулуш бар. Һәйкәлниң оң вә сол тәрипидики қурулуш заманимизда селинған, асасән пүтүп қалған, кәлгүсидики музей йаки башқа әсләһә үчүн тәййарланған болса керәк. Туғлуқ Төмүрханниң һәйкилидин өтсила һәйвәтлик икки гүмбәз заһир болиду, униң оң тәрәптикиси Туғлуқ Төмүрхан қәбриси, қәбриниң егизлики 13.35 метр, шәрқтин ғәрбкә узунлуқи 14.7 метр, шималдин жәнубқа 10.7 метр, айланмиси 67 метр. Гүмбәзниң алди йүзи күнчиқишқа қаритилған, алди йүзи 3 хил рәңдики 26 хил өлчәмдики каһиш чапланған. Гүмбәзниң күнчиқиш теми ичигә ойма шәкиллик там ишик чиқирилған (һәммә йеригә нәқишлик каһиш чапланған) болуп егизлики 8 метр, кәңлики 4 метр. Мана бу ойуқчә там ишикниң үстидә йағач пәнжирә, астида қош қанатлиқ йағач ишик бар. Мазарниң алди йүзидә 3 қур әрәбчә хәт болуп, ойуқсиман там ишикниң оң вә сол тәрәп тамниң оттура қисмида икки қур әрәбчә хәт бар. Оң тәрәп тамниң оттурисидики хәт төвәндин йуқириға қаритип, сол тәрәп тамниң оттурисидики хәт йуқиридин төвәнгә қаритип йезилған, бу һал кишини илгири мазар маңлийидиму хәт болса керәк дегән ойға кәлтүриду, каһишлар бурунла ажрап кәткән болғачқа һөкүм қилмақ тәс. Оймасиман там ишикниң икки йан теми вә әгмисидиму әрәбчә хәт болуп, оң тәрәп астидин үстигә қаритип әгмини бойлап сол тәрәптә йуқиридин төвәнгә қаритип әрәбчә хәт бар (ақ рәңлик хәт бар көк рәңлик каһиш чапланған). Қош қанатлиқ йағач ишикниң үсти тәрипидики пәнҗириниң теги тәрипидин башлап үсти вә икки йенида «Алла» дегән хәт бар каһиш чапланған. Мазарниң жәнуб вә шимал тамлириға 5 тин ойуқсиман ойман чиқирилған. Доктор, профессор Раһилә Давут әлчинниң йезишичә, уйғур бинакарлиқида көркәм селинған бу гүмбәзлик қурулушниң алди йүзи узунчақ часа, хиш қурулмилиқ, оттуриси гүмбәз торуслуқ қилип селинған. Ичидин там арилиқиға үстигә чиқидиған пәләмпәй вә айлинип өтидиған қәвәт үсти каридори чиқирилған. Қәбриниң алди тәрипи 20 нәччә хил нусхидики геометирик нәқиш вә өсүмлүк шәкли чиқирилған каһишлар билән зиннәтләнгән. Мазарниң алди йүзидики әгминиң үстигә бир қур айландуруп айәт пүтүлгән һәмдә Туғлуқ Төмүрханға мәдһийә оқулған беғишлима бар, әрәбчә беғишлимида «улуғ падишаһим! сиз улуғвар иш илтипатниң деңизидурсиз, вәлий ғалиб, ақ көңүл инсанларни қоғидғучидурсиз, алланиң алий калами (қуран) ға садиқ бәндисидурсиз, ислам дининиң шан–шәрипи вә иптихаридурсиз». «Падишаһимизниң ханикәси бәтфалихә (ханикә) гә беғишлаймиз»: «гунаһкарлириңизни кәчүргәйсиз, дәвримизниң ханикәси, заманимизниң белқиси, әқил–парасәтлик, дийанәтлик, дунйада айаллар ичидә тәңдиши йоқ–бәтфалихә хатунниң шану шәвкити мәңгү сақланғай, өмри чәксиз узун болғай, мәғрибтин мәшриққичә әбәдиләбәд йашиғай... !» дегән мәзмунлар бар [18]. Бу қәбрә пишурулған хиш вә каһиш билән, лим (йағач) ишлитилмәстин қопурулған. Гүмбәзлик қәбриниң ичидә һазир 4 булуңида қойулған ишиктин кирип пәләмпәйләр арқилиқ 2- қәвәткә чиққили болиду. Бу мазарниң ичидә 2 қәбрә болуп бири чоң (Туғлуқ Төмүрханниң), йәнә бир кичик қәбрә бар (Туғлуқ Төмүрханниң сиңлисиниң қәбриси дегән қараш бар). Туғлуқ Төмүрхан мазириниң сол тәрипидә униңдин кичикрәк бир гүмбәз болуп, униң ичидә 2 қәбрә бар, бу гүмбәзгә каһиш чапланмиған, әмма қурулмиси Туғлуқ Төмүрхан қәбрисигә охшап кетиду, пәрәзләрдин қариғанда Туғлуқ Төмүрханниң ханишиниң қәбрә гүмбизи икән.

Мәһмуд Йүсүпниң йезишичә, Туғлуқ Төмүрхан ниңмазири 1941-, 1942–йиллири Шең Шисәй тәрипидин ачқузулған, қәбрә гүмбизиниң жҗәнубий тәрипидики уледин ечилған. Қәбрә ичидин көмүш билән чәмбәрләнгән өлүк сандуқи чиққан. Шу вақитта буни көргән Қорғас мусулманлирида «йат диндикиләрниң қәбриси икән» дегән ғулғула болғанда, Закир Хәлипә (шаир Тейипжан Елийуфниң атиси) Чиңгизханниң әвлади болған Туғлуқ Төмүрниң мусулманлар адити бойичә намизи чүшүрүлүп, моңғуллар адити бойичә дәпнә қилинғанлиқини байан қилған [19].

«Тәзкирәий Мәланә Әршедин Вәли» қатарлиқ бир қисим тәзкирәләрдин қариғанда, Туғлуқ Төмүрхан мазири бар жай «шәһири хамушан», дәп аталған. Туғлуқ Төмүрхан мазири бурундинла тавапгаһлардин бири болған болуп, «тәварихи хәмисәий шәрқи» дә Ғулҗидин 4 күнлүк нередики Қорғас дәрийаси бойидики чоң зийарәтгаһлардин икәнликини йазған. Тарихшунас Ли Жйәншин «шинжаң ислам ханлиқлири тарихедин қисқа байан» намлиқ китабида, Туғлуқ Төмүрхан мазири 1365–йили йасалған, дәп йазған, әмма дәлил көрситилмигән. Шү соң (1781-1848) тәрипедин 1821–йили йезилған «ғәрбий йуртниң дәрйа – еқинлири һәққидә хатирә» дә мазарниң 1360–йили йасалғанлиқи, мазар әтрапидики йәрләрдин алтун, көмүш вә мис пуллар (хети бар) ниң көп учрайдиғанлиқи йезилған. «Тарихий Рәшедий» дә Туғлуқ Төмүрхан мазириниң һижрийә 760–йили қурулғанлиқи йезилған (еһтимал мазарниң бирәр йередики хатирә болса керәк), һижрийә 760–йили миладийә 1359–йилиға, һижрийә 769–йили миладийә 1368–йилиға тоғра келиду. Туғлуқ Төмүрхан һижрийә 764–йили (миладийә 1363-йили) қаза қилғанлиқини ойлашқанда, бу мазар 1364–йилидин кейин 1368–йилидин бурун йасалған болиду (өлүмидин бурун алдин йаситилмиған болсила). Әмма буниңда мәлум сәвәнлик болуши мумкин, чүнки Туғлуқ Төмүрхан қаза қилғандин кейин, Қәмириддин Исйан көтүрүп хан болувалғанлиқтин, у тәхттин чүшкичә гүмбәзлик қәбриниң йасилиш имканийәтлири наһайити аз, пәқәт Туғлуқ Төмүрханниң оғли Хизир хожа хан болған һижрийә 788–йили (миладийә 1387-йили) дин һижрийә 806–йили (миладийә 1404-йили) болған вақитта йасалған болуши еһтимал. Алимларниң қаришичә, Хизир хожа ханниң хан болған вақтиниң әң кечиккәндә һижирийәниң 788–йили дегән қарашлирини ойлашқанда, йил чекини бир қанчә йил илгири сүрүш мумкин. Мошундақ болғанда Туғлуқ Төмүрхан мазиридики гүмбәзлик қәбрә 1387–йили әтрапида йасалған болуши еһтималға наһайити йеқин.

Материйал мәнбәлири тоғрисида

Туғлуқ Төмүрхан тоғрулиқ ривайәт вә тәзкирәләр наһайити көп, у тоғрилиқ йуқирида тилға елинған «зәпәрнамә», «тарихи рәшедий», «тәварихий олжайто», «шәжәрәий түрк», «кашиғәр тарихи» намлиқ китабларда наһайити қиммәтлик учурлар болғандин сирт, масами һамада нәшргә тәййарлиған «шинжаңда тәсниф етилгән тәзкирәләр» (йапонийә кйото 2006–йили нәшри) намлиқ китабта мунасивәтлик тәзкиредин 4 парчә елан қилинған. Ш у а р қәдимки әсәрләр ишханиси «мәвланә әршедин вәли тәзкириси» ни нәшр қилди. «Жалалиддин бухари вә Туғлуқ Төмүрхан , хожа муһәммәд шерип пир, абдурәшитханлар тоғрисида тарихий қиссә» (ш у а р ижтимаий пәнләр академийиси 1988 – йили уйғурчә нәшри), «тәварихи хәмисәий шәрқи» (ш у а р милләтләр тәтқиқат орни 1978– йили мимеогираф басмиси), «мәвланә әршедин вәли тәзкириси» («ақсу қәдимки китаблар тәтқиқати» 1986– йили уйғурчә 2– сан), «тарихи рәшедий– зәйли» (мирза шаһ мәһмуд жорас, «ақсу қәдимки китаблар тәтқиқати» 1986 – йили уйғурчә 1 – сан), «тарихи һәмедий» (молла муса сайрами милләтләр нәшрийати 1986- йили уйғурчә нәшри) ... Қатарлиқ мәнбәләрни имкан болса әсли мәнбәләрни мәнбәшунаслиқ, текистологийә принсиплири бойичә тәтқиқ қилғанда, наһайити қиммәтлик учурлар намайан болуши мумкин, буниң үчүн академик бартолдтәк илмий қабилийәт болуши керәк, әлвәттә.

Туғлуқ Төмүрхан вә униң мусулман болуши тоғриседики мәнбәләрниң келиш нуқтиси мунулардин ибарәт:

1) Хәлқ ривайәтлири. Бу һәқтики ривайәтлири тәклимакан вә шәһири китик тоғрисида хәлқ еғизида та һазирғичә ейтилип кәлмәктә.

2) Маврауннәһр учурлири. 15-, 16– әсирләрдә бу тоғредики ривайәтләр темүрийләр империйәсидә вә хива ханлиқи тәвәлиридә топланған, шу дәвр учурлири «зәпәрнамә», «шәжәрәи түркий» вә хандәмирниң йазмилири мушу мәнбәләрдин кәлгән.

3) Тарим вадиседин йиғилған учурлар. Бу учурлар тарим вадисини мәркәз қилған һалда дуғлат вә уйғурлар ариседин йиғилған, «тарихи рәшедий» мушу хатирәләрниң инкасидур. Кейинки мәнбәләр «тарихи рәшедий–зәйли», «кашиғәр тарихи», «тәзкирәтул ершат», «тарихи һәмедий» ... Қатарлиқ әсәрләрдики мәлуматлар «тарихи рәшедий» ни мәнбә қилған һалда барлиққа кәлгән.

4) Мәвланә әршедин вәли әвладлиредин қалған учурлар. Бу һәқтә Мирза Муһәммәд Һәйдәр көрәгани вә молла муса сайрамий тәрипедин йазма вә еғиз учурлири игилинип, өз китаблирида әкс әткән болуши мумкин. Булардин башқа ширйар вә башқа апторлар тәрипедин йезилған «мәвланә әршедин вәли тәзкириси» намедики әсәрләрдин ибарәт.

*******************************************************************************

Изаһатлар:

[1] В. В. Бартолд «оттура асийадики түркий хәлқләр тарихи тоғрисида он икки лексийә» милләтләр нәшрийати 2010–йили уйғурчә нәшри 234-бәт.

[2][4] Атамәлик жувәйни «тәварихий жаһан кушай» жйаңсу маарип нәшрийати 2005-йили хәнзучә нәшри 1– китаб 7–бәт.

[3] Лйу йиңшең «чағатай ханлиқи тарихи тоғрисида тәтқиқат» шаңхәй қәдимки әсәрләр нәшрийати 2006-йили хәнзучә нәшри 61-бәт.

[4] Ли шең башчилиқида түзүлгән «жуңго шинжаңниң тарихи вә һазирқи һалити» шинжаң хәлқ нәшрийати 2006–йили уйғурчә нәшри 15–бәт.

[5] Рашедин фазил уллаһ «жамиут таварих» сода нәшрийати 1-қисим 2–китаб 86–бәт, 2-том 176–бәт.

[6] «Уйғурларниң қисқичә тарихи» шинжаң хәлқ нәшрийати 1989–йили уйғурчә нәшри 228–бәт.

[7] Мирза Муһәммәд Һәйдәр көрәгани «оттура асийа моғуллириниң тарихи ـــ тарихи рәшедий» шинжаң хәлқ нәшрийати 1983–йили хәнзучә нәшри 44-бәткә қистурма жәдвәл.

[8] Шәрипедин ели йәзди «зәпәрнамә» милләтләр нәшрийати 2007–йили уйғурчә нәшри 61–бәт.

[9] [10] [16] Мирза Муһәммәд Һәйдәр көрәгани «тарихи рәшедий» шинжаң хәлқ нәшрийати 2007–йили уйғурчә нәшри 45–, 47–, 791–бәтләр.

[11] Масами һамада нәшргә тәййарлиған «шинжаңда тәсниф етилгән тәзкирәләр» йапонийә кйото 2006–йили нәшри 194–бәт.

[12] В. В. Бартолд «оттура асийа түркий хәлқләр тарихи тоғрисида он икки лексийә» милләтләр нәшрийати 2010–йили уйғурчә нәшри 317-бәт.

[13] Мирза улуғбәг «төрт улус тарихи» үзбекистан чолпан нәшрийати ташкәнт 1994–йили үзбекчә нәшри 323-, 325-бәтләр

[14][15] Ширйар: «мәвланә әршедин тәзкириси» ш у а р қәдимки әсәрләр ишханиси 1994–йили уйғурчә нәшри 12-, 13-бәтләр.

[17] Молла мир салиһ кашғәрий көчүргән «кашғәр тарихи» қәшқәр уйғур нәшрийати 1985–йили уйғурчә нәшри 74-бәт.

[18] Раһилә давут «уйғур мазарлири» шинжаң хәлқ нәшрийати 2001–йили уйғурчә нәшри 255-бәт.

[19] Мәһмуд йүсүп «Туғлуқ Төмүрхан һәққидә қисқичә байан» «шинжаң ижтимаий пәнләр тәтқиқати» жорнили 1985–йили уйғурчә 1–сан 191–бәт.


Copyright ©  2010 Һәмраҗан - Амраќ All Rights Reserved.    

Используются технологии uCoz