http://my.mail.ru/community/biz-amrak/34FB82F7D7219C3E.html Аkсу музейи
Уйғур аптоном районлуқ мәдәний йадикарлиқларни башқуруш идариси, Ақсу вилайәтлик мәмурий мәһкимә вә парткомниң қоллиши вә иқтисад ажритип мәбләғ чиқириши билән 2008- йили Ақсу шәһириниң мәркизий шәһәр райониға қурулуш қилишқа башланған Ақсу музейи пүтүп 2009- йили 1- айниң 22- күнидин башлап рәсмий һалда зийарәтчиләргә ечиветилди. Ечилиш мурасимиға уйғур аптоном районлуқ мәдәний йадикарлиқларни қоғдаш идарисиниң мунасивәтлик рәһбәрлири, Ақсу вилайити вә Ақсу шәһириниң мунасивәтлик партийә һөкүмәт рәһбәрлири вә азатлиқ вә һәр саһәдикиләрдин болуп, 500 гә йеқин адәм қатнашти, ечилиш мурасимида һәр дәриҗилик рәһбәрләрниң сөзлиридин кейин экскурсийә башланди. Төвәндә Ақсу музейиға мунасивәтлик бир қисим сүрәтләрни һозуруңларға сунимиз.
Ақсу музейи қәдимқи Күсән мәдәнийити, Долан мәдәнийити вә пул көргәрмисини асас қилған һалда Ақсу вилайитиниң қәдимқи заманлардин буйан давамлишип тарихни йорутуп бериштә қиммәтлик мәдәний йадикарлиқлар билән тәминләйду.
© http://www.orkhun.com/BBS/read.php?tid=2171
Ақсу музейи бинасиниң удулдин вә йандин көрүниши
Музейға кириш
Қәдимқи уйғурларниң овчилиқ вә чарвичилиқ турмуш картиниси
Қәдимқи уйғурларниң һойла - арам игилики
Миладийә 5- әсиргә тәәллуқ болған чоң коза. Ейтишларға қариғанда бу һазирғичә уйғур аптоном районида байқалған әң чоң коза икән.
Буддизим дәвригә аит мәдәнийәт йадикарлиқлири
Қәдимқи замандики метал пуллар
|
|
Һәмраҗан - Амраќ
Используются технологии
uCoz