دا كۆرۈش ئۈچۈن بۇنى چېكىڭ-UEY
Проект: Hamra-amraq.narod.ru
ئاسسالامۇ ئالەيكۇم ېزىز مەھمان ھىەمرا-ئامراق تورغا خۇش كەلدىڭىز
Ана тилим - дана тилим      ئانا تىلىم - دانا تىلىم
 

АНА ТИЛИМ - ДАНА ТИЛИМ
 Ильйа Бәхтийа
(Илья Бәхтия)


Улуқ аниниң жүрәк сөзини
Аңлидим дәсләп ана тилимдин,
Көрдүм әс кирип һаят көзини,
Мени чоң қилған дана тилимдин.

Оқудум мәнму "А", "Б" дин башлап,
Илим тәмини тетип билимдин.
Өмүр жүкини алдим һапашлап,
Рәхмәт ана тил, рәхмәт дилимдин!

Ана тилимниң муңлуқ әллийи,
Тәвитип мени бөшүктә яттим.
Ат ятса елип ғолниң телини,
Кепинәк қоғлап сәйлитип кәттим.

Жаһанда тәңкәш келәр униңға,
Артуқ тил барму қәдирдан шунчә.
Чүнки шу тилда ана Вәтәнгә
Муһәббитимдин тизимән үнчә.
-=-


(ﺋﺌﻠﻴﺎ ﺑﻪﺧﺘﺌﻴﺎ)


ﺋﯘﻟﯘﻕ ﺋﺎﻧﺌﻨﺌﯔ ﮊﯛﺭﻩﻙ ﺳﯚﺯﺋﻨﻰ
ﺋﺎﯕﻠﺌﺪﺋﻢ ﺩﻩﺳﻠﻪﭖ ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺌﻤﺪﺋﻦ،
ﻛﯚﺭﺩﯛﻡ ﺋﻪﺱ ﻛﺌﺮﺋﭗ ﻫﺎﻳﺎﺕ ﻛﯚﺯﺋﻨﻰ،
ﻣﯧﻨﻰ ﭼﻮﯓ ﻗﺌﻠﻐﺎﻥ ﺩﺍﻧﺎ ﺗﺌﻠﺌﻤﺪﺋﻦ.

ﺋﻮﻗﯘﺩﯗﻡ ﻣﻪﻧﻤﯘ "ﺋﺎ"، "ﺏ" ﺩﺋﻦ ﺑﺎﺷﻼﭖ،
ﺋﺌﻠﺌﻢ ﺗﻪﻣﺌﻨﻰ ﺗﯧﺘﺌﭗ ﺑﺌﻠﺌﻤﺪﺋﻦ.
ﺋﯚﻣﯜﺭ ﮊﯛﻛﺌﻨﻰ ﺋﺎﻟﺪﺋﻢ ﻫﺎﭘﺎﺷﻼﭖ،
ﺭﻩﺧﻤﻪﺕ ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻞ، ﺭﻩﺧﻤﻪﺕ ﺩﺋﻠﺌﻤﺪﺋﻦ!

ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺌﻤﻨﺌﯔ ﻣﯘﯕﻠﯘﻕ ﺋﻪﻟﻠﺌﻴﻰ،
ﺗﻪﯞﺋﺘﺌﭗ ﻣﯧﻨﻰ ﺑﯚﺷﯜﻛﺘﻪ ﻳﺎﺗﺘﺌﻢ.
ﺋﺎﺕ ﻳﺎﺗﺴﺎ ﺋﯧﻠﺌﭗ ﻏﻮﻟﻨﺌﯔ ﺗﯧﻠﺌﻨﻰ،
ﻛﯧﭙﺌﻨﻪﻙ ﻗﻮﻏﻼﭖ ﺳﻪﻳﻠﺌﺘﺌﭗ ﻛﻪﺗﺘﺌﻢ.

ﮊﺍﮬﺎﻧﺪﺍ ﺗﻪﯕﻜﻪﺵ ﻛﯧﻠﻪﺭ ﺋﯘﻧﺌﯖﻐﺎ،
ﺋﺎﺭﺗﯘﻕ ﺗﺌﻞ ﺑﺎﺭﻣﯘ ﻗﻪﺩﺋﺮﺩﺍﻥ ﺷﯘﻧﭽﻪ.
ﭼﯜﻧﻜﻰ ﺷﯘ ﺗﺌﻠﺪﺍ ﺋﺎﻧﺎ ﯞﻩﺗﻪﻧﮕﻪ
ﻣﯘﮬﻪﺑﺒﺌﺘﺌﻤﺪﺋﻦ ﺗﺌﺰﺋﻤﻪﻥ ﺋﯜﻧﭽﻪ.


Това, чүш дегәнму қизиқ нәрсикән, Чүшүмдә туюқсиз өлүп қаптимән. Көксүмдә қоғушун, қуяш теғида, Тағ ичидә җансиз йетип қаптимән. Йирақта шақирап ақиду сайлар, Барлиқта әҗәб бир дилбәрлик һаким. Мән болсам ойлаймән йетип тупрақта: "Мана шу тупраққа қошулар хаким…" Мән өлүп ятимән, унтулған, ялғуз, Һечким йоқ мән үчүн қайғурған йиғлап. Пәқәт чоққиларда қу–қулар бүркүт, Падиларда аһу йүрүпту иңрап… Нәвқиран пәйтимдә түгишиптимән, Атәш йүрүкүмни оюп өтти оқ. Сада юқ анамдин яки яйримдин, Дост түгүл бирәрму йиғлиғучи йоқ. Пиған етилиду җансиз бағримдин, (Гоя пиған бардәк мурда дилида). Шунда икки киши өтти неридин, Хушал сөһбәт билән авар тилида. Мәнғу бу дунядин мәңгү көз юмдум, Улар сөзлишиду өз ара күлүп, Әлиниң қандуқтур бәңвашлиқини, Һәсәнниң ғәлитә ишини өрүп… Аварчә сөз аңлап җан кирди маңа, Тирилип қаптимән шунда бирдила. Болалмайтти дәрман маңа һич дора, Җенимға җан қошар ана тилимла. Мәйли қайси тилда зоқ алсун һәрким, Мениң өз тилимға миң җеним пида. Әгәр ана тилим йоқалса әтә, Мән болай бүгүнла җенимдин җуда! Мәйли намрат болсун, мәйли һәшәмсиз, Бирақ у мән үчүн әзиз, сөйүмлүк. Җаһан мунбиридә яңрисун мәңгү, Ана тилим маңа муқәддәс бүйүк! Атәшин мәһмудниң парлақ шеирини Тәрҗимидә оқуп йүрсә әвладим. Ахирқи шаири болсам аварниң… Аһ, шумиди мениң әзгү мурадим! Сөйимән һаятни, дуня көркини, Муһәббитим чәксиз барчә әл үчүн. Һәммисидин әзиз совет юртини, Аварчә күйлидим йәткүчә күчүм. Йирақ Сахалиндин Балтиққа қәдәр, Қәлбимдә көримән һөр вәтинимни. Җеним пида мениң аңа һәр йәрдә, Бирақ өз юртумда қоюң тенимни. Юртдашлирим туруп қәбрәм алдида, Көрсәтсун аварниң шаири шол дәп. Елим ядқа алсун ана тилида, Һәмзат Садасаниң оғли Рәсул дәп. (С)http://www.ozkani.com/ana-tilim/html
Расул Гамзатов РОДНОЙ ЯЗЫК Всегда во сне нелепо всё и странно. Приснилась мне сегодня смерть моя. В полдневный жар в долине Дагестана С свинцом в груди лежал недвижно я. Звенит река, бежит неукротимо. Забытый и не нужный никому, Я распластался на земле родимой Пред тем, как стать землею самому. Я умираю, но никто про это Не знает и не явится ко мне, Лишь в вышине орлы клекочут где-то И стонут лани где-то в стороне. И чтобы плакать над моей могилой О том, что я погиб во цвете лет, Ни матери, ни друга нет, ни милой, Чего уж там — и плакальщицы нет. Так я лежал и умирал в бессилье И вдруг услышал, как невдалеке Два человека шли и говорили На мне родном, аварском языке. В полдневный жар в долине Дагестана Я умирал, а люди речь вели О хитрости какого-то Гасана, О выходках какого-то Али. И, смутно слыша звук родимой речи, Я оживал, и наступил тот миг, Когда я понял, что меня излечит Не врач, не знахарь, а родной язык. Кого-то исцеляет от болезней Другой язык, но мне на нем не петь, И если завтра мой язык исчезнет, То я готов сегодня умереть. Я за него всегда душой болею, Пусть говорят, что беден мой язык, Пусть не звучит с трибуны ассамблеи, Но, мне родной, он для меня велик. И чтоб понять Махмуда, мой наследник Ужели прочитает перевод? Ужели я писатель из последних, Кто по-аварски пишет и поёт? Я жизнь люблю, люблю я всю планету, В ней каждый, даже малый уголок, А более всего Страну Советов, О ней я по-аварски пел как мог. Мне дорог край цветущий и свободный, От Балтики до Сахалина — весь. Я за него погибну где угодно, Но пусть меня зароют в землю здесь! Чтоб у плиты могильной близ аула Аварцы вспоминали иногда Аварским словом земляка Расула — Преемника Гамзата из Цада. Перевод с аварского Н.Гребнева Вечер лирики. Москва: Искусство, 1965.
         ХЕЛИЛ ХАМРАЕВ Xamraev

АНА ТИЛИМ - ҺАЯТЛИҒИМ

Ана тилим һаятлиғим байриғим,
Шу байрақтин билиниду барлиғим.
У қанчилик көтүрүлсә бүйүккә,
Кәңийиду мениң яшар яйлиғим.

Ана тилим өргә учар қанатим,
Аңа бағлиқ мениң өмүр саатим.
У қанчилик пәрваз қилса узаққа,
Йилтиз тартип шақирайду иҗатим

Ана тилим, җанан тилим, җан тилим,
Ана сүти билән киргән нан тилим.
Күйләп дайим достлуқ билән әрикни,
Яңрап турған шаир тилим шан тилим.

Тилимға яр Садир палван надаси,
Аманисаханниң муқам наваси.
Улуқ шаир Билал Назим қәлмидин,
Қәт көтәргән униң нурғун җираси.

Шу җирадин еқип кәлгән булақ мән,
Қәйсәр Назук ейтқан отлуқ қошақ мән.
Ялқунлутуп устаз Билал  ғәзилин,
Жут бағрида йенип турған чирақ мән.

Ана тилим, гөзәлликниң ачқучи,
Тилсимат у қәлбимгә нур чачқучи,
Шу нур мени, гөзәлликә ашиқ қип,
Илһамимниң салютлирин атқучи.

Ана тилим тириклигим тиригим,
Шу тирәктин мәдәтлинәр жүригим.
Достлар тили байлиғидин бәһли еп,
Қанатлинип улғу ярға тилигим.

ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺌﻢ - ﻫﺎﻳﺎﺗﻠﺌﻐﺌﻢ ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﻫﺎﻳﺎﺗﻠﺌﻐﺌﻢ ﺑﺎﻳﺮﺋﻐﺌﻢ، ﺷﯘ ﺑﺎﻳﺮﺍﻗﺘﺌﻦ ﺑﺌﻠﺌﻨﺌﺪﯗ ﺑﺎﺭﻟﺌﻐﺌﻢ. ﺋﯘ ﻗﺎﻧﭽﺌﻠﺌﻚ ﻛﯚﺗﯜﺭﯛﻟﺴﻪ ﺑﯜﻳﯜﻛﻜﻪ، ﻛﻪﯕﺌﻴﺌﺪﯗ ﻣﯧﻨﺌﯔ ﻳﺎﺷﺎﺭ ﻳﺎﻳﻠﺌﻐﺌﻢ. ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺋﯚﺭﮔﻪ ﺋﯘﭼﺎﺭ ﻗﺎﻧﺎﺗﺌﻢ، ﺋﺎﯕﺎ ﺑﺎﻏﻠﺌﻖ ﻣﯧﻨﺌﯔ ﺋﯚﻣﯜﺭ ﺳﺎﺍﺗﺌﻢ. ﺋﯘ ﻗﺎﻧﭽﺌﻠﺌﻚ ﭘﻪﺭﯞﺍﺯ ﻗﺌﻠﺴﺎ ﺋﯘﺯﺍﻗﻘﺎ، ﻳﺌﻠﺘﺌﺰ ﺗﺎﺭﺗﺌﭗ ﺷﺎﻗﺌﺮﺍﻳﺪﯗ ﺋﺌﺠﺎﺗﺌﻢ ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﺟﺎﻧﺎﻥ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﺟﺎﻥ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﺋﺎﻧﺎ ﺳﯜﺗﻰ ﺑﺌﻠﻪﻥ ﻛﺌﺮﮔﻪﻥ ﻧﺎﻥ ﺗﺌﻠﺌﻢ. ﻛﯜﻳﻠﻪﭖ ﺩﺍﻳﺌﻢ ﺩﻭﺳﺘﻠﯘﻕ ﺑﺌﻠﻪﻥ ﺋﻪﺭﺋﻜﻨﻰ، ﻳﺎﯕﺮﺍﭖ ﺗﯘﺭﻏﺎﻥ ﺷﺎﺋﺮ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺷﺎﻥ ﺗﺌﻠﺌﻢ. ﺗﺌﻠﺌﻤﻐﺎ ﻳﺎﺭ ﺳﺎﺩﺋﺮ ﭘﺎﻟﯟﺍﻥ ﻧﺎﺩﺍﺳﻰ، ﺋﺎﻣﺎﻧﺌﺴﺎﺧﺎﻧﻨﺌﯔ ﻣﯘﻗﺎﻡ ﻧﺎﯞﺍﺳﻰ. ﺋﯘﻟﯘﻕ ﺷﺎﺋﺮ ﺑﺌﻼﻝ ﻧﺎﺯﺋﻢ ﻗﻪﻟﻤﺌﺪﺋﻦ، ﻗﻪﺕ ﻛﯚﺗﻪﺭﮔﻪﻥ ﺋﯘﻧﺌﯔ ﻧﯘﺭﻏﯘﻥ ﺟﺌﺮﺍﺳﻰ. ﺷﯘ ﺟﺌﺮﺍﺩﺋﻦ ﺋﯧﻘﺌﭗ ﻛﻪﻟﮕﻪﻥ ﺑﯘﻻﻕ ﻣﻪﻥ، ﻗﻪﻳﺴﻪﺭ ﻧﺎﺯﯗﻙ ﺋﯧﻴﺘﻘﺎﻥ ﺋﻮﺗﻠﯘﻕ ﻗﻮﺷﺎﻕ ﻣﻪﻥ. ﻳﺎﻟﻘﯘﻧﻠﯘﺗﯘﭖ ﺋﯘﺳﺘﺎﺯ ﺑﺌﻼﻝ ﻏﻪﺯﺋﻠﺌﻦ، ﮊﯗﺕ ﺑﺎﻏﺮﺋﺪﺍ ﻳﯧﻨﺌﭗ ﺗﯘﺭﻏﺎﻥ ﭼﺌﺮﺍﻕ ﻣﻪﻥ. ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﮔﯚﺯﻩﻟﻠﺌﻜﻨﺌﯔ ﺋﺎﭼﻘﯘﭼﻰ، ﺗﺌﻠﺴﺌﻤﺎﺕ ﺋﯘ ﻗﻪﻟﺒﺌﻤﮕﻪ ﻧﯘﺭ ﭼﺎﭼﻘﯘﭼﻰ، ﺷﯘ ﻧﯘﺭ ﻣﯧﻨﻰ، ﮔﯚﺯﻩﻟﻠﺌﻜﻪ ﺋﺎﺷﺌﻖ ﻗﺌﭗ، ﺋﺌﻠﻬﺎﻣﺌﻤﻨﺌﯔ ﺳﺎﻟﻳﯘﺗﻠﺌﺮﺋﻦ ﺋﺎﺗﻘﯘﭼﻰ. ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺗﺌﺮﺋﻜﻠﺌﮕﺌﻢ ﺗﺌﺮﺋﮕﺌﻢ، ﺷﯘ ﺗﺌﺮﻩﻛﺘﺌﻦ ﻣﻪﺩﻩﺗﻠﺌﻨﻪﺭ ﮊﯛﺭﺋﮕﺌﻢ. ﺩﻭﺳﺘﻼﺭ ﺗﺌﻠﻰ ﺑﺎﻳﻠﺌﻐﺌﺪﺋﻦ ﺑﻪﮬﻠﻰ ﺋﯧﭗ، ﻗﺎﻧﺎﺗﻠﺌﻨﺌﭗ ﺋﯘﻟﻐﯘ ﻳﺎﺭﻏﺎ ﺗﺌﻠﺌﮕﺌﻢ. *** © menbesi Уйғур тили Абдуреһим Зунун Бил шуни, уйғур үчүн пүтмәс гөһәр уйғур тили, Мәңгү патмас зәр қуяш, нурлуқ қәмәр уйғур тили, Бипаян тил көкидә чолпан, һүкәр уйғур тили, Мәниләргә бай терәндур шу қәдәр уйғур тили, Болди тарихтин бери бизгә пәдәр уйғур тили. Ана тил һәрдәм қәвм-милләт үчүн роһ төврүки, Ана тил пән-мәдәнийәт алмаштурушниң көврүки, Ана тил чоңу-кичикниң йүрики, тағ-йөлики, Ана тил вастә-қорал алақидә, қәлб әйники, Бизни қучтурған жими ишта зәпәр уйғур тили. Пәнгә ашиқ-биқарар қилди мени дилбәр тилим, Тартти райимни өзигә һәрқачан әнбәр тилим, Әлгә дил риштимни чатти бал-шекәр, кәвсәр тилим, Болди әл дүшмәнлиригә тиғ-тәбәр, нәштәр тилим, Һәммимизни қилди даим бәһривәр уйғур тили. Йүрикимгә кәлди сөзләп мушу тилда жан бовам, Мән ижад әттим мошу тилда, қилип пәрваз давам, Мошу тилда сайриди булбул кәбий һәқдар балам, Мошу тил бәрди маңа мәртлик, вападарлиқ һәм чидам, Қан-қериндашларға риштә, жанжигәр уйғур тили. Су берип яшнатти бизни ана тил-алтун булақ, У-чирақ, пәрванә биз, һәргизму кәтмәймиз йирақ, Ана тил йилтиз, узуқ алғучи биз-нота-улақ, Ана тилда дәрс елип, таптуқ әқил, сәмирип қулақ, Бизгә пүтмәс кан, хәзинә шам-сәһәр уйғур тили. Шаһ муқамни мошу тилда аңлиди әһли жаһан, Мошу тил дилларни дилға улиған риштә һаман, Мошу тил бирлә Йүсүп, һәзрәти Нәваий тапти шан, Мошу тилға жан берип Мәһмуд бовам түзди диван, Мәңгү әңгүштәр, йезишта шаһ әсәр уйғур тили. Болғуси қәдрим пахал-хәс, болмиса гәр өз тилим, Өз тилим бар, ай-қояштәк туриду парлақ дилим, Барму мәндәк бай жаһанда, өтти шад һәрай, йилим, Өз тилимда бу һаят дәрясидин сүздүм билим, Маңа устаз, рәһнамә чин ич күйәр, уйғур тили. Тизгинин чиң тут вақит толпариниң, баш қашлима, Болса бил көп тил, әқил-күч тап һаман, янпашлима, Бу қуралдин пайдилан яхши, кейин көз яшлима, Шаһ болуп кәтсәңму әмма өз тилиңни ташлима! Қилғини бизни музәппәр, мөтивәр уйғур тили! -=-=-=-=-=- Барму мәндәк бай жаһанда, өтти шад һәрай, йилим, Өз тилимда бу һаят дәрясидин сүздүм билим, Маңа устаз, рәһнамә чин ич көйәр, уйғур тили. Бу қуралдин пайдилан яхши, кейин көз яшлима, Шаһ болуп кәтсәңму әмма өз тилиңни ташлима! *********************** (2 түри) Йaшнисун (мухәммәс) Гүллисун уйғур тили Абдуреһим Зунун Бил шуни, уйғур үчүн путмәс гөһәр уйғур тили, Мәңгу пaтмaс зәр қуйaш, нурлуқ қәмәр уйғур тили, Бепaйaн тил көкидә чолпaн, үкәр уйғур тили, Мәниләргә бaй, терәндур шу қәдәр уйғур тили, Болди тaрихтин бери бизгә пәдәр уйғур тили. Анa тил һәрдәм қувм - милләт үчүн роһ түврүки, Анa тил пән - мәрипәт алмaштурушниң көврүки, Анa тил чоңу - кичикниң йүрики, тaғ - йөлики, Анa тил вaстә - қурaл алaқидә, қәлиб әйники, Бизни қучтурғaн җими иштa зәпәр уйғур тили. Пәнгә ашиқ - биқaрaр қилди мени дилбәр тилим, Тaртти рaйимни өзигә һәр қaчaн әнбәр тилим. Әлгә дил риштимни чaтти бaл - шекәр, кәвсәр тилим, Болди әл душмәнлиригә тиғ - тәбәр, нәштәр тилим, Һәммимизни қилди дaим бәһривәр уйғур тили. "А" билән кирди еғизғa, тил - зувaнғa мәңгу тәм, Қилди тил ақил, нaдaнлaрғa берип идрaку пәм, Тил чечилғaнни йиғип қилди һaмaн бир йәргә жәм Тил бимaр, ажиз - оруққa әм - дaвa, ачлaрғa йәм Хaсийәтлик тил тумaр, қaлқaн - сипәр уйғур тили. Йүрикимгә кәлди сөзләп Мошу тилдa жaн бовaм, Мән ижaт әттим Мошу тилдa, қилип пәрвaз дaвaм, Мошу тилдa сaйриди булбул кәби һәқдaр бaлaм, Мошу тил бәрди чидaм, мәрдлик, вaпaдaрлиқ мудaм, Қaн қериндaшлaрғa риштә, жaнжигәр уйғур тили. Су берип йaшнaтти бизни Анa тил - алтун булaқ, У - чирaқ, пәрвaнә биз, һәргизму кәтмәймиз йирaқ, Анa тил йилтиз, озуқ алғучи биз _ нотa - улaқ, Анa тилдa дәрис елип, тaптуқ әқил, сәмрип қулaқ, Бизгә путмәс кaн, хәзинә шaм - сәһәр уйғур тили. Қойди тaң дунийaни шу тилдa қилип булбул нaвa, Тaпти шу тилдa пүтүлгән күй - ғәзәл йүксәк бaһa, Һәр тәрәптин йaғди алқиш, <Миң йaшa!> дегән сaдa, Мошу тил шөһрәткә нaил әйлиди, сaлдуқ сaмa, Иптихaрғa пүркиди уйғурни зәр уйғур тили. Шaһ муқaмни Мошу тилдa аңлиди әһли жaһaн, Мошу тил диллaрни дилғa улиғaн риштә һaмaн, Мошу тил бирлә Йүсүп, һәзрәт Нaвaий тaпти шaн, Мошу тилғa жaн берип Мәһмуд бовaм түзди дивaн, Мәңгу әнгуштәр, йезиштa шaһ әсәр уйғур тили. Мошу тил бизгә жaһaндa тәңдиши йоқ, бибaһa, Мошу тил бирлә билип йәттуқ немә тоғрa, хaтa, Мошу тил мәңгу қәдирдaн, меһри атәш жaн анa, Мошу тилниң шөһритини қил һимaт, жaнни атa, Пир болуп бизгә үгәтти кәсип - һүнәр уйғур тили. Анa тил қaлғaн анaмниң анисидин йaдикaр, Анa тилғa йуғурулғaн чин ғурур вә ептихaр, Анa тилни аңлисaм жутни сезәрмән гулбaһaр, Анa тил бaр - әлму бaр, һекмәт, муһaббәт... һәммә бaр, Бизгә аш - нaндәк зөрурдур, һәмсәпәр уйғур тили. Болғуси қәдрим пaхaл - хәс, болмисa гәр өз тилим, Өз тилим бaр, ай, қуйaштәк туриду пaрлaп дилим, Бaрму мәндәк бaй жaһaндa, өтти шaд һәр ай, йилим, Өз тилимдa бу һaйaт дәрийaсидин сүздүм билим, Мaңa устaз, рәһнәмa чин ич көйәр, уйғур тили. Хислити йaзғaнғa путмәс, тил һaйaт, бизму һaйaт, Мошу тил бәркaтидин тaптуқ ронaқ, әл - йурт авaт, Күнсери өрләшкә болди мошу тил тaлмaс қaнaт, Мән буңa дил бәргинимчүн, арминим бих йaрди шaд, Утти мәйлимни, берип дил, һөддигәр уйғур тили. Тизгинин чиң тут вaқит тулпaриниң, бaш қaшлимa, Болсa бил көп тил, әқил, күч тaп һaмaн, йaнпaшлимa, Бу қурaлдин пaйдилaн йaхши, кейин көз йaшлимa Шaһ болуп кәтсәңму, әммa өз тилиңни тaшлимa, Қилғини бизни музәппәр, мөтивәр уйғур тили. Һәр киши көп зоқ алaр сөз сөзлисә өз тилидa, Шуңa мән анa тилимғa қилимән чин иқтидa, Анa тилсиз гaл, кекәч мән, болимән жaндин жудa, Чин йурәктин әйлиди Абдуреһим мундaқ нидa: Сүйидә ақ, отидa көй! дур - гөһәр уйғур тили! *** тәһрирлигән Амрақ (Барму мәндәк бай җаһанда, өтти шад һәрай, йилим, Өз тилимда бу һаят дәриясидин сүздүм билим, Маңа устаз, рәһнамә чин ич көйәр, уйғур тили. Бу қуралдин пайдилан яхши, кийин көз яшлима, Шаһ болуп кәтсәңму әмма өз тилиңни ташлима! Қилғини бизни музәппәр, мөтивәр уйғур тили!) ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ ﺋﺎﺑﺪﯗﺭﯦﻬﺌﻢ ﺯﯗﻧﯘﻥ ﺑﺌﻞ ﺷﯘﻧﻰ، ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺋﯜﭼﯜﻥ ﭘﯜﺗﻤﻪﺱ ﮔﯚﮬﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ، ﻣﻪﯕﮕﯜ ﭘﺎﺗﻤﺎﺱ ﺯﻩﺭ ﻗﯘﻳﺎﺵ، ﻧﯘﺭﻟﯘﻕ ﻗﻪﻣﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ، ﺑﺌﭙﺎﻳﺎﻥ ﺗﺌﻞ ﻛﯚﻛﺌﺪﻩ ﭼﻮﻟﭙﺎﻥ، ﻫﯜﻛﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ، ﻣﻪﻧﺌﻠﻪﺭﮔﻪ ﺑﺎﻱ ﺗﯧﺮﻩﻧﺪﯗﺭ ﺷﯘ ﻗﻪﺩﻩﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ، ﺑﻮﻟﺪﻯ ﺗﺎﺭﺋﺨﺘﺌﻦ ﺑﯧﺮﻯ ﺑﺌﺰﮔﻪ ﭘﻪﺩﻩﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻞ ﻫﻪﺭﺩﻩﻡ ﻗﻪﯞﻡ-ﻣﺌﻠﻠﻪﺕ ﺋﯜﭼﯜﻥ ﺭﻭﮬ ﺗﯚﯞﺭﯛﻛﻰ، ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻞ ﭘﻪﻥ-ﻣﻪﺩﻩﻧﺌﻴﻪﺕ ﺋﺎﻟﻤﺎﺷﺘﯘﺭﯗﺷﻨﺌﯔ ﻛﯚﯞﺭﯛﻛﻰ، ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻞ ﭼﻮﯕﯘ-ﻛﺌﭽﺌﻜﻨﺌﯔ ﻳﯜﺭﺋﻜﻰ، ﺗﺎﻍ-ﻳﯚﻟﺌﻜﻰ، ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻞ ﯞﺍﺳﺘﻪ-ﻗﻮﺭﺍﻝ ﺋﺎﻻﻗﺌﺪﻩ، ﻗﻪﻟﺐ ﺋﻪﻳﻨﺌﻜﻰ، ﺑﺌﺰﻧﻰ ﻗﯘﭼﺘﯘﺭﻏﺎﻥ ﮊﺋﻤﻰ ﺋﺌﺸﺘﺎ ﺯﻩﭘﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﭘﻪﻧﮕﻪ ﺋﺎﺷﺌﻖ-ﺑﺌﻘﺎﺭﺍﺭ ﻗﺌﻠﺪﻯ ﻣﯧﻨﻰ ﺩﺋﻠﺒﻪﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﺗﺎﺭﺗﺘﻰ ﺭﺍﻳﺌﻤﻨﻰ ﺋﯚﺯﺋﮕﻪ ﻫﻪﺭﻗﺎﭼﺎﻥ ﺋﻪﻧﺒﻪﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﺋﻪﻟﮕﻪ ﺩﺋﻞ ﺭﺋﺸﺘﺌﻤﻨﻰ ﭼﺎﺗﺘﻰ ﺑﺎﻝ-ﺷﯧﻜﻪﺭ، ﻛﻪﯞﺳﻪﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﺑﻮﻟﺪﻯ ﺋﻪﻝ ﺩﯛﺷﻤﻪﻧﻠﺌﺮﺋﮕﻪ ﺗﺌﻎ-ﺗﻪﺑﻪﺭ، ﻧﻪﺷﺘﻪﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﻫﻪﻣﻤﺌﻤﺌﺰﻧﻰ ﻗﺌﻠﺪﻯ ﺩﺍﺋﻢ ﺑﻪﮬﺮﺋﯟﻩﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﻳﯜﺭﺋﻜﺌﻤﮕﻪ ﻛﻪﻟﺪﻯ ﺳﯚﺯﻟﻪﭖ ﻣﯘﺷﯘ ﺗﺌﻠﺪﺍ ﮊﺍﻥ ﺑﻮﯞﺍﻡ، ﻣﻪﻥ ﺋﺌﮋﺍﺩ ﺋﻪﺗﺘﺌﻢ ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻠﺪﺍ، ﻗﺌﻠﺌﭗ ﭘﻪﺭﯞﺍﺯ ﺩﺍﯞﺍﻡ، ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻠﺪﺍ ﺳﺎﻳﺮﺋﺪﻯ ﺑﯘﻟﺒﯘﻝ ﻛﻪﺑﺌﻲ ﻫﻪﻗﺪﺍﺭ ﺑﺎﻻﻡ، ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻞ ﺑﻪﺭﺩﻯ ﻣﺎﯕﺎ ﻣﻪﺭﺗﻠﺌﻚ، ﯞﺍﭘﺎﺩﺍﺭﻟﺌﻖ ﻫﻪﻡ ﭼﺌﺪﺍﻡ، ﻗﺎﻥ-ﻗﯧﺮﺋﻨﺪﺍﺷﻼﺭﻏﺎ ﺭﺋﺸﺘﻪ، ﮊﺍﻧﮋﺋﮕﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﺳﯘ ﺑﯧﺮﺋﭗ ﻳﺎﺷﻨﺎﺗﺘﻰ ﺑﺌﺰﻧﻰ ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻞ-ﺋﺎﻟﺘﯘﻥ ﺑﯘﻻﻕ، ﺋﯘ-ﭼﺌﺮﺍﻕ، ﭘﻪﺭﯞﺍﻧﻪ ﺑﺌﺰ، ﻫﻪﺭﮔﺌﺰﻣﯘ ﻛﻪﺗﻤﻪﻳﻤﺌﺰ ﻳﺌﺮﺍﻕ، ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻞ ﻳﺌﻠﺘﺌﺰ، ﺋﯘﺯﯗﻕ ﺋﺎﻟﻐﯘﭼﻰ ﺑﺌﺰ-ﻧﻮﺗﺎ-ﺋﯘﻻﻕ، ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺪﺍ ﺩﻩﺭﺱ ﺋﯧﻠﺌﭗ، ﺗﺎﭘﺘﯘﻕ ﺋﻪﻗﺌﻞ، ﺳﻪﻣﺌﺮﺋﭗ ﻗﯘﻻﻕ، ﺑﺌﺰﮔﻪ ﭘﯜﺗﻤﻪﺱ ﻛﺎﻥ، ﺧﻪﺯﺋﻨﻪ ﺷﺎﻡ-ﺳﻪﮬﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﺷﺎﮬ ﻣﯘﻗﺎﻣﻨﻰ ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻠﺪﺍ ﺋﺎﯕﻠﺌﺪﻯ ﺋﻪﮬﻠﻰ ﮊﺍﮬﺎﻥ، ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻞ ﺩﺋﻠﻼﺭﻧﻰ ﺩﺋﻠﻐﺎ ﺋﯘﻟﺌﻐﺎﻥ ﺭﺋﺸﺘﻪ ﻫﺎﻣﺎﻥ، ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻞ ﺑﺌﺮﻟﻪ ﻳﯜﺳﯜﭖ، ﻫﻪﺯﺭﻩﺗﻰ ﻧﻪﯞﺍﺋﻲ ﺗﺎﭘﺘﻰ ﺷﺎﻥ، ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻠﻐﺎ ﮊﺍﻥ ﺑﯧﺮﺋﭗ ﻣﻪﮬﻤﯘﺩ ﺑﻮﯞﺍﻡ ﺗﯜﺯﺩﻯ ﺩﺋﯟﺍﻥ، ﻣﻪﯕﮕﯜ ﺋﻪﯕﮕﯜﺷﺘﻪﺭ، ﻳﯧﺰﺋﺸﺘﺎ ﺷﺎﮬ ﺋﻪﺳﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﺑﻮﻟﻐﯘﺳﻰ ﻗﻪﺩﺭﺋﻢ ﭘﺎﺧﺎﻝ-ﺧﻪﺱ، ﺑﻮﻟﻤﺌﺴﺎ ﮔﻪﺭ ﺋﯚﺯ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﺋﯚﺯ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺑﺎﺭ، ﺋﺎﻱ-ﻗﻮﻳﺎﺷﺘﻪﻙ ﺗﯘﺭﺋﺪﯗ ﭘﺎﺭﻻﻕ ﺩﺋﻠﺌﻢ، ﺑﺎﺭﻣﯘ ﻣﻪﻧﺪﻩﻙ ﺑﺎﻱ ﮊﺍﮬﺎﻧﺪﺍ، ﺋﯚﺗﺘﻰ ﺷﺎﺩ ﻫﻪﺭﺍﻱ، ﻳﺌﻠﺌﻢ، ﺋﯚﺯ ﺗﺌﻠﺌﻤﺪﺍ ﺑﯘ ﻫﺎﻳﺎﺕ ﺩﻩﺭﻳﺎﺳﺌﺪﺋﻦ ﺳﯜﺯﺩﯛﻡ ﺑﺌﻠﺌﻢ، ﻣﺎﯕﺎ ﺋﯘﺳﺘﺎﺯ، ﺭﻩﮬﻨﺎﻣﻪ ﭼﺌﻦ ﺋﺌﭻ ﻛﯜﻳﻪﺭ، ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﺗﺌﺰﮔﺌﻨﺌﻦ ﭼﺌﯔ ﺗﯘﺕ ﯞﺍﻗﺌﺖ ﺗﻮﻟﭙﺎﺭﺋﻨﺌﯔ، ﺑﺎﺵ ﻗﺎﺷﻠﺌﻤﺎ، ﺑﻮﻟﺴﺎ ﺑﺌﻞ ﻛﯚﭖ ﺗﺌﻞ، ﺋﻪﻗﺌﻞ-ﻛﯜﭺ ﺗﺎﭖ ﻫﺎﻣﺎﻥ، ﻳﺎﻧﭙﺎﺷﻠﺌﻤﺎ، ﺑﯘ ﻗﯘﺭﺍﻟﺪﺋﻦ ﭘﺎﻳﺪﺋﻼﻥ ﻳﺎﺧﺸﻰ، ﻛﯧﻴﺌﻦ ﻛﯚﺯ ﻳﺎﺷﻠﺌﻤﺎ، ﺷﺎﮬ ﺑﻮﻟﯘﭖ ﻛﻪﺗﺴﻪﯕﻤﯘ ﺋﻪﻣﻤﺎ ﺋﯚﺯ ﺗﺌﻠﺌﯖﻨﻰ ﺗﺎﺷﻠﺌﻤﺎ! ﻗﺌﻠﻐﺌﻨﻰ ﺑﺌﺰﻧﻰ ﻣﯘﺯﻩﭘﭙﻪﺭ، ﻣﯚﺗﺌﯟﻩﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ! -=-=-=-=-=- ﺑﺎﺭﻣﯘ ﻣﻪﻧﺪﻩﻙ ﺑﺎﻱ ﮊﺍﮬﺎﻧﺪﺍ، ﺋﯚﺗﺘﻰ ﺷﺎﺩ ﻫﻪﺭﺍﻱ، ﻳﺌﻠﺌﻢ، ﺋﯚﺯ ﺗﺌﻠﺌﻤﺪﺍ ﺑﯘ ﻫﺎﻳﺎﺕ ﺩﻩﺭﻳﺎﺳﺌﺪﺋﻦ ﺳﯜﺯﺩﯛﻡ ﺑﺌﻠﺌﻢ، ﻣﺎﯕﺎ ﺋﯘﺳﺘﺎﺯ، ﺭﻩﮬﻨﺎﻣﻪ ﭼﺌﻦ ﺋﺌﭻ ﻛﯚﻳﻪﺭ، ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﺑﯘ ﻗﯘﺭﺍﻟﺪﺋﻦ ﭘﺎﻳﺪﺋﻼﻥ ﻳﺎﺧﺸﻰ، ﻛﯧﻴﺌﻦ ﻛﯚﺯ ﻳﺎﺷﻠﺌﻤﺎ، ﺷﺎﮬ ﺑﻮﻟﯘﭖ ﻛﻪﺗﺴﻪﯕﻤﯘ ﺋﻪﻣﻤﺎ ﺋﯚﺯ ﺗﺌﻠﺌﯖﻨﻰ ﺗﺎﺷﻠﺌﻤﺎ! *********************** (2 ﺗﯜﺭﻯ) ﻳاﺸﻨﺌﺴﯘﻥ (ﻣﯘﺧﻪﻣﻤﻪﺱ) ﮔﯜﻟﻠﺌﺴﯘﻥ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ ﺋﺎﺑﺪﯗﺭﯦﻬﺌﻢ ﺯﯗﻧﯘﻥ ﺑﺌﻞ ﺷﯘﻧﻰ، ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺋﯜﭼﯜﻥ ﭘﯘﺗﻤﻪﺱ ﮔﯚﮬﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ، ﻣﻪﯕﮕﯘ ﭘاﺘﻤاﺲ ﺯﻩﺭ ﻗﯘﻳاﺶ، ﻧﯘﺭﻟﯘﻕ ﻗﻪﻣﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ، ﺑﯧﭙاﻴاﻦ ﺗﺌﻞ ﻛﯚﻛﺌﺪﻩ ﭼﻮﻟﭙاﻦ، ﺋﯜﻛﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ، ﻣﻪﻧﺌﻠﻪﺭﮔﻪ ﺑاﻲ، ﺗﯧﺮﻩﻧﺪﯗﺭ ﺷﯘ ﻗﻪﺩﻩﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ، ﺑﻮﻟﺪﻯ ﺗاﺮﺋﺨﺘﺌﻦ ﺑﯧﺮﻯ ﺑﺌﺰﮔﻪ ﭘﻪﺩﻩﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﺋﺎﻧا ﺗﺌﻞ ﻫﻪﺭﺩﻩﻡ ﻗﯘﯞﻡ - ﻣﺌﻠﻠﻪﺕ ﺋﯜﭼﯜﻥ ﺭﻭﮬ ﺗﯜﯞﺭﯛﻛﻰ، ﺋﺎﻧا ﺗﺌﻞ ﭘﻪﻥ - ﻣﻪﺭﺋﭙﻪﺕ ﺋﺎﻟﻤاﺸﺘﯘﺭﯗﺷﻨﺌﯔ ﻛﯚﯞﺭﯛﻛﻰ، ﺋﺎﻧا ﺗﺌﻞ ﭼﻮﯕﯘ - ﻛﺌﭽﺌﻜﻨﺌﯔ ﻳﯜﺭﺋﻜﻰ، ﺗاﻎ - ﻳﯚﻟﺌﻜﻰ، ﺋﺎﻧا ﺗﺌﻞ ﯞاﺴﺘﻪ - ﻗﯘﺭاﻞ ﺋﺎﻟاﻘﺌﺪﻩ، ﻗﻪﻟﺌﺐ ﺋﻪﻳﻨﺌﻜﻰ، ﺑﺌﺰﻧﻰ ﻗﯘﭼﺘﯘﺭﻏاﻦ ﺟﺌﻤﻰ ﺋﺌﺸﺘا ﺯﻩﭘﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﭘﻪﻧﮕﻪ ﺋﺎﺷﺌﻖ - ﺑﺌﻘاﺮاﺮ ﻗﺌﻠﺪﻯ ﻣﯧﻨﻰ ﺩﺋﻠﺒﻪﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﺗاﺮﺗﺘﻰ ﺭاﻴﺌﻤﻨﻰ ﺋﯚﺯﺋﮕﻪ ﻫﻪﺭ ﻗاﭽاﻦ ﺋﻪﻧﺒﻪﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ. ﺋﻪﻟﮕﻪ ﺩﺋﻞ ﺭﺋﺸﺘﺌﻤﻨﻰ ﭼاﺘﺘﻰ ﺑاﻞ - ﺷﯧﻜﻪﺭ، ﻛﻪﯞﺳﻪﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﺑﻮﻟﺪﻯ ﺋﻪﻝ ﺩﯗﺷﻤﻪﻧﻠﺌﺮﺋﮕﻪ ﺗﺌﻎ - ﺗﻪﺑﻪﺭ، ﻧﻪﺷﺘﻪﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﻫﻪﻣﻤﺌﻤﺌﺰﻧﻰ ﻗﺌﻠﺪﻯ ﺩاﺌﻢ ﺑﻪﮬﺮﺋﯟﻩﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. "ﺋﺎ" ﺑﺌﻠﻪﻥ ﻛﺌﺮﺩﻯ ﺋﯧﻐﺌﺰﻏا، ﺗﺌﻞ - ﺯﯗﯞاﻨﻐا ﻣﻪﯕﮕﯘ ﺗﻪﻡ، ﻗﺌﻠﺪﻯ ﺗﺌﻞ ﺋﺎﻗﺌﻞ، ﻧاﺪاﻨﻠاﺮﻏا ﺑﯧﺮﺋﭗ ﺋﺌﺪﺭاﻜﯘ ﭘﻪﻡ، ﺗﺌﻞ ﭼﯧﭽﺌﻠﻐاﻨﻨﻰ ﻳﺌﻐﺌﭗ ﻗﺌﻠﺪﻯ ﻫاﻤاﻦ ﺑﺌﺮ ﻳﻪﺭﮔﻪ ﮊﻩﻡ ﺗﺌﻞ ﺑﺌﻤاﺮ، ﺋﺎﮊﺋﺰ - ﺋﻮﺭﯗﻗﻘا ﺋﻪﻡ - ﺩاﯟا، ﺋﺎﭼﻠاﺮﻏا ﻳﻪﻡ ﺧاﺴﺌﻴﻪﺗﻠﺌﻚ ﺗﺌﻞ ﺗﯘﻣاﺮ، ﻗاﻠﻘاﻦ - ﺳﺌﭙﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﻳﯜﺭﺋﻜﺌﻤﮕﻪ ﻛﻪﻟﺪﻯ ﺳﯚﺯﻟﻪﭖ ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻠﺪا ﮊاﻦ ﺑﻮﯞاﻢ، ﻣﻪﻥ ﺋﺌﮋاﺖ ﺋﻪﺗﺘﺌﻢ ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻠﺪا، ﻗﺌﻠﺌﭗ ﭘﻪﺭﯞاﺰ ﺩاﯟاﻢ، ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻠﺪا ﺳاﻴﺮﺋﺪﻯ ﺑﯘﻟﺒﯘﻝ ﻛﻪﺑﻰ ﻫﻪﻗﺪاﺮ ﺑاﻠاﻢ، ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻞ ﺑﻪﺭﺩﻯ ﭼﺌﺪاﻢ، ﻣﻪﺭﺩﻟﺌﻚ، ﯞاﭙاﺪاﺮﻟﺌﻖ ﻣﯘﺩاﻢ، ﻗاﻦ ﻗﯧﺮﺋﻨﺪاﺸﻠاﺮﻏا ﺭﺋﺸﺘﻪ، ﮊاﻨﮋﺋﮕﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﺳﯘ ﺑﯧﺮﺋﭗ ﻳاﺸﻨاﺘﺘﻰ ﺑﺌﺰﻧﻰ ﺋﺎﻧا ﺗﺌﻞ - ﺋﺎﻟﺘﯘﻥ ﺑﯘﻟاﻖ، ﺋﯘ - ﭼﺌﺮاﻖ، ﭘﻪﺭﯞاﻨﻪ ﺑﺌﺰ، ﻫﻪﺭﮔﺌﺰﻣﯘ ﻛﻪﺗﻤﻪﻳﻤﺌﺰ ﻳﺌﺮاﻖ، ﺋﺎﻧا ﺗﺌﻞ ﻳﺌﻠﺘﺌﺰ، ﺋﻮﺯﯗﻕ ﺋﺎﻟﻐﯘﭼﻰ ﺑﺌﺰ _ ﻧﻮﺗا - ﺋﯘﻟاﻖ، ﺋﺎﻧا ﺗﺌﻠﺪا ﺩﻩﺭﺋﺲ ﺋﯧﻠﺌﭗ، ﺗاﭙﺘﯘﻕ ﺋﻪﻗﺌﻞ، ﺳﻪﻣﺮﺋﭗ ﻗﯘﻟاﻖ، ﺑﺌﺰﮔﻪ ﭘﯘﺗﻤﻪﺱ ﻛاﻦ، ﺧﻪﺯﺋﻨﻪ ﺷاﻢ - ﺳﻪﮬﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﻗﻮﻳﺪﻯ ﺗاﯔ ﺩﯗﻧﺌﻴاﻨﻰ ﺷﯘ ﺗﺌﻠﺪا ﻗﺌﻠﺌﭗ ﺑﯘﻟﺒﯘﻝ ﻧاﯟا، ﺗاﭙﺘﻰ ﺷﯘ ﺗﺌﻠﺪا ﭘﯜﺗﯜﻟﮕﻪﻥ ﻛﯜﻱ - ﻏﻪﺯﻩﻝ ﻳﯜﻛﺴﻪﻙ ﺑاﻬا، ﻫﻪﺭ ﺗﻪﺭﻩﭘﺘﺌﻦ ﻳاﻐﺪﻯ ﺋﺎﻟﻘﺌﺶ، <ﻣﺌﯔ ﻳاﺸا!> ﺩﯦﮕﻪﻥ ﺳاﺪا، ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻞ ﺷﯚﮬﺮﻩﺗﻜﻪ ﻧاﺌﻞ ﺋﻪﻳﻠﺌﺪﻯ، ﺳاﻠﺪﯗﻕ ﺳاﻤا، ﺋﺌﭙﺘﺌﺨاﺮﻏا ﭘﯜﺭﻛﺌﺪﻯ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭﻧﻰ ﺯﻩﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﺷاﮭ ﻣﯘﻗاﻤﻨﻰ ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻠﺪا ﺋﺎﯕﻠﺌﺪﻯ ﺋﻪﮬﻠﻰ ﮊاﻬاﻦ، ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻞ ﺩﺋﻠﻠاﺮﻧﻰ ﺩﺋﻠﻐا ﺋﯘﻟﺌﻐاﻦ ﺭﺋﺸﺘﻪ ﻫاﻤاﻦ، ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻞ ﺑﺌﺮﻟﻪ ﻳﯜﺳﯜﭖ، ﻫﻪﺯﺭﻩﺕ ﻧاﯟاﺌﻲ ﺗاﭙﺘﻰ ﺷاﻦ، ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻠﻐا ﮊاﻦ ﺑﯧﺮﺋﭗ ﻣﻪﮬﻤﯘﺩ ﺑﻮﯞاﻢ ﺗﯜﺯﺩﻯ ﺩﺋﯟاﻦ، ﻣﻪﯕﮕﯘ ﺋﻪﻧﮕﯘﺷﺘﻪﺭ، ﻳﯧﺰﺋﺸﺘا ﺷاﮭ ﺋﻪﺳﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻞ ﺑﺌﺰﮔﻪ ﮊاﻬاﻨﺪا ﺗﻪﯕﺪﺋﺸﻰ ﻳﻮﻕ، ﺑﺌﺒاﻬا، ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻞ ﺑﺌﺮﻟﻪ ﺑﺌﻠﺌﭗ ﻳﻪﺗﺘﯘﻕ ﻧﯧﻤﻪ ﺗﻮﻏﺮا، ﺧاﺘا، ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻞ ﻣﻪﯕﮕﯘ ﻗﻪﺩﺋﺮﺩاﻦ، ﻣﯧﻬﺮﻯ ﺋﺎﺗﻪﺵ ﮊاﻦ ﺋﺎﻧا، ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻠﻨﺌﯔ ﺷﯚﮬﺮﺋﺘﺌﻨﻰ ﻗﺌﻞ ﻫﺌﻤاﺖ، ﮊاﻨﻨﻰ ﺋﺎﺗا، ﭘﺌﺮ ﺑﻮﻟﯘﭖ ﺑﺌﺰﮔﻪ ﺋﯜﮔﻪﺗﺘﻰ ﻛﻪﺳﺌﭗ - ﻫﯜﻧﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﺋﺎﻧا ﺗﺌﻞ ﻗاﻠﻐاﻦ ﺋﺎﻧاﻤﻨﺌﯔ ﺋﺎﻧﺌﺴﺌﺪﺋﻦ ﻳاﺪﺋﻜاﺮ، ﺋﺎﻧا ﺗﺌﻠﻐا ﻳﯘﻏﯘﺭﯗﻟﻐاﻦ ﭼﺌﻦ ﻏﯘﺭﯗﺭ ﯞﻩ ﺋﯧﭙﺘﺌﺨاﺮ، ﺋﺎﻧا ﺗﺌﻠﻨﻰ ﺋﺎﯕﻠﺌﺴاﻢ ﮊﯗﺗﻨﻰ ﺳﯧﺰﻩﺭﻣﻪﻥ ﮔﯘﻟﺒاﻬاﺮ، ﺋﺎﻧا ﺗﺌﻞ ﺑاﺮ - ﺋﻪﻟﻤﯘ ﺑاﺮ، ﻫﯧﻜﻤﻪﺕ، ﻣﯘﮬاﺒﺒﻪﺕ... ﻫﻪﻣﻤﻪ ﺑاﺮ، ﺑﺌﺰﮔﻪ ﺋﺎﺵ - ﻧاﻨﺪﻩﻙ ﺯﯙﺭﯗﺭﺩﯗﺭ، ﻫﻪﻣﺴﻪﭘﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﺑﻮﻟﻐﯘﺳﻰ ﻗﻪﺩﺭﺋﻢ ﭘاﺨاﻞ - ﺧﻪﺱ، ﺑﻮﻟﻤﺌﺴا ﮔﻪﺭ ﺋﯚﺯ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﺋﯚﺯ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺑاﺮ، ﺋﺎﻱ، ﻗﯘﻳاﺸﺘﻪﻙ ﺗﯘﺭﺋﺪﯗ ﭘاﺮﻟاﭗ ﺩﺋﻠﺌﻢ، ﺑاﺮﻣﯘ ﻣﻪﻧﺪﻩﻙ ﺑاﻲ ﮊاﻬاﻨﺪا، ﺋﯚﺗﺘﻰ ﺷاﺪ ﻫﻪﺭ ﺋﺎﻱ، ﻳﺌﻠﺌﻢ، ﺋﯚﺯ ﺗﺌﻠﺌﻤﺪا ﺑﯘ ﻫاﻴاﺖ ﺩﻩﺭﺋﻴاﺴﺌﺪﺋﻦ ﺳﯜﺯﺩﯛﻡ ﺑﺌﻠﺌﻢ، ﻣاﯖا ﺋﯘﺳﺘاﺰ، ﺭﻩﮬﻨﻪﻣا ﭼﺌﻦ ﺋﺌﭻ ﻛﯚﻳﻪﺭ، ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﺧﺌﺴﻠﺌﺘﻰ ﻳاﺰﻏاﻨﻐا ﭘﯘﺗﻤﻪﺱ، ﺗﺌﻞ ﻫاﻴاﺖ، ﺑﺌﺰﻣﯘ ﻫاﻴاﺖ، ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻞ ﺑﻪﺭﻛاﺘﺌﺪﺋﻦ ﺗاﭙﺘﯘﻕ ﺭﻭﻧاﻖ، ﺋﻪﻝ - ﻳﯘﺭﺕ ﺋﺎﯞاﺖ، ﻛﯜﻧﺴﯧﺮﻯ ﺋﯚﺭﻟﻪﺷﻜﻪ ﺑﻮﻟﺪﻯ ﻣﻮﺷﯘ ﺗﺌﻞ ﺗاﻠﻤاﺲ ﻗاﻨاﺖ، ﻣﻪﻥ ﺑﯘﯕا ﺩﺋﻞ ﺑﻪﺭﮔﺌﻨﺌﻤﭽﯜﻥ، ﺋﺎﺭﻣﺌﻨﺌﻢ ﺑﺌﺦ ﻳاﺮﺩﻯ ﺷاﺪ، ﺋﯘﺗﺘﻰ ﻣﻪﻳﻠﺌﻤﻨﻰ، ﺑﯧﺮﺋﭗ ﺩﺋﻞ، ﻫﯚﺩﺩﺋﮕﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﺗﺌﺰﮔﺌﻨﺌﻦ ﭼﺌﯔ ﺗﯘﺕ ﯞاﻘﺌﺖ ﺗﯘﻟﭙاﺮﺋﻨﺌﯔ، ﺑاﺶ ﻗاﺸﻠﺌﻤا، ﺑﻮﻟﺴا ﺑﺌﻞ ﻛﯚﭖ ﺗﺌﻞ، ﺋﻪﻗﺌﻞ، ﻛﯜﭺ ﺗاﭗ ﻫاﻤاﻦ، ﻳاﻨﭙاﺸﻠﺌﻤا، ﺑﯘ ﻗﯘﺭاﻠﺪﺋﻦ ﭘاﻴﺪﺋﻠاﻦ ﻳاﺨﺸﻰ، ﻛﯧﻴﺌﻦ ﻛﯚﺯ ﻳاﺸﻠﺌﻤا ﺷاﮭ ﺑﻮﻟﯘﭖ ﻛﻪﺗﺴﻪﯕﻤﯘ، ﺋﻪﻣﻤا ﺋﯚﺯ ﺗﺌﻠﺌﯖﻨﻰ ﺗاﺸﻠﺌﻤا، ﻗﺌﻠﻐﺌﻨﻰ ﺑﺌﺰﻧﻰ ﻣﯘﺯﻩﭘﭙﻪﺭ، ﻣﯚﺗﺌﯟﻩﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﻫﻪﺭ ﻛﺌﺸﻰ ﻛﯚﭖ ﺯﻭﻕ ﺋﺎﻟاﺮ ﺳﯚﺯ ﺳﯚﺯﻟﺌﺴﻪ ﺋﯚﺯ ﺗﺌﻠﺌﺪا، ﺷﯘﯕا ﻣﻪﻥ ﺋﺎﻧا ﺗﺌﻠﺌﻤﻐا ﻗﺌﻠﺌﻤﻪﻥ ﭼﺌﻦ ﺋﺌﻘﺘﺌﺪا، ﺋﺎﻧا ﺗﺌﻠﺴﺌﺰ ﮔاﻞ، ﻛﯧﻜﻪﭺ ﻣﻪﻥ، ﺑﻮﻟﺌﻤﻪﻥ ﮊاﻨﺪﺋﻦ ﮊﯗﺩا، ﭼﺌﻦ ﻳﯘﺭﻩﻛﺘﺌﻦ ﺋﻪﻳﻠﺌﺪﻯ ﺋﺎﺑﺪﯗﺭﯦﻬﺌﻢ ﻣﯘﻧﺪاﻖ ﻧﺌﺪا: ﺳﯜﻳﺌﺪﻩ ﺋﺎﻕ، ﺋﻮﺗﺌﺪا ﻛﯚﻱ! ﺩﯗﺭ - ﮔﯚﮬﻪﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ! *** ﺗﻪﮬﺮﺋﺮﻟﺌﮕﻪﻥ ﺋﺎﻣﺮﺍﻕ (ﺑﺎﺭﻣﯘ ﻣﻪﻧﺪﻩﻙ ﺑﺎﻱ ﺟﺎﮬﺎﻧﺪﺍ، ﺋﯚﺗﺘﻰ ﺷﺎﺩ ﻫﻪﺭﺍﻱ، ﻳﺌﻠﺌﻢ، ﺋﯚﺯ ﺗﺌﻠﺌﻤﺪﺍ ﺑﯘ ﻫﺎﻳﺎﺕ ﺩﻩﺭﺋﻳﺎﺳﺌﺪﺋﻦ ﺳﯜﺯﺩﯛﻡ ﺑﺌﻠﺌﻢ، ﻣﺎﯕﺎ ﺋﯘﺳﺘﺎﺯ، ﺭﻩﮬﻨﺎﻣﻪ ﭼﺌﻦ ﺋﺌﭻ ﻛﯚﻳﻪﺭ، ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ. ﺑﯘ ﻗﯘﺭﺍﻟﺪﺋﻦ ﭘﺎﻳﺪﺋﻼﻥ ﻳﺎﺧﺸﻰ، ﻛﺌﻴﺌﻦ ﻛﯚﺯ ﻳﺎﺷﻠﺌﻤﺎ، ﺷﺎﮬ ﺑﻮﻟﯘﭖ ﻛﻪﺗﺴﻪﯕﻤﯘ ﺋﻪﻣﻤﺎ ﺋﯚﺯ ﺗﺌﻠﺌﯖﻨﻰ ﺗﺎﺷﻠﺌﻤﺎ! ﻗﺌﻠﻐﺌﻨﻰ ﺑﺌﺰﻧﻰ ﻣﯘﺯﻩﭘﭙﻪﺭ، ﻣﯚﺗﺌﯟﻩﺭ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﻰ!) Ана тил { Варисжан Қасим } (Шаир Қағилиқ наһийәлик маарип идарсидә ишләйду.) Һаятниң көрки - султани, бәхит пәрваниси тилдур, Жаваһир каниниң шаһи, әқил дурданиси тилдур, Көңүл гүлшәниниң солмас әбәдлик лалиси тилдур, Гүзәллик илаһи пак, назакәт қамуси тилдур, Висалға таж, рәқибләргә әжәл пәйканиси тилдур. Пикирләр жисмиға тил жан, тәпәккур илмиға сап қан, Униңсиз сөзлимәс инсан мисали әйни бир һайван, Висал бостаниға хуш һид чечип турған гоя рәйһан, Йигит - қиз ишқи изһардур терән һекмәт билән һәран, Муһәббәт риштини чатқан бүйүк дил тариси тилдур. Йеқимлиқ, шаш һарарәттин ерийду бағри таш жаһил, Кәсип шуңқари хәлқимгә жаһанниң әһли лал - қайил, Ижад мәйданида шөһрәт кәмәри, тажиға наил, Нә шәрбәт, тунжи оғуздур, пүтүн қудрәт аңа майил, Қуяшниң қиблиси, шерин нава астаниси тилдур. Туғуп тупрақни инсан пәхригә дәсләп вәтән болған, Панаһлиқ издигәндә роһиға нуранә тән болған, Берип идракқа азмас сүт, жәсур - қәйсәр чимән болған, Өсүп қәшқәр, или, ақсу, қумул, турпан, хотән болған, Сөйүш һәм сөйүлмәкниң йетүк әлламиси тилдур. Зәпәр карабида әждад күрәш окянида аққан, Парасәт жамида кәвсәр ичип, пән меғизин чаққан, Бүйүк "диван" ни таж қилип ана тил башиға таққан, Маһарәт көкидә чақмақ чеқип нурдәк қанат қаққан, Мәрипәт әһлиниң сөйгән гүзәл жананиси тилдур. Көйүп һәр сөзгә чәксиз, меһригә йүксәк паян бәргән, Гояки тәңридәк мәңгү еқип - пүтмәс заман бәргән, Ташар қат - қат, йеңилмәс өркишидә йеңи қан бәргән, Баһадир - жәңгивар, сунмас каман бәргән, иман бәргән, Улуғлуқ буржиниң һәрикәттики сәйяриси тилдур. Заманниң хани - шани, отта көймәс, суда ақмастур, Тирилклик нуридур, азғун көңүлгә зәррә бақмастур, Тикәнлик соғ дәврниң ташборни һеч соқалмастур, Әсирләр өлсиму, дәврәп турар мәғрур, йоқалмастур, Билишниң иптидаси һәм гөһәр ялдамиси тилдур. Қутатмақтин бовам ярқин шәрқ гүлзарини көргән, Жаһаннәма қилип тилни наваи ярини көргән, Учуп аләм көзидә бәр камал рухсарини көргән, Улуғ мәнзил даванида жудалиқ нарини көргән, Нәпис сәнәт мунариниң алмас пайиси тилдур, Зәлили қум кечип кәлсә, қәләндәр, нәвбити чақнар, Низари қайғуси гүлхан муңида һирқити чақнар, Упуққа атса гумнамни, ки мәшрәп ғурбити чақнар, Тәжәлли һәм билал назим, тумарис һәзити чақнар, Зәбәрдәст кәчмишимниң әң тирик сәрмайиси тилдур. Хижаләт әйлиди һөсни сеһирләп күй худасини, Вужуд асманиға чачти муһәббәтниң жуласини, Талайлап ташлиди пүкләп жаһаләтниң баласини, Бу тарих туғди һөр тилдин мәдәнийәт анасини, Йоқалмас роһи милләтниң, туғи - абидиси тилдур. Ғурурлуқ сөзлә: "урхун ташлири әл иптихари" дәп, "Жараңлап чин уюшмақниң йеқилмас төһпикари" дәп, "Рәзиллик тил тумариға, ғәзәпниң зулпиқари" дәп, "Йоқалмас қәһриман хәлқим тавабгаһи - мадари" дәп, Яралмақниң -яратмақниң ақар йилнамиси тилдур. Ана тил йүндә әңгүштәр - чевәр йолчи, баһаси йоқ, Ана тил сөймигәнләрниң әзәлдин шад наваси йоқ, Ана тилсиз тәпәккур бағи солғун, сап һаваси йоқ, Тилни харлиғанларниң нәс кесәл, мәңгү даваси йоқ, Пәзиләт жәвһириниң чин шаһадәтнамиси тилдур. Пәләккә қул узатқанлар аңа тиғлар чапалмайду, Әзим топан илаһиму қара пәрдә япалмайду, Ғурур - вижданни сатқанлар ана тилни саталмайду, Балағәт, жилвә, кәңликтә қусур - нуқсан тапалмайду, Ки инсан идракиниң әң қәдим ғәмханиси тилдур. ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻞ { ﯞﺍﺭﺋﺴﮋﺍﻥ ﻗﺎﺳﺌﻢ } (ﺷﺎﺋﺮ ﻗﺎﻏﺌﻠﺌﻖ ﻧﺎﮬﺌﻴﻪﻟﺌﻚ ﻣﺎﺍﺭﺋﭗ ﺋﺌﺪﺍﺭﺳﺌﺪﻩ ﺋﺌﺸﻠﻪﻳﺪﯗ.) ﻫﺎﻳﺎﺗﻨﺌﯔ ﻛﯚﺭﻛﻰ - ﺳﯘﻟﺘﺎﻧﻰ، ﺑﻪﺧﺌﺖ ﭘﻪﺭﯞﺍﻧﺌﺴﻰ ﺗﺌﻠﺪﯗﺭ، ﮊﺍﯞﺍﮬﺌﺮ ﻛﺎﻧﺌﻨﺌﯔ ﺷﺎﮬﻰ، ﺋﻪﻗﺌﻞ ﺩﯗﺭﺩﺍﻧﺌﺴﻰ ﺗﺌﻠﺪﯗﺭ، ﻛﯚﯕﯜﻝ ﮔﯜﻟﺸﻪﻧﺌﻨﺌﯔ ﺳﻮﻟﻤﺎﺱ ﺋﻪﺑﻪﺩﻟﺌﻚ ﻻﻟﺌﺴﻰ ﺗﺌﻠﺪﯗﺭ، ﮔﯜﺯﻩﻟﻠﺌﻚ ﺋﺌﻼﮬﻰ ﭘﺎﻙ، ﻧﺎﺯﺍﻛﻪﺕ ﻗﺎﻣﯘﺳﻰ ﺗﺌﻠﺪﯗﺭ، ﯞﺋﺴﺎﻟﻐﺎ ﺗﺎژ، ﺭﻩﻗﺌﺒﻠﻪﺭﮔﻪ ﺋﻪﮊﻩﻝ ﭘﻪﻳﻜﺎﻧﺌﺴﻰ ﺗﺌﻠﺪﯗﺭ. ﭘﺌﻜﺌﺮﻟﻪﺭ ﮊﺋﺴﻤﺌﻐﺎ ﺗﺌﻞ ﮊﺍﻥ، ﺗﻪﭘﻪﻛﻜﯘﺭ ﺋﺌﻠﻤﺌﻐﺎ ﺳﺎﭖ ﻗﺎﻥ، ﺋﯘﻧﺌﯖﺴﺌﺰ ﺳﯚﺯﻟﺌﻤﻪﺱ ﺋﺌﻨﺴﺎﻥ ﻣﺌﺴﺎﻟﻰ ﺋﻪﻳﻨﻰ ﺑﺌﺮ ﻫﺎﻳﯟﺍﻥ، ﯞﺋﺴﺎﻝ ﺑﻮﺳﺘﺎﻧﺌﻐﺎ ﺧﯘﺵ ﻫﺌﺪ ﭼﯧﭽﺌﭗ ﺗﯘﺭﻏﺎﻥ ﮔﻮﻳﺎ ﺭﻩﻳﻬﺎﻥ، ﻳﺌﮕﺌﺖ - ﻗﺌﺰ ﺋﺌﺸﻘﻰ ﺋﺌﺰﮬﺎﺭﺩﯗﺭ ﺗﯧﺮﻩﻥ ﻫﯧﻜﻤﻪﺕ ﺑﺌﻠﻪﻥ ﻫﻪﺭﺍﻥ، ﻣﯘﮬﻪﺑﺒﻪﺕ ﺭﺋﺸﺘﺌﻨﻰ ﭼﺎﺗﻘﺎﻥ ﺑﯜﻳﯜﻙ ﺩﺋﻞ ﺗﺎﺭﺋﺴﻰ ﺗﺌﻠﺪﯗﺭ. ﻳﯧﻘﺌﻤﻠﺌﻖ، ﺷﺎﺵ ﻫﺎﺭﺍﺭﻩﺗﺘﺌﻦ ﺋﯧﺮﺋﻴﺪﯗ ﺑﺎﻏﺮﻯ ﺗﺎﺵ ﮊﺍﮬﺌﻞ، ﻛﻪﺳﺌﭗ ﺷﯘﯕﻘﺎﺭﻯ ﺧﻪﻟﻘﺌﻤﮕﻪ ﮊﺍﮬﺎﻧﻨﺌﯔ ﺋﻪﮬﻠﻰ ﻻﻝ - ﻗﺎﻳﺌﻞ، ﺋﺌﮋﺍﺩ ﻣﻪﻳﺪﺍﻧﺌﺪﺍ ﺷﯚﮬﺮﻩﺕ ﻛﻪﻣﻪﺭﻯ، ﺗﺎﮊﺋﻐﺎ ﻧﺎﺋﻞ، ﻧﻪ ﺷﻪﺭﺑﻪﺕ، ﺗﯘﻧﮋﻯ ﺋﻮﻏﯘﺯﺩﯗﺭ، ﭘﯜﺗﯜﻥ ﻗﯘﺩﺭﻩﺕ ﺋﺎﯕﺎ ﻣﺎﻳﺌﻞ، ﻗﯘﻳﺎﺷﻨﺌﯔ ﻗﺌﺒﻠﺌﺴﻰ، ﺷﯧﺮﺋﻦ ﻧﺎﯞﺍ ﺋﺎﺳﺘﺎﻧﺌﺴﻰ ﺗﺌﻠﺪﯗﺭ. ﺗﯘﻏﯘﭖ ﺗﯘﭘﺮﺍﻗﻨﻰ ﺋﺌﻨﺴﺎﻥ ﭘﻪﺧﺮﺋﮕﻪ ﺩﻩﺳﻠﻪﭖ ﯞﻩﺗﻪﻥ ﺑﻮﻟﻐﺎﻥ، ﭘﺎﻧﺎﮬﻠﺌﻖ ﺋﺌﺰﺩﺋﮕﻪﻧﺪﻩ ﺭﻭﮬﺌﻐﺎ ﻧﯘﺭﺍﻧﻪ ﺗﻪﻥ ﺑﻮﻟﻐﺎﻥ، ﺑﯧﺮﺋﭗ ﺋﺌﺪﺭﺍﻛﻘﺎ ﺋﺎﺯﻣﺎﺱ ﺳﯜﺕ، ﮊﻩﺳﯘﺭ - ﻗﻪﻳﺴﻪﺭ ﭼﺌﻤﻪﻥ ﺑﻮﻟﻐﺎﻥ، ﺋﯚﺳﯜﭖ ﻗﻪﺷﻘﻪﺭ، ﺋﺌﻠﻰ، ﺋﺎﻗﺴﯘ، ﻗﯘﻣﯘﻝ، ﺗﯘﺭﭘﺎﻥ، ﺧﻮﺗﻪﻥ ﺑﻮﻟﻐﺎﻥ، ﺳﯚﻳﯜﺵ ﻫﻪﻡ ﺳﯚﻳﯜﻟﻤﻪﻛﻨﺌﯔ ﻳﯧﺘﯜﻙ ﺋﻪﻟﻼﻣﺌﺴﻰ ﺗﺌﻠﺪﯗﺭ. ﺯﻩﭘﻪﺭ ﻛﺎﺭﺍﺑﺌﺪﺍ ﺋﻪﮊﺩﺍﺩ ﻛﯜﺭﻩﺵ ﺋﻮﻛﻳﺎﻧﺌﺪﺍ ﺋﺎﻗﻘﺎﻥ، ﭘﺎﺭﺍﺳﻪﺕ ﮊﺍﻣﺌﺪﺍ ﻛﻪﯞﺳﻪﺭ ﺋﺌﭽﺌﭗ، ﭘﻪﻥ ﻣﯧﻐﺌﺰﺋﻦ ﭼﺎﻗﻘﺎﻥ، ﺑﯜﻳﯜﻙ "ﺩﺋﯟﺍﻥ" ﻧﻰ ﺗﺎژ ﻗﺌﻠﺌﭗ ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻞ ﺑﺎﺷﺌﻐﺎ ﺗﺎﻗﻘﺎﻥ، ﻣﺎﮬﺎﺭﻩﺕ ﻛﯚﻛﺌﺪﻩ ﭼﺎﻗﻤﺎﻕ ﭼﯧﻘﺌﭗ ﻧﯘﺭﺩﻩﻙ ﻗﺎﻧﺎﺕ ﻗﺎﻗﻘﺎﻥ، ﻣﻪﺭﺋﭙﻪﺕ ﺋﻪﮬﻠﺌﻨﺌﯔ ﺳﯚﻳﮕﻪﻥ ﮔﯜﺯﻩﻝ ﮊﺍﻧﺎﻧﺌﺴﻰ ﺗﺌﻠﺪﯗﺭ. ﻛﯚﻳﯜﭖ ﻫﻪﺭ ﺳﯚﺯﮔﻪ ﭼﻪﻛﺴﺌﺰ، ﻣﯧﻬﺮﺋﮕﻪ ﻳﯜﻛﺴﻪﻙ ﭘﺎﻳﺎﻥ ﺑﻪﺭﮔﻪﻥ، ﮔﻮﻳﺎﻛﻰ ﺗﻪﯕﺮﺋﺪﻩﻙ ﻣﻪﯕﮕﯜ ﺋﯧﻘﺌﭗ - ﭘﯜﺗﻤﻪﺱ ﺯﺍﻣﺎﻥ ﺑﻪﺭﮔﻪﻥ، ﺗﺎﺷﺎﺭ ﻗﺎﺕ - ﻗﺎﺕ، ﻳﯧﯖﺌﻠﻤﻪﺱ ﺋﯚﺭﻛﺌﺸﺌﺪﻩ ﻳﯧﯖﻰ ﻗﺎﻥ ﺑﻪﺭﮔﻪﻥ، ﺑﺎﮬﺎﺩﺋﺮ - ﮊﻩﯕﮕﺌﯟﺍﺭ، ﺳﯘﻧﻤﺎﺱ ﻛﺎﻣﺎﻥ ﺑﻪﺭﮔﻪﻥ، ﺋﺌﻤﺎﻥ ﺑﻪﺭﮔﻪﻥ، ﺋﯘﻟﯘﻏﻠﯘﻕ ﺑﯘﺭﮊﺋﻨﺌﯔ ﻫﻪﺭﺋﻜﻪﺗﺘﺌﻜﻰ ﺳﻪﻳﻳﺎﺭﺋﺴﻰ ﺗﺌﻠﺪﯗﺭ. ﺯﺍﻣﺎﻧﻨﺌﯔ ﺧﺎﻧﻰ - ﺷﺎﻧﻰ، ﺋﻮﺗﺘﺎ ﻛﯚﻳﻤﻪﺱ، ﺳﯘﺩﺍ ﺋﺎﻗﻤﺎﺳﺘﯘﺭ، ﺗﺌﺮﺋﻠﻜﻠﺌﻚ ﻧﯘﺭﺋﺪﯗﺭ، ﺋﺎﺯﻏﯘﻥ ﻛﯚﯕﯜﻟﮕﻪ ﺯﻩﺭﺭﻩ ﺑﺎﻗﻤﺎﺳﺘﯘﺭ، ﺗﺌﻜﻪﻧﻠﺌﻚ ﺳﻮﻍ ﺩﻩﯞﺭﻧﺌﯔ ﺗﺎﺷﺒﻮﺭﻧﻰ ﻫﯧﭻ ﺳﻮﻗﺎﻟﻤﺎﺳﺘﯘﺭ، ﺋﻪﺳﺌﺮﻟﻪﺭ ﺋﯚﻟﺴﺌﻤﯘ، ﺩﻩﯞﺭﻩﭖ ﺗﯘﺭﺍﺭ ﻣﻪﻏﺮﯗﺭ، ﻳﻮﻗﺎﻟﻤﺎﺳﺘﯘﺭ، ﺑﺌﻠﺌﺸﻨﺌﯔ ﺋﺌﭙﺘﺌﺪﺍﺳﻰ ﻫﻪﻡ ﮔﯚﮬﻪﺭ ﻳﺎﻟﺪﺍﻣﺌﺴﻰ ﺗﺌﻠﺪﯗﺭ. ﻗﯘﺗﺎﺗﻤﺎﻗﺘﺌﻦ ﺑﻮﯞﺍﻡ ﻳﺎﺭﻗﺌﻦ ﺷﻪﺭﻕ ﮔﯜﻟﺰﺍﺭﺋﻨﻰ ﻛﯚﺭﮔﻪﻥ، ﮊﺍﮬﺎﻧﻨﻪﻣﺎ ﻗﺌﻠﺌﭗ ﺗﺌﻠﻨﻰ ﻧﺎﯞﺍﻯ ﻳﺎﺭﺋﻨﻰ ﻛﯚﺭﮔﻪﻥ، ﺋﯘﭼﯘﭖ ﺋﺎﻟﻪﻡ ﻛﯚﺯﺋﺪﻩ ﺑﻪﺭ ﻛﺎﻣﺎﻝ ﺭﯗﺧﺴﺎﺭﺋﻨﻰ ﻛﯚﺭﮔﻪﻥ، ﺋﯘﻟﯘﻍ ﻣﻪﻧﺰﺋﻞ ﺩﺍﯞﺍﻧﺌﺪﺍ ﮊﯗﺩﺍﻟﺌﻖ ﻧﺎﺭﺋﻨﻰ ﻛﯚﺭﮔﻪﻥ، ﻧﻪﭘﺌﺲ ﺳﻪﻧﻪﺕ ﻣﯘﻧﺎﺭﺋﻨﺌﯔ ﺋﺎﻟﻤﺎﺱ ﭘﺎﻳﺌﺴﻰ ﺗﺌﻠﺪﯗﺭ، ﺯﻩﻟﺌﻠﻰ ﻗﯘﻡ ﻛﯧﭽﺌﭗ ﻛﻪﻟﺴﻪ، ﻗﻪﻟﻪﻧﺪﻩﺭ، ﻧﻪﯞﺑﺌﺘﻰ ﭼﺎﻗﻨﺎﺭ، ﻧﺌﺰﺍﺭﻯ ﻗﺎﻳﻐﯘﺳﻰ ﮔﯜﻟﺨﺎﻥ ﻣﯘﯕﺌﺪﺍ ﻫﺌﺮﻗﺌﺘﻰ ﭼﺎﻗﻨﺎﺭ، ﺋﯘﭘﯘﻗﻘﺎ ﺋﺎﺗﺴﺎ ﮔﯘﻣﻨﺎﻣﻨﻰ، ﻛﻰ ﻣﻪﺷﺮﻩﭖ ﻏﯘﺭﺑﺌﺘﻰ ﭼﺎﻗﻨﺎﺭ، ﺗﻪﮊﻩﻟﻠﻰ ﻫﻪﻡ ﺑﺌﻼﻝ ﻧﺎﺯﺋﻢ، ﺗﯘﻣﺎﺭﺋﺲ ﻫﻪﺯﺋﺘﻰ ﭼﺎﻗﻨﺎﺭ، ﺯﻩﺑﻪﺭﺩﻩﺳﺖ ﻛﻪﭼﻤﺌﺸﺌﻤﻨﺌﯔ ﺋﻪﯓ ﺗﺌﺮﺋﻚ ﺳﻪﺭﻣﺎﻳﺌﺴﻰ ﺗﺌﻠﺪﯗﺭ. ﺧﺌﮋﺍﻟﻪﺕ ﺋﻪﻳﻠﺌﺪﻯ ﻫﯚﺳﻨﻰ ﺳﯧﻬﺌﺮﻟﻪﭖ ﻛﯜﻱ ﺧﯘﺩﺍﺳﺌﻨﻰ، ﯞﯗﮊﯗﺩ ﺋﺎﺳﻤﺎﻧﺌﻐﺎ ﭼﺎﭼﺘﻰ ﻣﯘﮬﻪﺑﺒﻪﺗﻨﺌﯔ ﮊﯗﻻﺳﺌﻨﻰ، ﺗﺎﻻﻳﻼﭖ ﺗﺎﺷﻠﺌﺪﻯ ﭘﯜﻛﻠﻪﭖ ﮊﺍﮬﺎﻟﻪﺗﻨﺌﯔ ﺑﺎﻻﺳﺌﻨﻰ، ﺑﯘ ﺗﺎﺭﺋﺦ ﺗﯘﻏﺪﻯ ﻫﯚﺭ ﺗﺌﻠﺪﺋﻦ ﻣﻪﺩﻩﻧﺌﻴﻪﺕ ﺋﺎﻧﺎﺳﺌﻨﻰ، ﻳﻮﻗﺎﻟﻤﺎﺱ ﺭﻭﮬﻰ ﻣﺌﻠﻠﻪﺗﻨﺌﯔ، ﺗﯘﻏﻰ - ﺋﺎﺑﺌﺪﺋﺴﻰ ﺗﺌﻠﺪﯗﺭ. ﻏﯘﺭﯗﺭﻟﯘﻕ ﺳﯚﺯﻟﻪ: "ﺋﯘﺭﺧﯘﻥ ﺗﺎﺷﻠﺌﺮﻯ ﺋﻪﻝ ﺋﺌﭙﺘﺌﺨﺎﺭﻯ" ﺩﻩﭖ، "ﮊﺍﺭﺍﯕﻼﭖ ﭼﺌﻦ ﺋﯘﻳﯘﺷﻤﺎﻗﻨﺌﯔ ﻳﯧﻘﺌﻠﻤﺎﺱ ﺗﯚﮬﭙﺌﻜﺎﺭﻯ" ﺩﻩﭖ، "ﺭﻩﺯﺋﻠﻠﺌﻚ ﺗﺌﻞ ﺗﯘﻣﺎﺭﺋﻐﺎ، ﻏﻪﺯﻩﭘﻨﺌﯔ ﺯﯗﻟﭙﺌﻘﺎﺭﻯ" ﺩﻩﭖ، "ﻳﻮﻗﺎﻟﻤﺎﺱ ﻗﻪﮬﺮﺋﻤﺎﻥ ﺧﻪﻟﻘﺌﻢ ﺗﺎﯞﺍﺑﮕﺎﮬﻰ - ﻣﺎﺩﺍﺭﻯ" ﺩﻩﭖ، ﻳﺎﺭﺍﻟﻤﺎﻗﻨﺌﯔ -ﻳﺎﺭﺍﺗﻤﺎﻗﻨﺌﯔ ﺋﺎﻗﺎﺭ ﻳﺌﻠﻨﺎﻣﺌﺴﻰ ﺗﺌﻠﺪﯗﺭ. ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻞ ﻳﯜﻧﺪﻩ ﺋﻪﯕﮕﯜﺷﺘﻪﺭ - ﭼﯧﯟﻩﺭ ﻳﻮﻟﭽﻰ، ﺑﺎﮬﺎﺳﻰ ﻳﻮﻕ، ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻞ ﺳﯚﻳﻤﺌﮕﻪﻧﻠﻪﺭﻧﺌﯔ ﺋﻪﺯﻩﻟﺪﺋﻦ ﺷﺎﺩ ﻧﺎﯞﺍﺳﻰ ﻳﻮﻕ، ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺴﺌﺰ ﺗﻪﭘﻪﻛﻜﯘﺭ ﺑﺎﻏﻰ ﺳﻮﻟﻐﯘﻥ، ﺳﺎﭖ ﻫﺎﯞﺍﺳﻰ ﻳﻮﻕ، ﺗﺌﻠﻨﻰ ﺧﺎﺭﻟﺌﻐﺎﻧﻼﺭﻧﺌﯔ ﻧﻪﺱ ﻛﯧﺴﻪﻝ، ﻣﻪﯕﮕﯜ ﺩﺍﯞﺍﺳﻰ ﻳﻮﻕ، ﭘﻪﺯﺋﻠﻪﺕ ﮊﻩﯞﮬﺌﺮﺋﻨﺌﯔ ﭼﺌﻦ ﺷﺎﮬﺎﺩﻩﺗﻨﺎﻣﺌﺴﻰ ﺗﺌﻠﺪﯗﺭ. ﭘﻪﻟﻪﻛﻜﻪ ﻗﯘﻝ ﺋﯘﺯﺍﺗﻘﺎﻧﻼﺭ ﺋﺎﯕﺎ ﺗﺌﻐﻼﺭ ﭼﺎﭘﺎﻟﻤﺎﻳﺪﯗ، ﺋﻪﺯﺋﻢ ﺗﻮﭘﺎﻥ ﺋﺌﻼﮬﺌﻤﯘ ﻗﺎﺭﺍ ﭘﻪﺭﺩﻩ ﻳﺎﭘﺎﻟﻤﺎﻳﺪﯗ، ﻏﯘﺭﯗﺭ - ﯞﺋﮋﺩﺍﻧﻨﻰ ﺳﺎﺗﻘﺎﻧﻼﺭ ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﻨﻰ ﺳﺎﺗﺎﻟﻤﺎﻳﺪﯗ، ﺑﺎﻻﻏﻪﺕ، ﮊﺋﻠﯟﻩ، ﻛﻪﯕﻠﺌﻜﺘﻪ ﻗﯘﺳﯘﺭ - ﻧﯘﻗﺴﺎﻥ ﺗﺎﭘﺎﻟﻤﺎﻳﺪﯗ، ﻛﻰ ﺋﺌﻨﺴﺎﻥ ﺋﺌﺪﺭﺍﻛﺌﻨﺌﯔ ﺋﻪﯓ ﻗﻪﺩﺋﻢ ﻏﻪﻣﺨﺎﻧﺌﺴﻰ ﺗﺌﻠﺪﯗﺭ. *** Ана тилим, муһәббәт бабида чәксиз йеқимлиқ --- җилвидар тилим; нәпрәт бабида шунчә шиддәтлик --- зулпиқар тилим. миллитимизни, хислитимизни, иззитимизни, сақлап кәлгән төһпикар тилим. Ана тилим, сән ачқан әқил көзимизниму, сән билән чүшәндуқ мушу дуняни, һәм чүшәндуқ, чүшәндүрдуқ өзимизниму. сән болғачқа, узақ тарихму шунчилик йеқин, сән болғачқа, нәччә миң йиллиқ абидиләрдин яңрайду сада, чақниғандәк гояки чеқин. сән болғачқа, алдимда һазир һаят адәмдәк шеир оқуйду апринчур текин. сениң билән аләмшумул сөз қилалиди уйғур балиси. сәндә җәмләнгән җәвһәрләр билән илим дунясини һәйрәткә салди кашғәрийниң улуғ қамуси. сениң җилвидар нәқишиң билән яралди нәзмилик инсаний дәстур --- бовам йүсүпниң бәхтнамиси. сениң " фусәһа ", " боләға " лириң① сени мисраларға тизип яратти уйғурчә ғәзәлниң нәмунисини. сениң биләнму навайи йезип бәхш әтти әлгә есил мәниләрниң хәзинисини②, намайиш қилди йүксәк чоққида дастанчилиқ тәнтәнисини. сән болғачқа, туғди зәлилини йәркән дияри (униң ғәзилигә талай шаирниң мухәммәс бағлашқа③ тутти хумари.) сән болғачқа, нәвбити шундақ гүлдәстә тизди, хушбуйи худди хотән ипари. сән болғачқа, хирқитиниң сулмиди гүли, қалмиди сайраштин тохтап булбули, гум болмиди гумнам мунари. сән болғачқа, маңди улап дастан йолини назим билал һәмдә нәзари сән болғачқа, милләт намини яңратқан " уйғур ", сайраминиң пушти армийә мәрипәткә үндәп юртини, йеқип җаһаләткә исян отини ( болуп шеһит һәм йерим шеһит ), ачти шеирийәтниң йеңи бетини. сән болғачқа, хантәңриниң булбули лутун, күйлиди баһар әлчиси болуп маркисизим һәқиқитини... әй, бибаһа Ана тилимиз, сәндин аңлидуқ даналарниң нәсиһитини, әҗдатларниң вәсийитини. сән арқилиқ чүшәндуқ ениқ тарихниң қануни бишаритини вә инқилаб далалитини. шуңа қоғлидуқ зулмәтни сөкүп, вә сән билән алқишлар төкүп, қучтуқ азадлиқ парағитини. Ана тилим, өмүр көрдүң шунчә көп йил сән, бәрдиң бизгә нурғун әқил сән. әзәлдин бери қәлбимизниң әзиз вәкили идиң, биз мәвҗуд икәнмиз йәнила шундақ әзиз вәкил сән, мәвҗутлиқимизға әң чоң дәлил сән. биз бүгүн йеңи мәнзилгә маңдуқ, сәнму җәвһәр елип җими зувандин бейип, техиму болғин есил сән. Ана тилим, сөйимән сени, сән өмрүмниң җими зиннити. яйрайду җеним, аңлисам сени бай- уз - пак пети. қахшайду җеним йепишса саңа маймун иллити. техиму һар келиду маңа тапса инавәт орилип саңа каззапларниң иғва - төһмити, бишәмләрниң һазазуллиқи, алдамчиларниң сахта һиммити, оғриларниң һарам оқити. лекин биз йәнә әмин шуниңға: инсанийәт тапар камаләт. дәйдиғинини һаман дәп болуп, уҗуқиду ахир ләт болуп әқил алдида хунүк җаһаләт, паклиқ алдида мәшум қабаһәт. әнә шу чағда қилар тәнтәнә инсан тилида раван ләтапәт. Ана тилим, чиллайду сени тил дунясиниң бәс - бәс мунбири, йилтизиң чиң сениң, зиминиң мунбәт, мивәңгә техиму толиду шәрбәт қанчә пәрвиш әйлигәнсери. өскәнсери әқил - зоқимиз, өчүп наданлиқ ғәлдә - ғәшлири, җилвилиниду сәндә мукәммәл сәмимийәтниң сүзүк садаси, пән ипадиси, сәнәт тәсвири... аһ, андақ болмиса, немә дигүлүк, яратмиса тарих тәһрири? бу биз үчүн өлүм әмәсму? вә "Нәс бастиму сени" демәсму қәбридә йетип Мәһмуд Қашқәрий ... ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﻣﯘﮬﻪﺑﺒﻪﺕ ﺑﺎﺑﺌﺪﺍ ﭼﻪﻛﺴﺌﺰ ﻳﯧﻘﺌﻤﻠﺌﻖ --- ﺟﺌﻠﯟﺋﺪﺍﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ؛ ﻧﻪﭘﺮﻩﺕ ﺑﺎﺑﺌﺪﺍ ﺷﯘﻧﭽﻪ ﺷﺌﺪﺩﻩﺗﻠﺌﻚ --- ﺯﯗﻟﭙﺌﻘﺎﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ. ﻣﺌﻠﻠﺌﺘﺌﻤﺌﺰﻧﻰ، ﺧﺌﺴﻠﺌﺘﺌﻤﺌﺰﻧﻰ، ﺋﺌﺰﺯﺋﺘﺌﻤﺌﺰﻧﻰ، ﺳﺎﻗﻼﭖ ﻛﻪﻟﮕﻪﻥ ﺗﯚﮬﭙﺌﻜﺎﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ. ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﺳﻪﻥ ﺋﺎﭼﻘﺎﻥ ﺋﻪﻗﺌﻞ ﻛﯚﺯﺋﻤﺌﺰﻧﺌﻤﯘ، ﺳﻪﻥ ﺑﺌﻠﻪﻥ ﭼﯜﺷﻪﻧﺪﯗﻕ ﻣﯘﺷﯘ ﺩﯗﻧﻳﺎﻧﻰ، ﻫﻪﻡ ﭼﯜﺷﻪﻧﺪﯗﻕ، ﭼﯜﺷﻪﻧﺪﯛﺭﺩﯗﻕ ﺋﯚﺯﺋﻤﺌﺰﻧﺌﻤﯘ. ﺳﻪﻥ ﺑﻮﻟﻐﺎﭼﻘﺎ، ﺋﯘﺯﺍﻕ ﺗﺎﺭﺋﺨﻤﯘ ﺷﯘﻧﭽﺌﻠﺌﻚ ﻳﯧﻘﺌﻦ، ﺳﻪﻥ ﺑﻮﻟﻐﺎﭼﻘﺎ، ﻧﻪﭼﭽﻪ ﻣﺌﯔ ﻳﺌﻠﻠﺌﻖ ﺋﺎﺑﺌﺪﺋﻠﻪﺭﺩﺋﻦ ﻳﺎﯕﺮﺍﻳﺪﯗ ﺳﺎﺩﺍ، ﭼﺎﻗﻨﺌﻐﺎﻧﺪﻩﻙ ﮔﻮﻳﺎﻛﻰ ﭼﯧﻘﺌﻦ. ﺳﻪﻥ ﺑﻮﻟﻐﺎﭼﻘﺎ، ﺋﺎﻟﺪﺋﻤﺪﺍ ﻫﺎﺯﺋﺮ ﻫﺎﻳﺎﺕ ﺋﺎﺩﻩﻣﺪﻩﻙ ﺷﯧﺌﺮ ﺋﻮﻗﯘﻳﺪﯗ ﺋﺎﭘﺮﺋﻨﭽﯘﺭ ﺗﯧﻜﺌﻦ. ﺳﯧﻨﺌﯔ ﺑﺌﻠﻪﻥ ﺋﺎﻟﻪﻣﺸﯘﻣﯘﻝ ﺳﯚﺯ ﻗﺌﻼﻟﺌﺪﻯ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺑﺎﻟﺌﺴﻰ. ﺳﻪﻧﺪﻩ ﺟﻪﻣﻠﻪﻧﮕﻪﻥ ﺟﻪﯞﮬﻪﺭﻟﻪﺭ ﺑﺌﻠﻪﻥ ﺋﺌﻠﺌﻢ ﺩﯗﻧﻳﺎﺳﺌﻨﻰ ﻫﻪﻳﺮﻩﺗﻜﻪ ﺳﺎﻟﺪﻯ ﻛﺎﺷﻐﻪﺭﺋﻴﻨﺌﯔ ﺋﯘﻟﯘﻍ ﻗﺎﻣﯘﺳﻰ. ﺳﯧﻨﺌﯔ ﺟﺌﻠﯟﺋﺪﺍﺭ ﻧﻪﻗﺌﺸﺌﯔ ﺑﺌﻠﻪﻥ ﻳﺎﺭﺍﻟﺪﻯ ﻧﻪﺯﻣﺌﻠﺌﻚ ﺋﺌﻨﺴﺎﻧﺌﻲ ﺩﻩﺳﺘﯘﺭ --- ﺑﻮﯞﺍﻡ ﻳﯜﺳﯜﭘﻨﺌﯔ ﺑﻪﺧﺘﻨﺎﻣﺌﺴﻰ. ﺳﯧﻨﺌﯔ " ﻓﯘﺳﻪﮬﺎ "، " ﺑﻮﻟﻪﻏﺎ " ﻟﺌﺮﺋﯖ① ﺳﯧﻨﻰ ﻣﺌﺴﺮﺍﻻﺭﻏﺎ ﺗﺌﺰﺋﭗ ﻳﺎﺭﺍﺗﺘﻰ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭﭼﻪ ﻏﻪﺯﻩﻟﻨﺌﯔ ﻧﻪﻣﯘﻧﺌﺴﺌﻨﻰ. ﺳﯧﻨﺌﯔ ﺑﺌﻠﻪﻧﻤﯘ ﻧﺎﯞﺍﻳﻰ ﻳﯧﺰﺋﭗ ﺑﻪﺧﺶ ﺋﻪﺗﺘﻰ ﺋﻪﻟﮕﻪ ﺋﯧﺴﺌﻞ ﻣﻪﻧﺌﻠﻪﺭﻧﺌﯔ ﺧﻪﺯﺋﻨﺌﺴﺌﻨﺌ②، ﻧﺎﻣﺎﻳﺌﺶ ﻗﺌﻠﺪﻯ ﻳﯜﻛﺴﻪﻙ ﭼﻮﻗﻘﺌﺪﺍ ﺩﺍﺳﺘﺎﻧﭽﺌﻠﺌﻖ ﺗﻪﻧﺘﻪﻧﺌﺴﺌﻨﻰ. ﺳﻪﻥ ﺑﻮﻟﻐﺎﭼﻘﺎ، ﺗﯘﻏﺪﻯ ﺯﻩﻟﺌﻠﺌﻨﻰ ﻳﻪﺭﻛﻪﻥ ﺩﺋﻳﺎﺭﻯ (ﺋﯘﻧﺌﯔ ﻏﻪﺯﺋﻠﺌﮕﻪ ﺗﺎﻻﻱ ﺷﺎﺋﺮﻧﺌﯔ ﻣﯘﺧﻪﻣﻤﻪﺱ ﺑﺎﻏﻼﺷﻘﺎ③ ﺗﯘﺗﺘﻰ ﺧﯘﻣﺎﺭﻯ.) ﺳﻪﻥ ﺑﻮﻟﻐﺎﭼﻘﺎ، ﻧﻪﯞﺑﺌﺘﻰ ﺷﯘﻧﺪﺍﻕ ﮔﯜﻟﺪﻩﺳﺘﻪ ﺗﺌﺰﺩﻯ، ﺧﯘﺷﺒﯘﻳﻰ ﺧﯘﺩﺩﻯ ﺧﻮﺗﻪﻥ ﺋﺌﭙﺎﺭﻯ. ﺳﻪﻥ ﺑﻮﻟﻐﺎﭼﻘﺎ، ﺧﺌﺮﻗﺌﺘﺌﻨﺌﯔ ﺳﯘﻟﻤﺌﺪﻯ ﮔﯜﻟﻰ، ﻗﺎﻟﻤﺌﺪﻯ ﺳﺎﻳﺮﺍﺷﺘﺌﻦ ﺗﻮﺧﺘﺎﭖ ﺑﯘﻟﺒﯘﻟﻰ، ﮔﯘﻡ ﺑﻮﻟﻤﺌﺪﻯ ﮔﯘﻣﻨﺎﻡ ﻣﯘﻧﺎﺭﻯ. ﺳﻪﻥ ﺑﻮﻟﻐﺎﭼﻘﺎ، ﻣﺎﯕﺪﻯ ﺋﯘﻻﭖ ﺩﺍﺳﺘﺎﻥ ﻳﻮﻟﺌﻨﻰ ﻧﺎﺯﺋﻢ ﺑﺌﻼﻝ ﻫﻪﻣﺪﻩ ﻧﻪﺯﺍﺭﻯ ﺳﻪﻥ ﺑﻮﻟﻐﺎﭼﻘﺎ، ﻣﺌﻠﻠﻪﺕ ﻧﺎﻣﺌﻨﻰ ﻳﺎﯕﺮﺍﺗﻘﺎﻥ " ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ "، ﺳﺎﻳﺮﺍﻣﺌﻨﺌﯔ ﭘﯘﺷﺘﻰ ﺋﺎﺭﻣﺌﻴﻪ ﻣﻪﺭﺋﭙﻪﺗﻜﻪ ﺋﯜﻧﺪﻩﭖ ﻳﯘﺭﺗﺌﻨﻰ، ﻳﯧﻘﺌﭗ ﺟﺎﮬﺎﻟﻪﺗﻜﻪ ﺋﺌﺴﻳﺎﻥ ﺋﻮﺗﺌﻨﻰ ( ﺑﻮﻟﯘﭖ ﺷﯧﻬﺌﺖ ﻫﻪﻡ ﻳﯧﺮﺋﻢ ﺷﯧﻬﺌﺖ )، ﺋﺎﭼﺘﻰ ﺷﯧﺌﺮﺋﻴﻪﺗﻨﺌﯔ ﻳﯧﯖﻰ ﺑﯧﺘﺌﻨﻰ. ﺳﻪﻥ ﺑﻮﻟﻐﺎﭼﻘﺎ، ﺧﺎﻧﺘﻪﯕﺮﺋﻨﺌﯔ ﺑﯘﻟﺒﯘﻟﻰ ﻟﯘﺗﯘﻥ، ﻛﯜﻳﻠﺌﺪﻯ ﺑﺎﮬﺎﺭ ﺋﻪﻟﭽﺌﺴﻰ ﺑﻮﻟﯘﭖ ﻣﺎﺭﻛﺌﺴﺌﺰﺋﻢ ﻫﻪﻗﺌﻘﺌﺘﺌﻨﻰ... ﺋﻪﻱ، ﺑﺌﺒﺎﮬﺎ ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺌﻤﺌﺰ، ﺳﻪﻧﺪﺋﻦ ﺋﺎﯕﻠﺌﺪﯗﻕ ﺩﺍﻧﺎﻻﺭﻧﺌﯔ ﻧﻪﺳﺌﻬﺌﺘﺌﻨﻰ، ﺋﻪﺟﺪﺍﺗﻼﺭﻧﺌﯔ ﯞﻩﺳﺌﻴﺌﺘﺌﻨﻰ. ﺳﻪﻥ ﺋﺎﺭﻗﺌﻠﺌﻖ ﭼﯜﺷﻪﻧﺪﯗﻕ ﺋﯧﻨﺌﻖ ﺗﺎﺭﺋﺨﻨﺌﯔ ﻗﺎﻧﯘﻧﻰ ﺑﺌﺸﺎﺭﺋﺘﺌﻨﻰ ﯞﻩ ﺋﺌﻨﻘﺌﻼﺏ ﺩﺍﻻﻟﺌﺘﺌﻨﻰ. ﺷﯘﯕﺎ ﻗﻮﻏﻠﺌﺪﯗﻕ ﺯﯗﻟﻤﻪﺗﻨﻰ ﺳﯚﻛﯜﭖ، ﯞﻩ ﺳﻪﻥ ﺑﺌﻠﻪﻥ ﺋﺎﻟﻘﺌﺸﻼﺭ ﺗﯚﻛﯜﭖ، ﻗﯘﭼﺘﯘﻕ ﺋﺎﺯﺍﺩﻟﺌﻖ ﭘﺎﺭﺍﻏﺌﺘﺌﻨﻰ. ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﺋﯚﻣﯜﺭ ﻛﯚﺭﺩﯛﯓ ﺷﯘﻧﭽﻪ ﻛﯚﭖ ﻳﺌﻞ ﺳﻪﻥ، ﺑﻪﺭﺩﺋﯔ ﺑﺌﺰﮔﻪ ﻧﯘﺭﻏﯘﻥ ﺋﻪﻗﺌﻞ ﺳﻪﻥ. ﺋﻪﺯﻩﻟﺪﺋﻦ ﺑﯧﺮﻯ ﻗﻪﻟﺒﺌﻤﺌﺰﻧﺌﯔ ﺋﻪﺯﺋﺰ ﯞﻩﻛﺌﻠﻰ ﺋﺌﺪﺋﯔ، ﺑﺌﺰ ﻣﻪﯞﺟﯘﺩ ﺋﺌﻜﻪﻧﻤﺌﺰ ﻳﻪﻧﺌﻼ ﺷﯘﻧﺪﺍﻕ ﺋﻪﺯﺋﺰ ﯞﻩﻛﺌﻞ ﺳﻪﻥ، ﻣﻪﯞﺟﯘﺗﻠﺌﻘﺌﻤﺌﺰﻏﺎ ﺋﻪﯓ ﭼﻮﯓ ﺩﻩﻟﺌﻞ ﺳﻪﻥ. ﺑﺌﺰ ﺑﯜﮔﯜﻥ ﻳﯧﯖﻰ ﻣﻪﻧﺰﺋﻠﮕﻪ ﻣﺎﯕﺪﯗﻕ، ﺳﻪﻧﻤﯘ ﺟﻪﯞﮬﻪﺭ ﺋﯧﻠﺌﭗ ﺟﺌﻤﻰ ﺯﯗﯞﺍﻧﺪﺋﻦ ﺑﯧﻴﺌﭗ، ﺗﯧﺨﺌﻤﯘ ﺑﻮﻟﻐﺌﻦ ﺋﯧﺴﺌﻞ ﺳﻪﻥ. ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﺳﯚﻳﺌﻤﻪﻥ ﺳﯧﻨﻰ، ﺳﻪﻥ ﺋﯚﻣﺮﯛﻣﻨﺌﯔ ﺟﺌﻤﻰ ﺯﺋﻨﻨﺌﺘﻰ. ﻳﺎﻳﺮﺍﻳﺪﯗ ﺟﯧﻨﺌﻢ، ﺋﺎﯕﻠﺌﺴﺎﻡ ﺳﯧﻨﻰ ﺑﺎﻱ- ﺋﯘﺯ - ﭘﺎﻙ ﭘﯧﺘﻰ. ﻗﺎﺧﺸﺎﻳﺪﯗ ﺟﯧﻨﺌﻢ ﻳﯧﭙﺌﺸﺴﺎ ﺳﺎﯕﺎ ﻣﺎﻳﻤﯘﻥ ﺋﺌﻠﻠﺌﺘﻰ. ﺗﯧﺨﺌﻤﯘ ﻫﺎﺭ ﻛﯧﻠﺌﺪﯗ ﻣﺎﯕﺎ ﺗﺎﭘﺴﺎ ﺋﺌﻨﺎﯞﻩﺕ ﺋﻮﺭﺋﻠﺌﭗ ﺳﺎﯕﺎ ﻛﺎﺯﺯﺍﭘﻼﺭﻧﺌﯔ ﺋﺌﻐﯟﺍ - ﺗﯚﮬﻤﺌﺘﻰ، ﺑﺌﺸﻪﻣﻠﻪﺭﻧﺌﯔ ﻫﺎﺯﺍﺯﯗﻟﻠﺌﻘﻰ، ﺋﺎﻟﺪﺍﻣﭽﺌﻼﺭﻧﺌﯔ ﺳﺎﺧﺘﺎ ﻫﺌﻤﻤﺌﺘﻰ، ﺋﻮﻏﺮﺋﻼﺭﻧﺌﯔ ﻫﺎﺭﺍﻡ ﺋﻮﻗﺌﺘﻰ. ﻟﯧﻜﺌﻦ ﺑﺌﺰ ﻳﻪﻧﻪ ﺋﻪﻣﺌﻦ ﺷﯘﻧﺌﯖﻐﺎ: ﺋﺌﻨﺴﺎﻧﺌﻴﻪﺕ ﺗﺎﭘﺎﺭ ﻛﺎﻣﺎﻟﻪﺕ. ﺩﻩﻳﺪﺋﻐﺌﻨﺌﻨﻰ ﻫﺎﻣﺎﻥ ﺩﻩﭖ ﺑﻮﻟﯘﭖ، ﺋﯘﺟﯘﻗﺌﺪﯗ ﺋﺎﺧﺌﺮ ﻟﻪﺕ ﺑﻮﻟﯘﭖ ﺋﻪﻗﺌﻞ ﺋﺎﻟﺪﺋﺪﺍ ﺧﯘﻧﯜﻙ ﺟﺎﮬﺎﻟﻪﺕ، ﭘﺎﻛﻠﺌﻖ ﺋﺎﻟﺪﺋﺪﺍ ﻣﻪﺷﯘﻡ ﻗﺎﺑﺎﮬﻪﺕ. ﺋﻪﻧﻪ ﺷﯘ ﭼﺎﻏﺪﺍ ﻗﺌﻼﺭ ﺗﻪﻧﺘﻪﻧﻪ ﺋﺌﻨﺴﺎﻥ ﺗﺌﻠﺌﺪﺍ ﺭﺍﯞﺍﻥ ﻟﻪﺗﺎﭘﻪﺕ. ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺌﻢ، ﭼﺌﻠﻼﻳﺪﯗ ﺳﯧﻨﻰ ﺗﺌﻞ ﺩﯗﻧﻳﺎﺳﺌﻨﺌﯔ ﺑﻪﺱ - ﺑﻪﺱ ﻣﯘﻧﺒﺌﺮﻯ، ﻳﺌﻠﺘﺌﺰﺋﯔ ﭼﺌﯔ ﺳﯧﻨﺌﯔ، ﺯﺋﻤﺌﻨﺌﯔ ﻣﯘﻧﺒﻪﺕ، ﻣﺌﯟﻩﯕﮕﻪ ﺗﯧﺨﺌﻤﯘ ﺗﻮﻟﺌﺪﯗ ﺷﻪﺭﺑﻪﺕ ﻗﺎﻧﭽﻪ ﭘﻪﺭﯞﺋﺶ ﺋﻪﻳﻠﺌﮕﻪﻧﺴﯧﺮﻯ. ﺋﯚﺳﻜﻪﻧﺴﯧﺮﻯ ﺋﻪﻗﺌﻞ - ﺯﻭﻗﺌﻤﺌﺰ، ﺋﯚﭼﯜﭖ ﻧﺎﺩﺍﻧﻠﺌﻖ ﻏﻪﻟﺪﻩ - ﻏﻪﺷﻠﺌﺮﻯ، ﺟﺌﻠﯟﺋﻠﺌﻨﺌﺪﯗ ﺳﻪﻧﺪﻩ ﻣﯘﻛﻪﻣﻤﻪﻝ ﺳﻪﻣﺌﻤﺌﻴﻪﺗﻨﺌﯔ ﺳﯜﺯﯛﻙ ﺳﺎﺩﺍﺳﻰ، ﭘﻪﻥ ﺋﺌﭙﺎﺩﺋﺴﻰ، ﺳﻪﻧﻪﺕ ﺗﻪﺳﯟﺋﺮﻯ... ﺋﺎﮬ، ﺋﺎﻧﺪﺍﻕ ﺑﻮﻟﻤﺌﺴﺎ، ﻧﯧﻤﻪ ﺩﺋﮕﯜﻟﯜﻙ، ﻳﺎﺭﺍﺗﻤﺌﺴﺎ ﺗﺎﺭﺋﺦ ﺗﻪﮬﺮﺋﺮﺋ? ﺑﯘ ﺑﺌﺰ ﺋﯜﭼﯜﻥ ﺋﯚﻟﯜﻡ ﺋﻪﻣﻪﺳﻤﯘ? ﯞﻩ "ﻧﻪﺱ ﺑﺎﺳﺘﺌﻤﯘ ﺳﯧﻨﻰ" ﺩﯦﻤﻪﺳﻤﯘ ﻗﻪﺑﺮﺋﺪﻩ ﻳﯧﺘﺌﭗ ﻣﻪﮬﻤﯘﺩ ﻗﺎﺷﻘﻪﺭﺋﻲ ... --==-- Ана тилни харлима Мәйли болғин қайси милләт, ана тилдин танмиғин, Ана тилчүн һәтта қанлар аққузуштин йанмиғин. Нам - мәнпәәт, абройни дәп ана тилдин чанмиғин, Саңа әқил - идрак бәргән тилиңни хар қилмиғин. Қәдди - қамәт, йүрүш - туруш бәлгилимәс милләтни, Ата тилла берәләйду һечким бәрмәс сөлкәтни. Ойлап баққин ана тилсиз қалғандики күлпәтни, Йуқтурмиғин ана тилни хар қилидиған илләтни. Хатаси йоқ билим үчүн башқа тилни өгиниш, Чүнки мәқсәд билим елип қалақлиқни түгитиш. Лекин билсәң номуссизлиқ ана тилдин ваз кечиш, Шу ваз кечиш елип келәр заваллиққа йүзлиниш. Вәтини һәм милләтни қоғдимиған әр саналмас, Вәтән - әлгә көйүнмигән йүрәкликрәк маңалмас. Милләтму һәм ана тилсиз мәвҗут болуп туралмас, Биливалғин ана тил баһаси йоқ бир алмас. ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﻨﻰ ﺧﺎﺭﻟﺌﻤﺎ ﻣﻪﻳﻠﻰ ﺑﻮﻟﻐﺌﻦ ﻗﺎﻳﺴﻰ ﻣﺌﻠﻠﻪﺕ، ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺪﺋﻦ ﺗﺎﻧﻤﺌﻐﺌﻦ، ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﭽﯜﻥ ﻫﻪﺗﺘﺎ ﻗﺎﻧﻼﺭ ﺋﺎﻗﻘﯘﺯﯗﺷﺘﺌﻦ ﻳﺎﻧﻤﺌﻐﺌﻦ. ﻧﺎﻡ - ﻣﻪﻧﭙﻪﻩﺕ، ﺋﺎﺑﺮﻭﻳﻨﻰ ﺩﻩﭖ ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺪﺋﻦ ﭼﺎﻧﻤﺌﻐﺌﻦ، ﺳﺎﯕﺎ ﺋﻪﻗﺌﻞ - ﺋﺌﺪﺭﺍﻙ ﺑﻪﺭﮔﻪﻥ ﺗﺌﻠﺌﯖﻨﻰ ﺧﺎﺭ ﻗﺌﻠﻤﺌﻐﺌﻦ. ﻗﻪﺩﺩﻯ - ﻗﺎﻣﻪﺕ، ﻳﯜﺭﯛﺵ - ﺗﯘﺭﯗﺵ ﺑﻪﻟﮕﺌﻠﺌﻤﻪﺱ ﻣﺌﻠﻠﻪﺗﻨﻰ، ﺋﺎﺗﺎ ﺗﺌﻠﻼ ﺑﯧﺮﻩﻟﻪﻳﺪﯗ ﻫﯧﭽﻜﺌﻢ ﺑﻪﺭﻣﻪﺱ ﺳﯚﻟﻜﻪﺗﻨﻰ. ﺋﻮﻳﻼﭖ ﺑﺎﻗﻘﺌﻦ ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺴﺌﺰ ﻗﺎﻟﻐﺎﻧﺪﺋﻜﻰ ﻛﯜﻟﭙﻪﺗﻨﻰ، ﻳﯘﻗﺘﯘﺭﻣﺌﻐﺌﻦ ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﻨﻰ ﺧﺎﺭ ﻗﺌﻠﺌﺪﺋﻐﺎﻥ ﺋﺌﻠﻠﻪﺗﻨﻰ. ﺧﺎﺗﺎﺳﻰ ﻳﻮﻕ ﺑﺌﻠﺌﻢ ﺋﯜﭼﯜﻥ ﺑﺎﺷﻘﺎ ﺗﺌﻠﻨﻰ ﺋﯚﮔﺌﻨﺌﺶ، ﭼﯜﻧﻜﻰ ﻣﻪﻗﺴﻪﺩ ﺑﺌﻠﺌﻢ ﺋﯧﻠﺌﭗ ﻗﺎﻻﻗﻠﺌﻘﻨﻰ ﺗﯜﮔﺌﺘﺌﺶ. ﻟﯧﻜﺌﻦ ﺑﺌﻠﺴﻪﯓ ﻧﻮﻣﯘﺳﺴﺌﺰﻟﺌﻖ ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺪﺋﻦ ﯞﺍﺯ ﻛﯧﭽﺌﺶ، ﺷﯘ ﯞﺍﺯ ﻛﯧﭽﺌﺶ ﺋﯧﻠﺌﭗ ﻛﯧﻠﻪﺭ ﺯﺍﯞﺍﻟﻠﺌﻘﻘﺎ ﻳﯜﺯﻟﺌﻨﺌﺶ. ﯞﻩﺗﺌﻨﻰ ﻫﻪﻡ ﻣﺌﻠﻠﻪﺗﻨﻰ ﻗﻮﻏﺪﺋﻤﺌﻐﺎﻥ ﺋﻪﺭ ﺳﺎﻧﺎﻟﻤﺎﺱ، ﯞﻩﺗﻪﻥ - ﺋﻪﻟﮕﻪ ﻛﯚﻳﯜﻧﻤﺌﮕﻪﻥ ﻳﯜﺭﻩﻛﻠﺌﻜﺮﻩﻙ ﻣﺎﯕﺎﻟﻤﺎﺱ. ﻣﺌﻠﻠﻪﺗﻤﯘ ﻫﻪﻡ ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺴﺌﺰ ﻣﻪﯞﺟﯘﺕ ﺑﻮﻟﯘﭖ ﺗﯘﺭﺍﻟﻤﺎﺱ، ﺑﺌﻠﺌﯟﺍﻟﻐﺌﻦ ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻞ ﺑﺎﮬﺎﺳﻰ ﻳﻮﻕ ﺑﺌﺮ ﺋﺎﻟﻤﺎﺱ. *** Уйғур тилим җан пида Маскәлгәнсән җаһанға - Уйғур тилим җан пида!. Маскелисән заманға - Уйғур тилим җан пида!. Сән болғачқа биз бармиз- Уйғур тилим җан пида!. Йашаймиз һәм сәнбилән - Уйғур тилим җан пида!. Каши дисә Қәшқәрни - Хетиаң дисә Хотәнни. ...Өлүк дисә бизләрни - Йақ өлмидуқ җан пида!. Вуши әмәс, Үчтурпан - Дапо әмәс, Мөлжәр тағ. Тийаншән әмәс, Тәңри тағ - Уйғур елим җан пида!. Йеңи йәр дисә йуртумни- Вәйран қилса әслимни - Тирик көмсә нәслимни - Йақ түгимәймиз җан пида!. Хаба әмәс, дәрийалар - Хуңшүй әмәс, бу қанлар - Жийру әмәс, бу жанлар - Виждан тилим җан пида!. Йаңру әмәс, қой гуши - Нүйру әмәс, кала гуши. Шужи әмәс, кәнит беши - Йәрлик тилим җан пида!. Ба-ба әмәс, җан дада - Ма-ма әмәс, җан ана. Лавши әмәс, муәллим - Ана тилим җан пида!. Гүйру әмәс, қорима- Һалал әмәс, жувава. Исми униң су манта - Уйғур тилим җан пида!. Таңмийән әмәс, аш сүйи- Гаңфән әмәс, сәй поло. Мийфән әмәс, гөш поло- Уйғур тилим җан пида!. Вей-вей әмәс, әссалам - Дәп көрүшисәк нимбула? Қоғдисақ ана тилни - Аллаһ һәм рази булла? Аллаһ ризаси үчүн- Ана тилим җан пида!. Кесилсә тил - бурунла - Йулунса чач - сақалла. Көйдүрүлсә - ромалла- Қоғдалсун.. Ана тилла - Ана тилни қоғдашқа - Виждан билән җан пида!. Томурдин чиқса қанла - Йүрәктин чиқса жанла . Тилим сөзләр "илләллаһ" - Иман тилим җан пида!. Түрки тиллар дивани - Дунийа униң һәйрани. Йашиди миң йилларни- Әждад тилим җан пида!. Бовам йазған бир қамус - Йуқалмиди миң йилла... Йуқалмайду бу тил һәм - Булалисақ биз пида - Уйғур тилим җан пида!. А. Мөлжәрли 2012-01-18 транслит Амрақ ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ ﻣﺎﺳﻜﻪﻟﮕﻪﻧﺴﻪﻥ ﺟﺎﮬﺎﻧﻐﺎ - ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ!. ﻣﺎﺳﻜﯧﻠﺌﺴﻪﻥ ﺯﺍﻣﺎﻧﻐﺎ - ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ!. ﺳﻪﻥ ﺑﻮﻟﻐﺎﭼﻘﺎ ﺑﺌﺰ ﺑﺎﺭﻣﺌﺰ- ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ!. ﻳﺎﺷﺎﻳﻤﺌﺰ ﻫﻪﻡ ﺳﻪﻧﺒﺌﻠﻪﻥ - ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ!. ﻛﺎﺷﻰ ﺩﺋﺴﻪ ﻗﻪﺷﻘﻪﺭﻧﻰ - ﺧﯧﺘﺌﺎﯓ ﺩﺋﺴﻪ ﺧﻮﺗﻪﻧﻨﻰ. ...ﺋﯚﻟﯜﻙ ﺩﺋﺴﻪ ﺑﺌﺰﻟﻪﺭﻧﻰ - ﻳﺎﻕ ﺋﯚﻟﻤﺌﺪﯗﻕ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ!. ﯞﯗﺷﻰ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﺋﯜﭼﺘﯘﺭﭘﺎﻥ - ﺩﺍﭘﻮ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﻣﯚﻟﮋﻩﺭ ﺗﺎﻍ. ﺗﺌﻴﺎﻧﺸﻪﻥ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﺗﻪﯕﺮﻯ ﺗﺎﻍ - ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺋﯧﻠﺌﻢ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ!. ﻳﯧﯖﻰ ﻳﻪﺭ ﺩﺋﺴﻪ ﻳﯘﺭﺗﯘﻣﻨﻰ- ﯞﻩﻳﺮﺍﻥ ﻗﺌﻠﺴﺎ ﺋﻪﺳﻠﺌﻤﻨﻰ - ﺗﺌﺮﺋﻚ ﻛﯚﻣﺴﻪ ﻧﻪﺳﻠﺌﻤﻨﻰ - ﻳﺎﻕ ﺗﯜﮔﺌﻤﻪﻳﻤﺌﺰ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ!. ﺧﺎﺑﺎ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﺩﻩﺭﺋﻴﺎﻻﺭ - ﺧﯘﯕﺸﯜﻱ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﺑﯘ ﻗﺎﻧﻼﺭ - ﮊﺋﻴﺮﯗ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﺑﯘ ﮊﺍﻧﻼﺭ - ﯞﺋﮋﺩﺍﻥ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ!. ﻳﺎﯕﺮﯗ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﻗﻮﻱ ﮔﯘﺷﻰ - ﻧﯜﻳﺮﯗ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﻛﺎﻻ ﮔﯘﺷﻰ. ﺷﯘﮊﻯ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﻛﻪﻧﺌﺖ ﺑﯧﺸﻰ - ﻳﻪﺭﻟﺌﻚ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ!. ﺑﺎ-ﺑﺎ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﺟﺎﻥ ﺩﺍﺩﺍ - ﻣﺎ-ﻣﺎ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﺟﺎﻥ ﺋﺎﻧﺎ. ﻻﯞﺷﻰ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﻣﯘﻩﻟﻠﺌﻢ - ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ!. ﮔﯜﻳﺮﯗ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﻗﻮﺭﺋﻤﺎ- ﻫﺎﻻﻝ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﮊﯗﯞﺍﯞﺍ. ﺋﺌﺴﻤﻰ ﺋﯘﻧﺌﯔ ﺳﯘ ﻣﺎﻧﺘﺎ - ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ!. ﺗﺎﯕﻤﺌﻴﻪﻥ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﺋﺎﺵ ﺳﯜﻳﻰ- ﮔﺎﯕﻔﻪﻥ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﺳﻪﻱ ﭘﻮﻟﻮ. ﻣﺌﻴﻔﻪﻥ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﮔﯚﺵ ﭘﻮﻟﻮ- ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ!. ﯞﯦﻲ-ﯞﯦﻲ ﺋﻪﻣﻪﺱ، ﺋﻪﺳﺴﺎﻻﻡ - ﺩﻩﭖ ﻛﯚﺭﯛﺷﺌﺴﻪﻙ ﻧﺌﻤﺒﯘﻻ? ﻗﻮﻏﺪﺋﺴﺎﻕ ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﻨﻰ - ﺋﺎﻟﻼﮬ ﻫﻪﻡ ﺭﺍﺯﻯ ﺑﯘﻟﻼ? ﺋﺎﻟﻼﮬ ﺭﺋﺰﺍﺳﻰ ﺋﯜﭼﯜﻥ- ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ!. ﻛﯧﺴﺌﻠﺴﻪ ﺗﺌﻞ - ﺑﯘﺭﯗﻧﻼ - ﻳﯘﻟﯘﻧﺴﺎ ﭼﺎﭺ - ﺳﺎﻗﺎﻟﻼ. ﻛﯚﻳﺪﯛﺭﯛﻟﺴﻪ - ﺭﻭﻣﺎﻟﻼ- ﻗﻮﻏﺪﺍﻟﺴﯘﻥ.. ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﻼ - ﺋﺎﻧﺎ ﺗﺌﻠﻨﻰ ﻗﻮﻏﺪﺍﺷﻘﺎ - ﯞﺋﮋﺩﺍﻥ ﺑﺌﻠﻪﻥ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ!. ﺗﻮﻣﯘﺭﺩﺋﻦ ﭼﺌﻘﺴﺎ ﻗﺎﻧﻼ - ﻳﯜﺭﻩﻛﺘﺌﻦ ﭼﺌﻘﺴﺎ ﮊﺍﻧﻼ . ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺳﯚﺯﻟﻪﺭ "ﺋﺌﻠﻠﻪﻟﻼﮬ" - ﺋﺌﻤﺎﻥ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ!. ﺗﯜﺭﻛﻰ ﺗﺌﻠﻼﺭ ﺩﺋﯟﺍﻧﻰ - ﺩﯗﻧﺌﻴﺎ ﺋﯘﻧﺌﯔ ﻫﻪﻳﺮﺍﻧﻰ. ﻳﺎﺷﺌﺪﻯ ﻣﺌﯔ ﻳﺌﻠﻼﺭﻧﻰ- ﺋﻪﮊﺩﺍﺩ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ!. ﺑﻮﯞﺍﻡ ﻳﺎﺯﻏﺎﻥ ﺑﺌﺮ ﻗﺎﻣﯘﺱ - ﻳﯘﻗﺎﻟﻤﺌﺪﻯ ﻣﺌﯔ ﻳﺌﻠﻼ... ﻳﯘﻗﺎﻟﻤﺎﻳﺪﯗ ﺑﯘ ﺗﺌﻞ ﻫﻪﻡ - ﺑﯘﻻﻟﺌﺴﺎﻕ ﺑﺌﺰ ﭘﺌﺪﺍ - ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺗﺌﻠﺌﻢ ﺟﺎﻥ ﭘﺌﺪﺍ!. ﺋﺎ. ﻣﯚﻟﮋﻩﺭﻟﻰ 2012-01-18 ﺗﻪﮬﺮﺋﺮ --- ﺋﺎﻣﺮﺍﻕ

Ана тили күни
Ana tilim Dana tilim munbirige merhemet qiling




Выражаю благодарность--
Хизмату Абдуллаеву

Copyright ©  2003-2016 Һәмраҗан - Амрақ All Rights Reserved.   

Используются технологии uCoz
© ئامراۆ - Амрақ    Мәрһәмәт